Москвада уйғур рәссамлириниң рәсим көргәзмиси ечилди

Мухбиримиз әркин тарим
2016.10.28
moskiva-uyghur-ressam-sabiqjan-kamalowich-babajanow.jpg Москвадики уйғур рәссамларниң рәсим көргәзмиси
RFA/Erkin Tarim

Русийә федратсийәсиниң пайтәхти москвада уйғур рәссамлириниң рәсим көргәзмиси ечилди. 10 - Айниң 24 - күни ечилиши өткүзүлгән рәсим көргәзмиси хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини 26 - числа күни ахирлашқичә давамлашти. Йиғин җәрянида қирғизистанда тонулған уйғур рәссам сабиқҗан камалович бабаҗаноф әпәнди билән қазақистанлиқ тонулған уйғур рәссам мавидина гүзәл аббас қизи ханим қатарлиқлар рәсим көргәзмиси ачти. Көргәзмигә 60 әтрапида май бояқ рәсим қоюлған болуп, қазақистанлиқ уйғур рәссам мавидина гүзәл аббас қизи ханим асасән уйғур аяллирини тема қилған рәсимләрни, қирғизистанда тонулған рәссам сабиқҗан камалович бабаҗаноф болса асасән тарихта өткән уйғур шәхисләрни тема қилған рәсимләрни көргәзмигә қойған.

Бу паалийәтни москва илимләр академийәси билән москва уйғур мәдәнийәт уюшмиси бирликтә өткүзгән. Уюшма рәиси рәпқәт турсуноғли садиқоф рәсим көргәзмиси тоғрисида мәлумат бәрди.

Мавидина гүзәл аббас қизи ханим москвадики бу көргәзмидә көрситиливатқан рәсимләрдә уйғур аяллириниң турмушиниң әкс әттүрүлгәнликини баян қилди һәмдә өзиниң тәрҗимали тоғрисида мәлумат бәрди.

Рәссам сабиқҗан камалович бабаҗаноф москвадики көргәзмидә уйғурларниң тарихта өткән қәһриманлири вә мәшһур шәхислирини сизған рәсимлирини көрситиватқанлиқини баян қилди. Рәссам сабиқҗан камалович бабаҗаноф өзиниң иҗадийәт һаяти тоғрисида мәлумат бәрди.

Москва уйғур мәдәнийәт уюшмиси рәиси рәпқәт турсуноғли садиқоф әпәнди москвада 500 әтрапида уйғур барлиқини, алдимиздики йилларда техиму көп мәдәнийәт паалийәтлири өткүзидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.