Муһаҗирәттики уйғур әдәбиятида муһәммәт имин буғра
2013.05.29

Соал: һөрмәтлик алимҗан, сизгиму мәлум, муһәммәт имин буғра өзиниң бир өмүрлүк күрәш тарихида уйғур хәлқиниң һөрлүки үчүн һаятини беғишлаштәк қәйсәр роһни қалдуруш билән биргә йәнә мол мәзмунлуқ шеирий мирасларниму қалдуруп кәтти. Униң әдәбий әсәрлири ичидә 1947-йили йезилған вә үрүмчидики алтай нәшриятиниң кулубида сәһниләштүрүлгрән “қутлуқ түркан” операсиму муһим орун тутиду. Бу һәқтә радио аңлиғучилиримизға мәлумат бәргән болсиңиз.
Җаваб: муһәммәт имин буғра әдәбий иҗадийәт җәһәттә шеир йезипла қалмастин, бәлки йәнә сәһнә әсәрлири иҗадийити биләнму шуғулланған. У “қутлуқ түркан” намлиқ бир опера язған болуп, у 7 пәрдә 17 көрүнүштин тәшкил тапқан бир тарихий тиятирдур. Бу операда орхун уйғур қағанлиқиниң шаһзадиси қутлуқ текин билән куча ханлиқиниң мәликиси түркан терим оттурисидики сөйгү-муһәббәт һәмдә уйғур қағанлиқиниң ички қисмидики низалар драматик тоқунушлар ичидә әкс әттүрүлгән. Муһәммәт имин буғра бу сәһнә әсиридиму өзиниң вәтән вә милләткә болған чоңқур сөйгүсини ипадә қилған. Мәсилән, мәзкур операда әсәр қәһриманлириниң тили билән берилгән төвәндики шеирлар бу нуқтини дәлилләйду:
Түрк елиниң әрлиримиз,
Түркистандур йәрлиримиз.
Ақсун қан-тәрлиримиз,
Мәңгү болсун түрк ели,
Йүзмиң яша әй хақан.
Улус бизниң җанимиз,
Юрт сөймәк иманимиз.
Улуғ түрклүк йолида,
Фида болсун қанимиз,
Мәңгү болсун түрк ели,
Йүзмиң яша әй хақан.
Соал: муһәммәт имин буғра 1949-йилиниң қиш пәслидә вәтәндин иккинчи қетим, йәни ахирқи қетим муһаҗирәткә чиқип кетишкә мәҗбур болди. Шундин башлап униң кейинки һаяти түркийәдә вәтән дәваси билән өтти. Бу мәзгилләрдики паалийәтлири, болупму сиясий вә әдәбий паалийәтлири һәққидә тохтилип өтсиңиз.
Җаваб: муһәммәт имин буғра 1951-йили түркийәгә кәлгән. У түркийәгә кәлгәндин кейин әйса йүсүп алиптекин билән бирликтә вәтән дәваси йолидики сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлиридә актип рол алған. 1951-Йилидин 1954-йилиғичә истанбулда “түркистан” намлиқ журнал чиқарған. 1956-Йили әнқәрәдә “түркистан авази” намлиқ айлиқ журнал чиқарған. Шуниң билән биргә йәнә, 1952-йили “түркистанниң түнүгүни вә бүгүни” намлиқ китабини йезип чиққан. Әйса йүсүп алиптекин билән биллә асия, африқадики нурғунлиған йиғинларға қатнишип уйғур мәсилисини дуняға аңлатқан. 1965-Йили әнқәрәдә йүрәк кесили билән вапат болған.
Соал: муһәммәт имин буғраниң муҗадилә һаяти вәтән йолидики көп қатламлиқ күрәш қайнамлирида өтти. Сизчә униң һаятий паалийәтлирини қандақ басқучларға бөлүш мумкин?
Җаваб: муһәммәт имин буғраниң һаяти вә муҗадилә паалийәтлирини мундақ бирқанчә басқучларға бөлүш мумкин. У дәсләп вәтәнниң азадлиқи үчүн қораллиқ күрәш елип барған. Қораллиқ инқилаб ғәлибигә еришәлмигәндә гоминдаң парламентида сиясий күрәшни давамлаштурған. Униң хитай мәркизидики сиясий күрәшлири нәтиҗигә еришәлмигәндә, у қәләм күриши билән шуғулланған. Вәтән ичидә күрәш қилиш имканийити қалмиғанда болса, чәтәлләрдә дипломатик күрәш елип барған. Лекин вәтән вә милләт йолида һечбир заман күрәш ирадисидин қайтмиған. Муһәммәт имин буғраниң әнә ашу көп қатламлиқ күрәш тарихида әдәбий иҗадийәтму муһим бир васитә болған.
Соал: һазирғичә вәтән ичидә нәшр қилинған уйғур әдәбият тарихиға даир китабларниң һечбиридә муһәммәт имин буғраниң шеирлириға орун берилмигән. Вәтән сиртидики уйғурларниң муһаҗирәт әдәбияти һәққидә техичә илмий вә системилиқ болған тәтқиқатлар елип берилмиди. Мушундақ бир әһвалда сиз бир әдәбият тәтқиқатчиси болуш сүпитиңиз билән муһәммәт имин буғраниң әдәбий мираслири, болупму униң вәтән темисидики ялқунлуқ шеирлири уйғур әдәбиятида қандақ бир орунға муйәссәр болуши керәк дәп ойлайсиз?
Җаваб: һазир уйғур әдәбият тарихиға даир көплигән әсәрләргә қарайдиған болсақ, муһәммәт имин буғраниң әдәбий кишилики тилға елинмайду. Әмма униң аруз вәзин вә шеирийәтниң һәрқайси вәзинлиридә йезилған мәзмун вә бәдиийлик җәһәттин наһайити күчлүк шеирлири бар. Бу шеирларниң көп қисмида вәтәнгә болған чәксиз муһәббәт һәмдә вәтәнниң тәқдиригә болған һәсрәт ипадиләнгән. Бу хилдики әдәбиятни түркийәдә адәттә ғурбәт әдәбияти дәп атайду, биз уйғурчида мусапирәт яки муһаҗирәт әдәбияти десәк мувапиқ болиду. Мениңчә, муһәммәт имин буғраниң шеирлири муһаҗирәттики уйғур әдәбиятида интайин муһим орун тутиду һәмдә вәтән вә милләт темисидики әң надир шеирийәтни тәшкил қилиду.