Ғәрб дунясидики уйғурлар (1A)
2016.01.21

Муқәддимә: әркинлик мәнзили издәп (а)
Йеқинқи йиллардин буян ғәрб әллиридә җиддий рәвиштә шәкиллиниватқан уйғур көчмән топлуқлири дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғимақта.
Уйғурларниң вәтини сиртидики әң чоң җамаити гәрчә оттура асиядики қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ түркий җумһурийәтләрдә болсиму, әмма 1950-йиллардин кейин түркийәни өз ичигә алған ғәрб дунясида уйғур көчмәнләр топи тез сүрәттә зораймақта.
Бүгүнки һаят шаһитлар уйғурларниң түркийәгә вә бу йәрдин ғәрб әллиригә келишини 1949-йилиниң ахиридики зор һиҗрәт долқуниға бағлайду.
Шаһитларниң әслимилиригә қариғанда, 1949-йилиниң ахири хитай азадлиқ армийәсиниң уйғур елиға кириши билән нәччә миңлиған уйғур вә қазақлар өз вәтинини ташлап ят әлләргә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болиду. Земистан қиш пәслидә һималая тағлиридин өткән миңлиған көчмәнләр инсан тәсәввур қилғусиз мушәққәтләр билән һиндистанниң кәшмир райониға йетип бариду.
Бу йил 86 яшқа киргән ғуламидин пахта әпәнди нюйорктики өйидә туруп бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилди вә буниңдин 67 йил илгирики кәчмишлирини әслимә қилди:
“мән 1949-йилиниң ахирида үрүмчи, қәшқәр, хотән вә уйғур райониниң башқа җайлиридин һиндистанға һиҗрәт қилған миңлиған кишиләргә қошулуп зимистан қишта һималая тағлиридин өттүм вә һиндистанниң кәшмир районидики сиринагар шәһиригә кәлдим. Шу чағда һиндистанниң кәшмир райони уйғур вә қазақ муһаҗирлар билән толған иди. Нурғун киши һималая тағлирида соғуқтин музлап яки ис-түтәклик һавадин зәһәрлинип өлди. Мән кәшмиргә йетип барғанда у йәрдә қурулған ‛шәрқий түркистан муһаҗирлар уюшмиси‚ ға рәис болуп сайланған тағам әбәйдулладин ‛11 миң 500 кишиниң кәшмиргә йетип кәлгәнлики, йолда 400 дин артуқ кишиниң өлгәнлики‚ ни аңлидим.”
Ғуламидин әпәндиниң әслимисигә қариғанда, әйни чағдики һиндистан һөкүмити зимистан қишта кәшмиргә йетип кәлгән бу зор сандики уйғур көчмәнләрни башқа әлләргә кетишкә қистайду.
Муһәммәтимин буғра билән әйса йүсүп алиптекин рәһбәрликидә кәшмирдә қайта тәшкилләнгән “шәрқий түркистан муһаҗирлар комитети” әйни вақитта доклат йезип бирләшкән дөләтләр тәшкилати, америка вә түркийә һөкүмәтлиридин ярдәм тәләп қилиду. Узун өтмәй түркийә вә америка һөкүмәтлиридин җаваб келиду. Бу чағда кәшмирдә вақитлиқ туруватқан уйғур муһаҗирлири я түркийәгә кетиш яки ғәрб әллиригә кетиш тоғрилиқ қийин таллашқа дуч келиду. Уларниң ичидики 7 нәпәр яш америкиға берип оқуш йолини таллайду. Қалғанларниң һәммиси түркийәгә берип йәрлишиш йолини таллайду. Америкиға кәткән яшлар кейинчә түркийәгә қайтип келиду. Уларниң ичидә давут осман исимлик уйғур яш америкиға йәрлишип, бу йәрдики тунҗи түркүмдики уйғур муһаҗирлардин болуп қалиду.
Һазир истанбулда олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин һамидхан көктүрк әпәнди әйни чағда кәшмирдә қамилип қалған уйғур көчмәнлиридин 2 миңдин артуқ кишиниң түркийә һөкүмитиниң ярдими билән 1952-йили түркийәниң қәйсәри вилайитигә йәрләштүрүлгәнликини баян қилиду. Униң билдүрүшичә, биринчи түркүмдики бу көчмәнләр парахотқа олтуруп алди билән ирақниң бәсрә қолтуқиға, у йәрдин пойиз билән түркийәгә көчүрүп келиниду. Уларниң көп қисми түркийәниң қәйсәри вилайитигә йәрләштүрүлиду.
Һамидхан әпәнди өз кәчүрмишлири асасида әслимә берип, әйни чағда афғанистанға көчүп чиққан уйғур муһаҗирларниң 1965-йилиға кәлгәндә иккинчи түркүмдә түркийәгә кәлтүрүлүп йәрләштүрүлгәнликини, уларниң ичидә өз аилисиниңму барлиқини илгири сүриду.
Һазир германийәдә олтурушлуқ әнвәрҗан әпәндиму бу һәқтә әслимә тәқдим қилип, түркийә һөкүмитиниң 1967-йили йәнә бир түркүм уйғур муһаҗирларни афғанистандин түркийәгә әкелип йәрләштүргәнликини илгири сүриду. Әнвәрҗанниң билдүрүшичә, уларниң аилиси иккинчи түркүмдә, йәни 1967-йили афғанистандин түркийәгә көчүрүп келиниду һәмдә қәйсәри вилайитигә йәрләштүрүлиду.
Түркийәгә кәлгән уйғур муһаҗирлар ичидики бир қисим яшлар 1950-йилларниң оттурилириға кәлгәндә оқуш яки башқа йоллар билән явропаға бариду. Ғуламидин әпәнди әслимисидә өзиниң 1954-йили түркийә арқилиқ явропа әллиригә, җүмлидин германийәгә берип олтурақлашқан тунҗи түркүмдики уйғурлардин икәнликини илгири сүриду.
Әнвәрҗан әпәндиму әслимисидә өзиниң 1974-йили германийәгә барғанлиқи вә бу йәрдики “азадлиқ радиоси” ниң уйғурчә аңлитишида 20 йил хизмәт қилғанлиқини баян қилиду.
Ахирида дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, германийәдики уйғур җамаити вә униң шәкиллиниш тарихи һәққидә мәлумат бәрди. Униң қаришичә, иккинчи дуня урушидин кейин ғәрб дунясида шәкилләнгән тунҗи уйғур җамаити германийәниң мюнхен шәһирини асас қилип шәкилләнгән икән.
(Давами бар)