Атақлиқ нахшичи нуралим варисоф қазақистандики муқамчилар һәққидә тохталди
Қазақистанда көплигән талантлиқ уйғур нахшичилири, муқамчилири йетилип чиққан болуп, улар башқа мәмликәтләрдиму кәң тонулған иди. Әнә шуларниң бири нуралим варисофтур.
Н. Варисоф 1964-йили алмата вилайитиниң уйғур наһийисигә қарашлиқ ават йезисида туғулған. Оттура мәктәптин кейин дәсләп шу наһийидики “арзу” ансамбилида ишлиди. У алматадики чайковский намидики музика мәктипини тамамлиғандин буян, узун йиллар мабәйнидә қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида ишләп кәлмәктә. Бир қатар мәмликәтлик вә башқа мукапатларниң саһиби н. Варисоф миңлиған уйғур тамашибинлирини сөйүндүргән талантлиқ нахшичисидур.
У зияритимизни қобул қилип, өз иҗади вә миллий сәнәт һәққидә қарашлирини оттуриға қойди.
Юқиридики улиништин униң қазақистандики уйғур муқам сәнити һәққидики сөһбитини аңлаңлар.