Алмутада атақлиқ алим вә тарихчи мунир ерзинға һөрмәт билдүрүлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.12.22
munir-erzin-90-tewellut.jpg Атақлиқ тарихчи, қазақистандики уйғуршунаслиқ илминиң асасчилиридин бири мунир ерзин(оңдин биринчи)ниң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2017-Йили декабир, алмута.
RFA/Oyghan

Алдинқи күни алмута шәһиридики пәлсәпә институтиниң мәҗлис залида атақлиқ тарихчи, қазақистандики уйғуршунаслиқ илминиң асасчилиридин бири мунир ерзинниң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғини болуп өтти.

Мәзкур паалийәт р. Сулайменоф намидики шәрқшунаслиқ институти вә “туран дуняси” җәмийәтлик фонди тәрипидин уюштурулди. Униңға қазақ, татар, уйғур зиялийлири, җәмийәтләр вә алий оқуш орунлириниң вәкиллири шундақла татаристандин кәлгән меһманлар қатнашти.

Мурасимни ачқан шәрқшунаслиқ институтиниң мудири, қазақистан миллий пәнләр академийәсиниң мухбир-әзаси әбусаттар дербисали м. Ерзинниң қазақистан шәрқшунаслиқи, шу җүмлидин уйғуршунаслиқ пенигә қошқан төһписини юқири баһалиди. У мунир ерзинниң язма мәнбәләр асасида уйғур мәтбәәчиликиниң миң йиллиқ тарихини дәлиллигән тунҗи алим икәнликини алаһидә тәкитлиди.

М. Ерзинға беғишланған илмий паалийәт һәққидә шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори абләт камалоф доклат бәрди. Мурасимда сөзлигүчиләр алимниң әмгәклириниң илмий йеңилиқлири, тәтқиқатлириниң асасий йөнилишлири, униң кәспий алаһидиликлири, инсаний хисләтлири, униң түркий хәлқләрниң тарихи, тили, дил бирлики, өзара достлуқи вә башқиму мәсилиләр һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.

Тонулған хитайшунас алим, тарих пәнлириниң доктори клара һафизова өз сөзидә м. Ерзин әмгәклириниң пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки мәркизий асия вә русийә тәтқиқатчилири арисидиму кәң тонулғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “ахирқи вақитларда мән ‛улуғ йипәк йолидики мусулман содигәрләр‚ намлиқ мавзуға қизиқидиған болдум. Һазир йипәк йоли, ‛бир бәлвағ, бир йол‚ мавзуси шунчилик муһакимә қилиниватидуки, бәзидә кимниң йипәк йоли дәп сориса, хитайниң дәйду. Бәзидә йәнә йипәк йолини ким ачти дәп сориса, һәммиси хитай дәп җаваб бериду. Һәқиқәттә йипәк йолини мәркизий асия хәлқлири ачти. Мусулман содигәрләр бу йолниң меңиши үчүн хитай саяһәтчилиридинму көп иш қилди”.

К. Һафизова мусулман содигәрләрниңму интайин билимлик болғанлиқини, буни дәлилләйдиған көплигән язма мәнбәләрниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.

Физика пәнлириниң намзати рауф гарайеф өзиниң тамамән башқа саһә мутәхәссиси болсиму, әмма м. Ерзин әмгәклиридин хәвәрдар икәнликини, һазир қәдимий уйғур йезиқини мукәммәл билидиған яш мутәхәссисләрни йетиштүрүшниң муһимлиқини оттуриға қойди. У уйғур вә татарларниң қәдимий хәлқләр икәнликини, пәқәт уйғурларниң бурунрақ олтурақлашқан болса, татарларниң йәнә узун вақит көчмән хәлқ болуп һаят кәчүргәнликини илгири сүрди.

Р. Гарайеф м. Ерзинға өз ана тилидин ташқири қазақ, рус, хитай вә уйғур тиллирини шундақла қәдимий йезиқларни мукәммәл билгәнликтин бибаһа әмгәкләрни йезип қалдурғанлиқини илгири сүрди.

Тарихчи абләт камалоф м. Ерзинға уйғуршунаслар арисида тутқан орниниң бөләкчә икәнликини, униң уйғуршунаслиқ пениниң чоң бир саһәси һесабланған уйғур мәтбуати тарихиниң “дәсләпки қарлиғач” дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “‛уйғур совет мәтбуатиниң тарихи‚ дәп аталған униң дәсләпки китаби 1980-йили йоруқ көрди. Мәзкур китаб асасида алим 1983-йили қазақистан пәнләр академийәси чуқан вәлиханоф намидики тарих, археологийә вә етнографийә институтида намзатлиқ диссертатсийәсини утуқлуқ һимайә қилди. Әмди 1988-йили болса, бу китаб толуқлинип, ‛уйғур совет мәтбуатиниң шәкиллиниши вә раваҗлиниши‚ дегән нам билән рус тилида нәшр қилинди. Мәзкур әмгәк қазақистан пәнләр академийәси йенида уйғуршунаслиқ институти өз паалийитини башлиған дәсләпки йилларда йоруқ көргән иди. Бу әмгәк көплигән алимларниң диққитини җәлп қилди. Чүнки униңда йәттәсуда вә кейинчирәк кеңәш иттипақида, шундақла уйғурларниң тарихий вәтинидә уйғур мәтбуатиниң шәкиллиниш җәряни көрситилди. Мунир акиниң йәнә бир чоң әмгики, у язма мәнбәләрни тәһлил қилиш асасида шәрқий түркистандики мәтбәәчилик сәнитиниң миң йиллиқ тарихқа игә икәнликини испатлиди. Мушу күнгичә уйғурларниң 20-әсирдики тарихиға беғишланған һәр қандақ бир әмгәктә мунир ерзинниң тәтқиқатлирини мәнбә сүпитидә көрсәтмәй қалмайду. Бу һәқиқәтәнму шундақ. Униң уйғур мәтбуатиниң тарихиға қизиқиши тасадипий әмәс. Чүнки у өзи туғулуп өскән шәрқий түркистанда мәтбуат саһәсидә хели йил ишлигәндин кейин илим-пәнгә кәлди”.

Мәзкур йиғинда сөзгә чиққан “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф м. Ерзинниң уйғур ахбаратчилиқиға қошқан төһписини алаһидә тәкитлиди. Пешқәдәм журналист ядикар сабитоф болса м. Ерзин билән өз вақтида “коммунизм туғи”, йәни һазирқи “уйғур авази” гезитидә биллә ишлигәнликини билдүрүп, мундақ деди: “1974-йили болса керәк, ‛советская түркологийә‚ дегән журналда мунир ака бир мақалә язған. Шу мақалисидә дәсләп уйғурларниң қәғәз ишләп чиққанлиқини испатлиған”.

Й. Сабитоф м. Ерзинни татар вә уйғур хәлқи оттурисидики көврүк дәп һесаблайдиғанлиқини, униң кейинки йиллири нәшр қилинған “әсирләр сири”, “явро-асия чоңқурлуқидин” намлиқ әмгәклиридә татарлардин ташқири, уйғурларниңму қәдимий тарихиға аит қизиқарлиқ мәлуматларни учритишқа болидиғанлиқини билдүрди.

Мәлуматларға қариғанда, м. Ерзин өз паалийитини 1947-йили, йәни сабиқ шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт тәрипидин чиқирилған “шинҗаң гезитидә” башлиған икән. У бирләшмә һөкүмәт тарқитилғандин кейин ғулҗа шәһиригә қайтип келип, “инқилабий шәрқий түркистан” гезитидә ишләшкә башлиған. 1949-Йили хитай коммунистлири кәлгәндин кейин мәзкур гезитниң нами “или гезити” дәп өзгәртилгән. М. Ерзин 1955-йили совет иттипақиға көчүп чиқип, алмутада “коммунизм туғи” гезитидә ишләп, андин 1967-йили қазақистан пәнләр академийәси уйғуршунаслиқ бөлүмигә алмашқан. 1986- Вә 1996-йиллар арилиқида м. Ерзин уйғуршунаслиқ институтида илмий әмгәк қилип, кейинчә дәм елишқа чиқти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.