Түркийәдә әкрәм әхмәтофниң “мәһмуд қәшқәри” намлиқ драмиси мукапатқа еришти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.12.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Haldun-Taner-mexmut-qeshqiri.jpg Қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтоф язған “мәһмуд қәшқәри” намлиқ драма “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси” дә иккинчиликкә еришти. 2015-Йили ноябир.
RFA/Erkin Tarim

Қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтоф язған “мәһмуд қәшқәри” намлиқ драма “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси” дә иккинчиликкә еришти.

Явро-асия язғучилар бирликиниң уюштуруши, түркийә баш министирлиқ тармиқидики түркийәни тонутуш фондиниң қоллап -қуввәтлиши, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати йәни түрксой вә түркийә дөләт тиятирханилири баш идарисиниң һәмкарлишиши арқисида орунлаштурулған “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси” гә түрк дунясиниң онларчә район вә дөләтлиридики язғучиларниң әсәрлири қатнаштурулди.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу мусабиқини уюштурған явро-асия язғучилар бирликиниң мәсули яқуп өмәроғлу вә германийәдә турушлуқ уйғур әдәбиятшунас абдувәли әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Яқуп өмәроғлу бу мусабиқини уюштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу мусабиқә бу йил тонулған тиятирчи халдун танәр туғулғанлиқиниң 100-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлди. Хәлқара түрк күлтүри тәшкилати бу йилни түрк дуняси һалдун танәр йили елан қилған иди. Бу мунасивәт билән биз явро-ася язғучилар җәмийити һалдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси уюштурдуқ. Бу мусабиқигә қатнишишниң шәрти һәрқандақ бир түркий тилида тиятир әсири йезиш иди. Бу йил 4-айда елан қилған идуқ. Әмди ахирлашти.

Мәркизи түркийәдә турушлуқ явро-ася язғучилар җәмийити рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди бу мусабиқиниң нәтиҗилири тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу мусабиқә тоғрисидики уқтурушни түркийәниң коня шәһиридә өткүзүлгән ‛миң нәпәс бир сес (аваз)‚ намлиқ хәлқара түркий тилларда тиятир орундайдиған дөләтләр байримида елан қилған идуқ. Мусабиқидин хәвәр тапқан 18 район вә дөләттин 109 язғучи мусабиқигә әсәр әвәтти. ‛туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси‚ ниң баһалаш һәйити бу әсәрләрни оқуп баһалаш нәтиҗисидә русийә федератсийәси башқурдистан районидин мәрйәм буракайеваниң ‛сайә‚ намлиқ әсири биринчиликкә, қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтофниң ‛мәһмуд қәшқәри‚ намлиқ әсири иккинчиликкә, әзәрбәйҗанлиқ афак мәсудниң ‛мәнсур һәллаҗи‚ намлиқ әсири үчинчиликкә, молдавийәниң гагавуз районидин кәлгән тодур занәтниң ‛система‚ намлиқ әсири төтинчиликкә вә түркмәнистанлиқ набатгули рәҗәпофниң ‛нәсридин әпәнди, сән ким?‚ намлиқ әсири бәшинчиликкә еришти.”

Яқуп өмәроғлу һалдун танәр тиятир йезиш мусабиқисини өткүзүшниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “алди билән пүтүн түркий милләт бу тиятир йезиш мусабиқисидә бирләштуқ. Мусабиқигә қатнашқан тиятир әсәрлирини топлам шәклидә нәшр қилип, түркийәдики тиятир сәнәтчилиригә тарқитип беримиз. Бу әсәрләр башқа түркий тилларғиму тәрҗимә қилинип тарқитилса пүтүн тамашибинларғиму улашқан болиду. Бу паалийәтләр түркий милләт язғучиларниң бир-бирини чүшиниши, өз-ара өгиниши үчүн зор әһмийәткә игә дәп ойлаймән.”

Уйғур әдәбиятшунас абдувәли әпәнди уйғур язғучи язған“мәһмуд қәшқәри” намлиқ сәһнә әсириниң мукапатқа еришкәнликиниң уйғурларниң тарихи вә бүгүнки вәзийитини тонутуш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтофниң уйғурчә йезилған икки пәрдә сәккиз көрүнүшлүк мәзкур драмисида мәһмуд қәшқәриниң қәшқәрдин башлинип бағдадқичә созулған “дивану луғатит түрк” ни йезиш сәпирини мәзмун қилинған болуп, язғучи әсәрдә мәһмуд қәшқәрийиниң издиниш усуллири, мушәққәтлик һаят сәзгүрәштилири, дүшмәнләрниң һәр хил суйиқәстлирини наһайити җанлиқ вә қизиқарлиқ шәкилдә ипадиләп бәргән.

Түрксойниң 2015-йилини “халдун танәр йили” дәп елан қилиши мунасивити билән өткүзүлгән мәзкур мусабиқә, түрк дунясида орунлаштурулған тунҗи тиятир әсәрлири мусабиқиси болуш алаһидиликигә игә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.