Ғәрб дунясидики уйғурлар (1B)
2016.01.22
Муқәддимә: әркинлик мәнзили издәп
1952-Йили һиндистанниң кәшмир районидин түркийәгә көчүрүп келингән 2500 дин артуқ уйғур вә қазақ көчмәнләр түркийәниң қәйсәри вилайитидики “түркистанлиқлар” мәһәллисини шәкилләндүриду.
Буниңдин 64 йил илгирики тарихий мәнзилләрни әсләп өткән ғуламидин пахта әпәнди мунуларни тәкитләйду: “1952-йили һиндистанда вақитлиқ туруватқан 2500 нәпәр муһаҗир түркийәгә елип келинип, қәйсәри вилайитигә йәрләштүрүлгән иди. Шу чағда мән дадам билән биллә истанбулдин қәйсәригә берип юртдашлар билән көрүштүм. Уларға түрк һөкүмити беғи бар икки қәвәтлик өйләрни ясап, таки йәрлишивалғичә баҗни кәчүрүм қилған икән. Шундақ қилип бу җайда мәлум көләмдики уйғур мәһәллилири шәкилләнгән. Мән йеқинқи йилларда қәйсәригә барсам, бу мәһәллиләргә он нәччә қәвәтлик егиз биналар селинип, катта шәһәр болуп кетипту...”
Истанбулда яшаватқан пешқәдәм уйғур зиялийлиридин һамидхан көктүрк әпәнди 2009-йилидин бурун истанбулда тәхминән 800 дин 1000 ға йеқин уйғур аилисиниң яшайдиғанлиқини, уларниң омумий нопусини шу чағда 3500 дин 5000 нәпәргичә дәп тәхмин қилишқа болидиғанлиқини илгири сүриду.
Һамидхан әпәнди йәнә 2009-йилидин буян, болупму 2015-йилидин буян шәрқий җәнуби асия әллири арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғур мусапирларниң шиддәт билән көпәйгәнликини, бүгүн пүтүн түркийәдә яшаватқан уйғур җамаитиниң омумий санини тәхминән 12 миңдин 15 миңғичә дәп ейтишқа болидиғанлиқини тәкитләйду.
Германийә -явропадики тунҗи уйғур көчмәнләр җамаити шәкилләнгән дөләт. 1950-Йиллардин 1970-йилларғичә болған җәрянда германийәгә тунҗи түркүмдики уйғурлар түркийә арқилиқ келип йәрләшкән.
Германийәдики уйғур җамаитиниң шәкиллиниш тарихий һәққидә баян бәргән долқун әйса әпәнди, мюнхендики әслидики уйғур җамаитиниң өткән әсирниң 90-йиллиридин кейин тәдриҗий көпийип зорайғанлиқини қәйт қилиду.
Дуня уйғур қурултийи вә “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң мәлуматлири асасида баян бәргән долқун әйса әпәнди нөвәттә пүтүн германийәдә 1000 дин артуқ уйғурниң яшайдиғанлиқини, буниң көп қисминиң мюнхенда икәнликини илгири сүриду.
Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр әпәнди уйғур җамаитиниң шиветсийәдә йәрлишиш тарихиниң 1996-йилидин башланғанлиқини тәкитләйду. У өзи еришкән мәлуматлар асасида шиветсийәдә бүгүн тәхминән 3 миңға йеқин уйғур җамаитиниң яшайдиғанлиқини қәйт қилиду.
Голландийә -ғәрб дунясида уйғур җамаити тез сүрәттә зорийиватқан дөләтләрниң бири. “голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң рәиси әйса давут әпәнди нөвәттә голландийәдә яшаватқан уйғурларниң тәхминән 1500 дин 2 миңға қәдәр икәнликини тәкитләйду. “голландийә шәрқий түркистан уйғур бирлики” ниң рәиси садиқҗан сәләй әпәндиму пикир баян қилип, уйғур муһаҗирлириниң 2001-йилидин башлап голландийәдә олтурақлишишқа башлиғанлиқини илгири сүриду.
1999-Йили икки нәпәр уйғур сиясий панаһланғучи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ярдими билән сикандинавийә йерим арилидики тағлиқ әл -норвегийәгә тунҗи болуп қәдәм басқан. “норвегийә уйғур комитети” ниң рәиси турсун ниғмәт әпәнди аридин 17 йил өткән бүгүнки күндә норвегийәдә тәхминән 2 миңдин артуқ уйғур җамаитиниң яшаватқанлиқини тәстиқлайду.