“османли һөҗҗәтлиридә шәрқий түркистан” - қәшқәрийә хәлқиниң балқан урушиға пул ианә қилиши
2016.03.28
Османли-қәшқәрийә мунасивити османлиниң түркистан мунасивәтләр тарихидики әң қизиқарлиқ сәһипә. Мәркизи истанбулдики “түрк дуняси шәһәрләр бирлики” тәшкилати нәшр қилдурған “османли һөҗҗәтлиридә шәрқий түркистан” сәрләвһилик архиплар топлимида, османли билән қәшқәрийә хәлқиниң ғәйрий рәсмий мунасивәтлиригә даир нурғун һөҗҗәтләрни учратқили болиду.
Шуниңға даир әң қизиқарлиқ һөҗҗәтләрниң бири, қәшқәрийә хәлқиниң 1912-1913-йиллардики балқан урушида пул топлап османлиға ианә қилиш вәқәси. Архиплар топлимида буниңға даир 3 һөҗҗәт учрайду.
Униң бири, османли малийә министирлиқиниң һөҗҗити. 1913-Йили 7-июл, дәп чесла қоюлған малийә министирлиқи һөҗҗитидә, қәшқәрийә аһалисиниң муса исимлик бир ғулҗилиқ зат арқилиқ әвәткән 24 миң 351 шиветсарийә франкини тапшурувелип, һелали әһмәр йәни османли қизил һилал җәмийитиниң хәзинисигә ятқузулғанлиқи қәйт қилинған.
Йәнә бир һөҗҗәт османли харҗийә (ташқи ишлар) министирлиқиниң һөҗҗити болуп, униңда османли харҗийә министирлиқи қәшқәрийә хәлқиниң пули тапшурувелинған болса малийә даирилириниң дәрһал җаваб беришини тәләп қилған.
3-Һөҗҗәт османлиниң сант-петирбугдики әлчиханисиниң хети. Униңда әлчихана, қәшқәрийә хәлқи әвәткән пулниң җавабини алалмиғанлиқини, әгәр пул тапшуруп елинған болса уларға дәрһал хәвирини бериш тәләп қилинған.
Түркийәдики “шәрқий түркистан хәвәр вә тәтқиқат мәркизи” намлиқ торбекитиниң башлиқи һамит гөктүрк, мәзкур һөҗҗәт османлиниң ахирқи дәврлиридики османли-уйғур мунасивәтләр тәтқиқатини қиммәтлик материял билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.
Әмма у һөҗҗәтләрдә, ианә пулниң қандақ йиғилғанлиқиға даир һечқандақ учур йоқ. Һамит гөктүрк әпәндиниң қаришичә, у пулни ака-ука мусабайлар башчилиқидики қәшқәр вә ғулҗилиқ бир қанчә уйғур бай чиқарған.
Һамит гөктүрк: “1-балқан уруши болғанда мусабайлар түркийәгә кәлгән, 1913-йили. У чағда османлиларниң бешида етиһат тәрәққий (яш түркләр) партийәси бар. Шулар билән көрүшүп буларни әдирнәгә апириду. Әдирнәни балқан урушида ятлар бесивелип түркийә қайтурувалған. Шуни көрсун, дәп алайитән пойизға олтурғузуп апириду. 1913-Йили ‛тәрҗиман‚ дәйдиған бир гезит бар иди. Исмаил гаспирали чиқиридиған, шу гезиттә мән көргән у хәтни, униңда бир қанчә адәмниң исми бар. Биз мушундақ түркийә балқанларда урушқа кирипту, дәп аңлидуқ. Барайли десәк узақ, шуңа аз болсиму бир миқдар пулни силәргә йоллидуқ, дәп алтун рубли әвәткән. Мән көргән у һөҗҗәттә икки нәпәр мусабайниң исми бар. Униңдин башқа 8-10 байниң исми бар” деди.
Һамит гөктүрк әпәнди, уйғур байлириниң османлиға ярдәм беришидики түп сәвәбни улардики күчлүк үммәтчилик қаришиға бағлайду. Униң көрситишичә, у чағларда яқупбәг ағдурулуп, қәшқәрийәдә манҗу-хитай һакимийити турақлишип қалған болсиму, әмма уйғур мунәввәрлиридә османли султанини хәлипә, дәп һөрмәт қилиш әһвали давамлишип кәлгән.
Һамит гөктүрк бу һәқтә мундақ деди: “у заманларда түркийәдики падишаһ мусулманларниң диний рәһбири, хәлиписи иди. Қумулниң қазиси, турпанниң муптиси вә қазиси 1906-йили келип османли султаниға әрз сунған. Улар ‛биздә хәлипиниң олтурған дарил һилафәткә йәни хәлипиниң пайтәхтигә кәлмәй туруп қилған һәҗ сәһиһ һәҗ болмайду, дегән бир чүшәнчә бар‚ дәп хәлипигә шәрқий түркистан һәққидә доклат беридикән.
Униңдин кейин биз падишаһниң исмини хутбидә тилға алимиз. Биз шәрқий түркистанда хутбә оқиғанда чүшәндүрмәй өтәттуқ, әмма түркийәдә буни түркчә чүшәндүридикән, буниңдин кейин бизму түркийәни өлгә елип, өзимизниң тилимизда алланиң әмири қуранни кәриминиң тәрҗимисини қилип беримиз, дегәнликини мән оқуған.”
1912-1913-Йиллиридики балқан уруши дәври османлиниң аҗизлашқан дәври болуп, бу дәврдә балқан вә османли контроллуқидики башқа земинларда күчәйгән милләтчилик һәрикити үммәтчилик асасидики османли дөлитини тәвринип қойған мәзгил иди. Бу әһвал османли мунәввәрлирини өзигә йеңи бир кимлик издәшкә мәҗбурлайду. 1908-Йили һакимийәткә чиққан етиһат тәрәққий (яш түркләр) партийәси күчлүк туранчи сиясий һәрикәт иди.
Түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр тәтқиқат мәркизиниң хитайшунас мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, улар тәхткә чиқиш билән түркистанда туранчилиқни күчәп тарқитишқа башлиғанлиқини билдүрди.
Әркин әкрәм: “шу вақитта мәйли оттура асиядин болсун, мәйли русийәдин болсун, нурғун мусулман түрк бу урушқа қатнашқан. Өз вақтида бизниң мәмликәттин истанбулға оқушқа кәлгәнләр болған. Мәсилән, мәсуд сабири байқузи. Җәң болғанда улар түркийәдә иди. Ейтишичә, у бизниң мәмликәттин келип қалғанларни балқан тәрәпкә апирип вәқәләрни аңлитармиш. Мәсуд әпәнди етиһат тәрәққиниң адими.
Етиһат тәрәққий 1908-йили һакимийәтни алғанда, бизниң ишимиз ялғузла мусулманлар әмәс, түркий хәлқләрниму өзимизгә тартип уларниң дөләт қурушиға ярдәм қилайли, дегән қарарни алған. Шуниң билән татаристандин тартип шәрқий түркистанғичә адәм әвәткән. Бизниң вәтәнгә кәлгән камал илқул шуларниң бири иди” дәйду.
Әмма әркин әкрәм, туранчилиқ һәрикитиниң мәғлубийәткә учриғанлиқини билдүрди. Әркин әкрәм, туранчилиқ һәрикити түркистан хәлқиниң ортақ миллий кимликкә еришиш һәрикити иди, дәйду.
Әркин әкрәм: “һунгарийәдин башланған вә татаристанда күчләнгән туранчилиқ һәрикити мәвҗут иди. Туранчилиқни һәм әдәбият җәһәттин, һәм ақартиш һәрикити арқилиқ сиңдүрүшкә тиришқан. Әйни чағда заманиви кимликкә еришиш үчүн хәлқ өзиниң түрк икәнликини билиши лазим иди. Бу, қирғиз, қазақ, өзбекләр, болупму өз вақтида қазанда, сант петербургда оқуған қазақ, қирғизларму буни биләтти. Шуңа, 19-әсирниң ахирлирида оқуған, заманиви кимликни билгән мунәввәрләр түркистан исми билән чағатай тилини ортақ тил қилип, қурулғуси улус дөлитиниң миллитини түрк дәп қоюп, пүтүн түркистанда омумий бир дөләт қуримиз, дәп тиришқан. Әмма шундақ болсиму, йәрлик һакимийәтләр бу пикир билән келишәлигән әмәс. Бир идийә бар, бирақ әмәлгә ашуралмиған.” дәп көрсәтти.
Ианә пул 3 кә бөлүп селинған. Биринчи қетим 7700 франк, 2-қетим 6235 франк, 3-қетим 10416 франк әвәтилгән. Османли һөҗҗитидә қәйт қилишичә, ианә пул русийәниң руский езятиский банкиси арқилиқ әвәтилгән болуп, истанбулдики “иқдам” намлиқ бир гезитниң мәсул мудири нурәттин дегән кишиниң намиға селинған.