Өзбекистандики уйғурчә радийо вә телевизийә давамлашмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.01.30
ozbekistan-uyghur-medeniyet-merkizining-paaliyiti.jpg Өзбекистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң паалийитидин көрүнүш. Ташкәнт.
RFA/Oyghan

Мәлумки, уйғурларниң бир қисми оттура асияда, йәни қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистанда олтурақлашқан болуп, йәтмиш йил мабәйнидә мәзкур җумһурийәтләр совет иттипақи тәркибидә болуп кәлгән иди. Өткән әсирниң 90-йиллириниң башлирида йүз бәргән сиясий өзгиришләр нәтиҗисидә уларниң һәр қайси мустәқиллиққа еришип, өз тарихини тикләш, тилини, мәдәнийитини раваҗландуруш, башқа мәмликәтләр, хәлқара тәшкилатлар билән йеңичә мунасивәтләрни орнитиш мумкинчиликигә игә болди.

Кейинки мәлуматлар бойичә, оттура асияда олтурақлашқан уйғурларниң сани җәһәттин үчинчи орунни игилигән өзбекистанда 90-йиллардин тартип миллий мәдәнийәт мәркәзлири ишлириниң җанлиниши билән бир қатарда мәдәнийәтни, өрп-адәтләрни тәрғиб қилиш мәқситидә өзбекистан телевизийә -радийо компанийисидә уйғурчә аңлитишлар вә көрситишләр өз паалийитини башлиған иди. Шуниң бешида турған шәхсләрниң бири нариман қурбаноф болуп, униң ейтишичә, буниңда болупму шу вақиттики өзбекистан радийо-телевизийә дөләт комитети рәисиниң орунбасари хеләм худайбәрдийеф көп күч чиқарған.

Н. Қурбаноф 1988-йили өзиниң әнә шу телевизийә-радийо компанийәсигә тәклип қилинғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “у йәрдә бир-икки йил ишлигәндин кейин, хеләм ака түпәйли уйғурчә көрситишләр ечилди. 1990-Йили мени шу йәргә тәклип қилди. Башта техника унчилик раваҗланмиған иди. Радийо қешида уйғур ансамбили бар иди. Шу ансамбилни һәр һәптидә бир саәтлик тоғридин-тоғра ефирға узитаттуқ. Техникилар азрақ раваҗланғандин кейин чәтләргә хизмәт сәпиригә чиқидиған болдуқ. Биз көпрәк әнҗан әтрапида вә башқа җайларда яшаватқан уйғур аһалисиниң һаятини, мәдәнийитини, сәнитини берәттуқ.”

Н. Қурбаноф илгири көрситишләрниң “үмид дәстури” нами билән чиққан болса, кейин униң “йеганә аилидә” дәп өзгәртилгәнликини, һазирғичә көрситишләр қазақ, уйғур, татар, қирғиз тиллирида елип бериливатқанлиқини, уйғурчә аңлитишлар вә көрситишләр редаксийәсиниң көпинчә уйғур мәдәнийәт мәркәзлири билән һәмкарлиқта иш елип бериватқанлиқини илгири сүрди.

Ташкәнт телевизийә-радийо қанили “достлуқ” муһәррийити уйғур бөлүминиң башлиқи гүлбаһар қурбанованиң ейтишичә, мәзкур қанал арқилиқ уйғур тилидики “гүлшән диярим” ахбарат-музика аңлитишлири өз ишини 2000-йили 1-марттин башлиған болуп, у һәптиниң дүшәнбә, чаршәнбә вә җүмә күнлири берилсә, “йеганә аилидә” намлиқ телевизийә көрситишлири ейиға бир қетим һәр чаршәнбидә 15 минуттин берилиду.

Ташкәнт шәһиридә истиқамәт қиливатқан гүлбаһар қурбанова радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур теле-радийо қанилидики уйғурчә аңлитишларниң мәқсәт-вәзиписи, мәзмун даириси үстидә тохтилип, мундақ деди: “республикимизда истиқамәт қиливатқан уйғур аһалисиниң мәмликитимиз тәрәққиятиға қошуватқан мунасип һәссиси һәққидә түрлүк сөһбәтләр, радийо очерклар вә башқа аңлитишларни мухлисларниң етибариға йәткүзүш болуп, улар “инсан сахавити” түркүмидин орун алған. Шундақла хәлқимиз тарихи билән бағлиқ өрп-адәтләр, мәдәнийитимиз вә сәнитимизниң раваҗлиниш йолида республика вә ташкәнт шәһири уйғур миллий мәдәнийәт мәркәзлири тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишлар “мустәқиллиқ бүйүк немәт” намлиқ дәстуримиздә йорутулмақта. Шаир-язғучилиримизниң әсәрлири “иҗадийәт гүлзари” аңлитишидин орун алған. Буниңдин ташқири “саадәт” аңлитишимиз анилиримиз һәм һәдә-сиңиллиримизға беғишланған.”

Г. Қурбанова шундақла қизиқарлиқ хәвәрләрниң, уйғур миллий нахша-сазлириниң, тиңшиғучилардин кәлгән хәт-хәвәрләрниң “дил навалири”, “хуш кәйпият” охшаш аңлитишлардин орун алғанлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “истиқлалимизниң 25 йиллиқи һарписида тәйярланған һәр бир радийо аңлитишлиримиз қатарида истиқлалимизниң тәңдиши болған, уйғур тилида берилидиған дәстурлиримиз арқилиқ милләтдашлиримизниң җәмийәт һаятида тутқан орни вә униңға қошқан һәссиси һәққидиму көрситишләр ‛йеганә аилидә‚ намайиш қилинди.”

Г. Қурбанова өз сөзидә мәзкур телевизийә-радийо компанийәсидә өз кәспигә берилгән вә издәнгүчи яшларниң аз әмәсликини, уларниң тиришип ишлиши арқисида компанийә көрсәткүчиниң бара-бара өсүватқанлиқини, күн тәртипидә турған иҗтимаий, иқтисадий, сиясий, мәдәний йеңилиқларни аһалигә тез йәткүзүшниң һәр бир журналист үчүн муһим вәзипә икәнликини оттуриға қойди.

1974-Вә 1980-йиллар арилиқида ташкәнт радийосида ишлигән, һазир қазақистанниң алмата вилайитидә истиқамәт қиливатқан тонулған язғучи абдухалиқ маһмудофниң ейтишичә, шу вақитларда өзбекистан дөләт радийо-телевизийә комитети дәп аталған бу мәһкимә башлиқиниң орунбасари хеләм худайбәрдийеф, уйғур редаксийәсиниң башлиқи әхмәтҗан яқупоф болған иди. Уйғур редаксийәсидә язғучилардин сейитҗан сейтишеф, йәһя тайироф, һесамдун исламоф, ташполат намәтоф вә башқилар ишлигән.

А. Маһмудоф бу һәқтә тохтилип, мундақ деди: “рәсмий өзбекистан телевизийә вә радио комитетиниң чәтәлләргә аңлитиш бөлүминиң уйғурчә баш редаксийәси дәп аталған. Бу радийо асасән хитайға қарши қоюлған болуп, күнигә икки саәт бериләтти. Сәккиз тилда бериләтти: өзбек, һинд, орду, инглиз вә башқилар. Радийо қешида уйғур ансамбили бар иди.”

А. Маһмудофниң ейтишичә, 1991-йили өзбекистан радио вә телевизийә дөләт комитети өзбекистан миллий телевизийә-радийо компанийиси болуп өзгәртилгәндин кейин, илгирики чәтәлләргә аңлитиш бөлүминиң уйғурчә баш редаксийәсиму қайтидин тәшкилләнгән иди. Радио йенидики уйғур ансамбили вақитниң өтүши билән өз паалийитини тохтатқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.