Шаир, алим нәзәрғоҗа абдусәмәтоф йәттисуниң йетилгән җәмийәт әрбаби иди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.08.25
nezer-ghoja-uyghur-oghli-305.png Нәзәр хоҗа абдусәмәтоф
Public Domain

Өткән әсирниң башлирида йәттисуниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәний һаятида муһим рол ойниған шәхсләрниң бири нәзәрғоҗа абдусәмәтофтур. Бу йили униң туғулғиниға 130 йил толди. Тарихчи, шаир вә җәмийәт әрбаби н. Абдусәмәтоф 1887-йили һазирқи алмата вилайитиниң уйғур наһийисигә қарашлиқ ғалҗат йезисида дуняға кәлгән. Униң дадиси абдусәмәт 19-әсирниң иккинчи йеримида или вилайитидә әвҗ алған уйғурларниң азадлиқ қозғилиңиниң актип иштиракчилиридин бири болған иди. Мустәқил или султанлиқи русийә империйиси тәрипидин йоқитилғандин кейин, 1890-йилларниң башлирида йүз бәргән көчтә у аилиси билән йәттисуға көчүп чиқишқа мәҗбур болған.

Н. Абдусәмәтоф дадиси абдусәмәтниң вә шу дәврдики бир қатар тәрәққийпәрвәр шәхсләрниң тәсири астида хәлқини ойғитиш, униң паҗиәлик тарихини тикләш, мәдәнийитини раваҗландуруш йолида көп ишлиди. Пешқәдәм журналист ядикар сабитофниң ейтишичә, н. Абдусемәтофниң җәмийәт әрбаби болуп йетилишидә, болупму уйғур хәлқиниң йәнә бир мунәввәр пәрзәнти абдулла розибақийеф муһим рол ойниған. У, бу икки шәхсниң бир-бири билән наһайити йеқин өткәнликини илгири сүрүп мундақ деди: “бу һәқтә маңа а. Розибақийефниң йеқин қериндиши абдумиҗит розибақийеф сөзләп бәргән иди. Мән 1998-йили ату паҗиәсиниң 80 йиллиқи мунасивити билән абдумиҗит акиға йолуққан. У маңа ‛мән йеқинда президент архипида а. Розибақийефни сорақ қилған һөҗҗәтләрни көрдүм. Бу сорақта акам н. Абдусәмәтофни яқлап сөзлигән‚ диди.”

Й. Сабитофниң ейтишичә, өткән әсирниң 30-йиллири совет иттипақида әвҗ алған сталин сиясий тәқиблири ақивитидә а. Розибақийеф охшаш миңлиған уйғур пәрзәнтлири тутқун қилинип, уларниң бәзилири етип ташланса, бәзилири узун муддәтлик түрмиләргә қамалған иди. У совет органлири хадимлири тәрипидин сораққа елиниш вақтида а. Розибақийефниң н. Абдусәмәтоф билән бир қатарда өз дадиси, йәни атақлиқ мәрипәтчи тейипһаҗи сабитофниму яқлап сөзлигәнликини оттуриға қоюп, йәнә: “мениң дадамму коммунист, лекин партийидин чиқирилип униңғиму тар милләтчи дегән әйиб қоюлғандин кейин, уму чеградин өтүп кәтти дәпту. Лекин, абдумиҗит ака уларни вәтәндики ғәпләт уйқусида ятқан уйғурлиримизни ойғитиш үчүн буларни қачурувәткән” деди.

Абдумиҗит розибақийеф мундақ дәп әсләйду: “мән 1927-йили нәзәрғоҗа абдусәмәтофни абдулла розибақийеф билән сөһбәтлишип турған вақтида биринчи қетим көргән идим. Н. Абдусәмәтоф а.Розибақийеф билән наһайити иллиқ хошлишип кәткәндин кейин, мән а. Розибақийефтин ‛бу киши ким болиду?‚ дәп сориғинимда, у маңа: ‛нәзәрғоҗа абдусәмәтоф дегән киши болиду. Тәхәллуси ‛уйғур балиси‚. Хәлқимизниң ичидин чиққан пешқәдәм әдиб, демократ. ‛уйғур балиси‚ татарларниң оренбургта чиқидиған ‛шора‚ журнилида вә башқа журналлар сәһипилиридә уйғур хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини русийәдики түркий хәлқләргә тонуштурған мутәпәккүрләрниң бири болуп һесаблиниду‚ деди.”

Й. Сабитоф йәттисуда нәшр қилинған “көмәк”, “учқун”, “кәмбәғәлләр авази”, “яш уйғур”, “биринчи чамдам” ға охшаш гезитләрдә н. Абдусәмәтофниң “уйғур балиси” тәхәллуси билән көплигән мақалилириниң, шеир вә һекайилириниң пат-пат елан қилинип турғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, йәттису коммунистлириниң өлкилик бюроси н. Абдусәмәтофниң һәр хил саһәләрдики паалийитини юқири баһалап, уни өлкилик бюро йенидики илмий һәйәтниң әзалиқиға қобул қилған. 1923-Йили а. Розибақийеф н. Абдусәмәтофни илмий һәйәт рәисликигә, йәни өз орниға тәвсийә қилған иди.

Йәттисуда яшиған вақтида н. Абдусәмәтоф 1921-йили “таранчи түрклириниң тарихи” намлиқ китабини язди. Мәзкур әмгәк уйғур коммунистлириниң вилайәтлик бюроси тәрипидин йәттису дөләт нәшриятида миң нусха билән нәшр қилинди. 1930-Йиллири н. Абдусәмәтоф қолға елинғандин кейин, бу китаб көйдүрүветилгән иди. Й. Сабитофниң ейтишичә, китабниң фотокөчүрмиси һазир алмата шәһиридә истиқамәт қиливатқан уйғуршунас алим, тарихчи мунир йерзинниң архипида сақлинип қалған. Китаб сәккиз қисимдин тәркиб тапқан болуп “сөз беши”, “или вилайити”, “илида җуңғар дөлитиниң тәшкил етилиши”, “илида манҗу тайпилири һәм таранчилар”, “таранчи-туңган ихтилапи вә ғулҗа (или) султанлиқи”, “таранчилар орусларниң қолида”, “хатимә” вә “миллий тарихқа аит түрлүк мәсилиләр” дәп аталған.

Н. Абдусәмәтофниң күйоғли, узун йиллар мабәйнидә алмата шәһиридә яшиған мәхсут ибраһимофниң ейтишичә, н. Абдусәмәтоф йәттису уйғурлириға кәң тонулған әрбаб болуп, өткән әсирниң 30-йиллири совет иттипақидин қечип кетишкә мәҗбур болған. У мундақ деди: “а. Розибақийеф тутулуп кәткән вақитларда у яркәнттин кәткән икән. У яққа берип, җағистай дегән йәрдә сода қилди. Бир қетим йезиқ тоғрилиқ мақалә йезипту. У наһайити оқумушлуқ адәм болған. Униң һәммә мақалилири ‛шора‚ да чиққан. Мениң бир көргиним, у вақитларда татарлар наһайити билимлик адәмләр болған иди.”

М. Ибраһимоф н. Абдусәмәтофниң җағистайдики өмри наһайити кәмбәғәлчиликтә өтсиму, қәддини пүкмигәнликини, һаятиниң ахирқи дәқиқилиригичә миллитигә садиқ болуп өткәнликини билдүрди.

Й. Сабитофниң дейишичә, 1948-йили күз айлирида шәрқий түркистан җумһурийитиниң актип иштиракчилиридин бири әхмәтҗан қасими н. Абдусәмәтоф билән җағистайда көрүшкән һәм униң һәмраһлиқида “бирлик” мәктипини зиярәт қилған. Шу чағда ә. Қасими н. Абдусәмәтофқа уйғур тарихини йезиш илтимасини қилған болсиму, буниң кейинки тәқдири намәлум болуп қалған. Нәзәрғоҗа абдусәмәтоф 1952-йили җағистайда вапат болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.