Сумбат ғениярова: мени назугумниң роһи қоллиди
2016.02.17

Мәлумки, өткән әсирниң 80-йиллирида оттура асияда уйғур хәлқиниң қәһриман қизлири майимхан вә назугум һәққидә бәдиий филимлар ишлинип, кәң тамашибин аммисиға көрситилгән иди.
Мәзкур филимларни ишләшкә болупму қазақистан вә өзбекистанниң атақлиқ артислири тәклип қилинди. Қазақистан хәлқ язғучиси зия сәмәдиниң “майимхан” романи асасида 1981-йили “қазақ филим” кино ширкитидә “әждиһа йили” намлиқ филим, он йилдин кейин, йәни 1991-йили “өзбек филим” кино ширкитидә өзбекистанниң тонулған режиссори аброр қасимофниң “назугум” филими ишләнгән иди. Мәзкур филимниң илмий мәслиһәтчиси атақлиқ уйғур шаири хелил һәмрайеф иди. Филим ишләшкә башқилар қатарида шу вақиттики талдиқорған вилайити панфилоф наһийисигә қарашлиқ калинин игиликиниң рәиси азад мәшүроф көп күч чиқарди.
Радиомиз зияритини қобул қилған “назугум” филиминиң баш ролини орунлиғучи артис сумбат ғениярова зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мундақ деди: “1991-йили тиятирда ишләп йүргән вақтимдин башлап мән қазақ телевизийисиниң ‛алитағ‚ программисида қазақчә вә уйғурчә хәвәрлиридә ишқа орунлаштим. Шу йиллири ‛назугум‚ филимини ишләш пиланиға киргүзүлдүм. Өзбекистанниң яхши бир режиссори аброр қасимоф назугум ролиға мени тәклип қилди. Филим бир саәт йигирмә минут көләмидә ишлинип чиқти. Бу филимда мениңдин башқа уйғурлардин рәһиләм мәшүрова вә хелил һәмрайеф рол алди.”
С. Ғениярова шундақла филимни тәйярлашта көплигән қийинчилиқларға учриғанлиқини ейтип, йәнә мундақ деди: “бир ай буйи атлиқ чепиш, су астида үзүш һәммиси кинода болған қийинчилиқлар. Андин от қойған вақтида униң ичидә йүгүрүш вә башқиму шуниңға охшаш қийинчилиқларға қаримастин, назугумниң роһи мени қоллиди дәп ойлаймән. Назугум мениң чүшүмгә киришкә башлиди.”
Униң ейтишичә, а. Қасимоф с. Ғенияровани билән х. Һәмрайефни шәхсән өзи киноға чүшүшкә тәклип қилған һәм өзиму талантлиқ кино артиси болған. С. Ғениярова филимниң бәзи көрүнүшлирини кәтмәнгә җайлашқан назугум өңкүридә һәм униң әтрапидики җайларда, филимға шундақла яркәнт тәвәсиниң пәнҗим йезиси турғунлириниңму җәлп қилинғанлиқини оттуриға қойди.
Һазир кәтмән тағлиридики мәшһур назугум өңкүри көплигән саяһәтчиләрниң қизиқип көридиған орниға айланған. У йәрдә орнитилған ташта “өз һаятини вәтәнниң шәни вә азадлиқи үчүн қурбан қилған уйғур хәлқиниң қәһриман қизи назугум мушу өңкүрни маканлиған иди” дегән сөзләр йезилған.
Радиомиз зияритини қобул қилған филологийә пәнлириниң намзати халминәм мәсимова уйғур наһийисидики кәтмән йезисиниң алимлар, мәрипәтчиләр юрти икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “әсли өзүм хәлқимизниң қәһриман қизи назугум макан әткән кәтмән юртида туғулуп өстүм. Биз кичик чағлиримизда чоңлар назугумниң әркинлик үчүн йүргүзгән күриши, униң дүшмәнгә тиз пүкмәй күнниң иссиқ һәм соғлирида мушу кәтмән тағлирини макан тутқанлиқи, униң аҗайип чидамлиқи вә қәһриманлиқи һәққидә һекайиләрни қилип берәтти. Өзимизниң юртиниң хәлқидин ташқири башқиму йезиларда, наһийәләрдә, һәтта шәһәрләрдә яшаватқан уйғурлар назугумниң бу йәрдики өңкүрини көрүшкә мәхсус келәтти. Мәктәптә оқуватқан чағлиримиздиму уйғур әдәбияти дәрисидә назугум тоғрилиқ йезилған әсәрләрни оқуттуқ. Шуларниң дәсләпкилири назугумниң қошақлири, классик шаиримиз билал назимниң шу намлиқ қиссиси. Һәқиқәтни ейтқанда, қазақистанда назугум тоғрилиқ биринчи әсәр язған бизниң атақлиқ композиторимиз қуддус ғоҗамярофтур. Униң дәсләпки әсәрлириниң бири ‛назугум‚ операси 1956-йили йезилған. Униңдин башқа бу образға нәзәрғоҗа абдусемәтоф, турған тохтәмоф, һезим искәндәроф охшаш тонулған уйғур шаир вә язғучилириниң мураҗиәт қилғанлиқини яхши билимиз. Назугум қурбан болуп, шунчә йиллар өтсиму уйғур хәлқи өзиниң бу қәһриманини һеч унтуғини йоқ.”