Уйғурларниң қошна оттура асияға көчүшидики сәвәб вә амиллар
2016.04.21
19-Әсирниң ахирлиридин башлап, уйғур қатарлиқ бир қисим хәлқләрниң уйғур дияридин қошна әлләргә вә униңдин йирақтики әлләргә түркүмләп көчүш вәқәлири йүз берип, бу көчүш таки һазирғичә давамлишиватқанлиқи мәлум.
Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 19-әсирниң 70- вә 80- йиллири арисида, 1949-йили вә 1954-1962-йиллири арисида кәң көләмдә көчүшләр йүз бәргән иди.
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, йәни 1990-йиллардин етибарән уйғурларниң йәнә давамлиқ көчүш һәрикәтлири йүз бериватқан болуп, бу көчүшләрдә бир қисим уйғурлар қошна оттура асия җумһурийәтлиригә кәлгән болса, көпинчиси явропа, түркийә қатарлиқ әлләргә көчүп берип маканлашти.
Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 19-әсирдә вә 20-әсирдә сабиқ чар русийә тәвәси вә кейинки совет иттипақиға көчүп кәлгән уйғурларму түрлүк мәсилиләргә һәтта азаб -оқубәтләргә дуч кәлди.
Қазақистан уйғур тарихчилиридин малик садироф, абләт камалоф, рабик исмайилоф вә башқиларниң әсәрлиригә қариғанда, тарихий вәтинидин 1881-1883-йиллири арисида русийәниң йәттису тәвәсигә көчүп орунлашқан уйғурлар 1918- йиллири вә 1920-1930-йилларда бу йәрдики совет коммунистик һакимийити тәрипидин йүргүзүлгән коператсийиләштүрүш вә башқа сиясий тәқибләшләрдин көп зәрдаб чәкти. Һәтта, 1918-йилидики ату паҗиәси совет қизил армийәси тәрипидин садир қилинған болуп, йәттису тәвәсидики көп санда уйғурлар қирғинчилиққа учриған иди.
Қазақистандики пешқәдәм уйғур алимлиридин бири, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф 19-әсирдә қошна йәттису тәвәсигә көчүп маканлашқан уйғурлар тәқдиридә көп паҗиәләрниң болғанлиқини билдүрди.
Ундақта, уйғурларниң өз вәтинини, юртини ташлап кетишидики асаслиқ амиллар немә дегән мәсилә оттуриға чиқиши тәбиий, бу мәсилидә мутәхәссисләр изчил издинип кәлмәктә.
Тәтқиқатчи рабик исмайилоф, уйғурларниң 19-есиниң 70-80-йиллирида кәң көләмдә русийә тәвәсидики йәттисуға көчүшидики сәвәб -амиллар үстидә тохтилип, буниң асаслиқи сиясий амил икәнликини билдүрди.
1955-1960-Йиллири арисида уйғурлар өз вәтинини ташлап йәнә бир қетим кәң көләмдә совет иттипақиға, җүмлидин қошна қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан җумһурийәтлиригә көчүп келип маканлашқан болуп, бир қисим тарихий мәнбәләрдә 1962-йилидики коллектип қечиш вәқәсидә 60 миңдин артуқ уйғур, қазақ вә башқиларниң совет иттипақиға тәвәсигә келип маканлашқанлиқи көрситилгән. Йәнә көп санда аһалә совет иттипақи пуқраси вә уларниң аилә әзалири сүпитидә вәтинини тәрк әткән.
1950-1960-Йиллиридики көчүшни кәлтүрүп чиқарған сәвәб амиллар һәққидә әйни вақитта уйғур дияридин қазақистанға көчүп маканлашқан уйғур зиялийлиридин бири, атақлиқ шаир аблиз һезимоф әпәнди өз чүшәнчилирини оттуриға қойди.
У, шу қетимлиқ көчүштә өзи учриған мәсилиләр вә әһваллар һәққидә әслимилирини һәм қарашлирини оттуриға қойди.
Қазақистандики тарихчи вә сиясийон, “тарих нуқтинәзәридики уйғурлар”, “уйғурларниң миллий, сиясий тарихи” қатарлиқ әсәрләрниң аптори қәһриман ғоҗамбәрди 1990-йиллардин кейинму көчүшләр давамлишиватқанлиқи вә бу көчүшкә сәвәб болған мәсилиләр һәққидә тохтилип, буниң асаслиқи сиясий тәқибләш вә иқтисадий турмуш бесимлири икәнликини билдүрди.
Қәһриман ғоҗамбәрди 1990-йилларда йәнә бир қисим уйғурларниң қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанларға кәлгән болсиму, әмма уларниң көпинчисиниң бу йәрдә туруш имканийити болмиғанлиқи үчүн башқа әлләргә кәткәнликини, һәтта оттура асияда яшайдиған уйғурларниң бир қисминиңму йәнә өз нөвитидә чәтәлләргә чиқип кәткәнлики һәм һазирму кетиватқанлиқи, уларниң бир қисминиң явропа вә башқа әлләргә маканлашқанлиқиниму тилға елип, буниң асаслиқи қазақистан қатарлиқ оттура асия әллириниң ташқи сиясити вә өзиниң ичидики сиясий һәм иқтисадий сәвәбләр һәм башқа бир қатар амиллар билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди.