Қазақистанлиқ уйғурлар 29-май ғулҗа вәқәси қурбанлирини хатирилиди
2017.05.30

Мәлумки, 1962-йили 29-майда ғулҗида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә бу йили 55 йил толди. Бу күни уйғур елиниң или вилайитидин совет иттипақиға чиқип кәтмәкчи болғанларниң алди тосулуп, буниңға наразилиқ билдүрүш мәқситидә улар или областлиқ парткомға барған иди. Лекин улар хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин оққа тутулуп, көплигән адәмләр өлтүрүлди вә яридар болди. Бу паҗиә һазирқи заман уйғур тарихидики қанлиқ вәқәләрниң бири болуп һесаблиниду. Һазир қазақистанда яшаватқан уйғурлар әнә шу вәқәни әсләп, бу паҗиә қурбанлирини хатириләшни әнәнигә айландурған.
Шу мунасивәт билән қазақистанлиқ уйғурлар 28-май күни алмата шәһириниң султанқорған мәһәллисидә җәм болуп, хатириләш паалийити өткүзди. Униңға алмата шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән вәкилләр болуп, йүздин ошуқ адәм қатнашти. Алди билән диний зат муһәммәт һаҗим ғулҗа май вәқәси қурбанлири һәм шундақла азадлиқ, әркинлик үчүн өз һаятини қурбан қилғанларға атап қуран оқуди. Дәсләп доклат билән сөзгә чиққан сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди 29-май ғулҗа вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәм униң ақивәтлири, шундақла хәлқара вәзийәт, хитай даирилириниң уйғур елида йүргүзүватқан бастуруш сиясити һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Хатириләш паалийитидә май вәқәси гуваһчилиридин атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф, алмата шәһириниң турғуни азтекин ибраһимоф, шундақла тарихчи қасим мәсими бу һәқтә өз әслимилирини оттуриға қойди. Улар хитайниң дуня миқясида, шу җүмлидин уйғур диярида йүргүзүп келиватқан көп әсирлик сиясити һәққидә өз қарашлирини билдүрди. А. Ибраһимоф ғулҗа вәқәси йүз бәргәндә өзиниң 13 яшта болғанлиқини әсләп, мундақ деди: “бизниң мәктәп қатнаш идарисигә йеқин иди. Биз мәктәптин чиқипла, шу йәргә бараттуқ. Биләткә нәччә йүз адәм туруп кәткән. Әтиси шу йәргә қурманәли кәлди. Кишиләр уни варқирап, ташларни етип, у йәрдин қоғливәтти. Униңдин кейин үч машинида қоралланған хитай әскәрлири кәлди. Уларғиму ташларни атти, уларму чекинди.”
Радийомиз зияритини қобул қилған алмата шәһириниң горний гигант мәһәллисиниң турғуни нурамбәк барат мәзкур паалийәт һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бүгүнки мәҗлисимиз яхши болди. Сөзлигәнләр өзлириниң һәқиқий билимини хәлққә толуқ йәткүзди. Бүгүнки мәҗлисимиз яшларға үлгә болиду. Һазир болса, буни яшларниң қулиқиға қуюш бизниң вәзипимиз. Бу вәқәни биз, уйғурлар, бурунму биләттуқ. Буниңға хитайниңму, орусниңму арилашқинини яхши билимиз. Адәмләр бу яққа чиққанда әнә шу зулумдин қорқуп, қечип чиққанлар көп болди.”
Н. Барат шундақла һазир чоңларниң, йәни шу вәқә шаһитлириниң барғансери азийип кетиватқанлиқини, шуниң үчүн мундақ паалийәтләргә болупму яшларни көпрәк җәлп қилип, уларниң мундақ қанлиқ вәқәләрдин савақ елиш лазимлиқини илгири сүрди.
Алмата шәһири турғуни һакимҗан азнибақийеф зияритимизни қобул қилип, бу кәби паалийәтләр арқилиқ вәтән, әркинлик үчүн қурбан болғанларни әсләш һәр бир уйғурниң муқәддәс вәзиписи икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “ғулҗа май вәқәсидә нурғунлиған қериндашлиримиз шу нәқ мәйданда қурбан болған. Мурасимда шуларни әслидуқ.”
1962-Йили әнә шу ғулҗида йүз бәргән 29-май вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәм әйни вақитта болған вәқәләр һәққидә һазир алмата вилайитиниң қапчиғай шәһиридә истиқамәт қиливатқан, әйни вақитта ашу вәқәләрниң шаһити болған һәм 1962-йили совет иттипақиға келип йәрләшкән атақлиқ язғучи йәһя тайирофниң ейтишичә, 1953-йили совет рәһбири сталин вапат болуп, униң орниға хрушйеф чиққандин кейин, совет иттипақи вә хитай оттурисидики мунасивәтләр барғансери бузулушқа башлиди. Совет иттипақи тәрипидин қурулған “совет пуқралири җәмийити” өзиниң ғулҗа, үрүмчи вә қәшқәрдики бөлүмлири арқилиқ 1955-йилдин тартип илгири уйғур елигә өтүп кәткән совет пуқралириға паспорт тарқитишни уюштурди. 1962-Йилниң әтияз айлирида болса, хәлқ арисида совет иттипақиға һеч тосалғусиз чиқип кетиш мумкинлики һәққидә тәшвиқат ишлири елип берилди.
Йәһя тайироф хитай даирилириниң туюқсиз 1962-йили 21-майда совет пуқралири җәмийитидә тинтиш йүргүзүп, униң рәһбәрлирини қолға алғанлиқини, шундақла областлиқ хәлқ комитети рәһбәрликиниң совет иттипақиға беләт сетишни тохтитиш тоғрилиқ пәрманиға хәлқниң қаттиқ нарази болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “хәлқ һәйран қалди. ‛бу қандақ? һәр биримизни балидин айридиңлар. Бирини анидин айридиңлар. Һәммимиз маңимиз дәп турғанда бу ишиңлар немә? қандақ чидаймиз буниңға?‚ дейишти. Шу вақитта қатнаш идариси алдиға һәрбий районниң төт машиниси келип тохтиди. Бир хитай туруп, ‛бу йәрдин кәтмисәңлар оқ атимиз‚ деди. Қәғәздә болса шундақ йезилған. ‛совет иттипақиниң пуқралириға шу минуттин тартип өз мәмликитигә чиқип кетишигә рухсәт. Униңға қораллиқ күч ишлитилмисун‚. Униңда областлиқ хәлқ комитетиниң тамғиси бесилған иди”.
Йәһя тайирофниң ейтишичә, областлиқ хәлқ комитети рәһбәрлириниң қатнаш идарисидики аһалини тинчландурушқа урунуши нәтиҗә бәрмәй, улар қайтқан. Әмма ғәзәпләнгән хәлқ областлиқ хәлқ комитетиға қарап маңғанда уларға йәнә көплигән адәмләр қошулиду. Улар хәлқ комитети бинасиға йетип барғинида униң дәрвазилириниң бекитилгәнликини көрүп, техиму ғәзәпкә кәлгән һәм ичкиригә қарап интилгән. Бу пәйттә уларни пайлап ятқан хитай қошунлири оқ чиқарған. Ақивәттә 200дин ошуқ адәм қурбан болған. Әтиси униң қатнашқучилирини омумйүзлүк қолға елиш һәрикити башланғанда аһалә аммиви түрдә совет иттипақиға қечишқа башлиған. Бу уйғурларда “қач-қач” вәқәси дәп аталди.
Гумилйеф намидики явро-асия миллий университетиниң профессори светлана кожированиң “қазақистан уйғурлири: өтмүши вә бүгүни”намлиқ мақалисидә ейтилишичә, совет-хитай чеграсиниң қорғас райони арқилиқ совет иттипақиға 60 миңдин 80 миңғичә адәм қечип чиққан. Бу тәтқиқатчи шу вәқә шаһитлириниң мәлуматлирини мисал кәлтүрүп, 1953-йилдин 1963-йилғичә болған арилиқта 200 миңға йеқин адәмниң қечип өткәнликини көрситиду.