Алматада өткән уйғур язғучилириниң йиғинида муһим мәсилиләр қаралди
2017.08.28

28-Авғустта алматадики язғучилар өйидә қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң уюштуруши билән язғучилар йиғини болуп өтти. Униңға асасән қазақистан язғучилар иттипақиниң әзалири қатнашти. Йиғинни ачқан уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи әхмәтҗан һашири омумән қазақистан язғучилири, шу җүмлидин уйғур язғучилири алдида турған муһим мәсилиләр, қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң мәмликәтни алдинқи қатарлиқ дөләтләр қатариға киргүзүш бойичә илгири сүрүватқан тәшәббуслири һәққидә өз пикирлири билән ортақлашти.
Йиғин күн тәртипидә мәмликәт президентиниң “келәчәккә нишан: мәниви йеңилиниш” программиси бойичә паалийәтләр елип бериш, қазақистан язғучилириниң әсәрлиригә қәләм һәққи бериш, сатирик язғучи, “шәпқәт шов” тиятириниң мудири шавкәт нәзәрофниң 60 йиллиқ тәвәллутини өткүзүш, йеқин арида яркәнт шәһиридики хелил һәмрайеф намидики уйғур оттура мәктипиниң йеңи бенасини ечиш мурасимиға қатнишиш вә башқиму мәсилиләр қаралди.
Йиғин давамида сөзгә чиққан язғучилар гүлбәһрәм хошайева, шавкәт нәзәроф, аблиз һезим вә башқилар мәзкур мәсилиләр бойичә өз пикирлирини оттуриға қойди.
Радийомиз зияритини қобул қилған уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң “келәчәккә нишан: мәниви йеңилиниш” программиси асасида, шу программа роһида бу йили язғучиларниң әсәрлирини сетивелиш, йоруққа чиқириш вә тәрғиб қилиш мәсилилириниң қолға елинғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һәр бир язғучиниң бүгүнки һаятимизни, тирикчиликимизни, хәлқләр достлуқини көрситидиған бәдиийлики юқири йеңи әсәрлирини һөкүмәт сетивелиш һәм уни чиқириш мәсилиси йешилди. Бүгүн мушу мәсилини қаридуқ, һәммә язғучилар буни қоллиди, президентимизниң ғәмхорлуқиға апирин дейишти. язғучилиримиз өз әсәрлирини қазақистан мәдәнийәт вә ахбарат министирлиқиға әвәтидиған болди. Уларниң әсәрлири дөләт мүлкигә айлиниду. Бу наһайити чоң җавабкарлиқ.”
Ә. Һашириниң пикричә, уйғур язғучилири бу идаригә өзлириниң идийәвий җәһәттин юқири дәриҗидики әсәрлирини бериши лазимдур. Қазақистан мустәқиллиқ алғандин буян бу қазақистан һөкүмити тәрипидин язғучиларға қилиниватқан чоң ғәмхорлуқниң үлгиси болуп, бу язғучилардин йәниму тиришчанлиқни, иҗадий ишләшни, өз вәзипилиригә җавабкарлиқ билән қарашни тәләп қилмақчи. Ә. Һашири шундақла бүгүнки һаятниң сирлирини ечип беридиған, хәлқни тәрбийиләйдиған яхши әсәрләрниң йезилишида язғучиларни мушундақ йоллар билән риғбәтләндүрүшниң, илһамландурушниң муһим икәнликини көрситип, йәнә мундақ деди: “мушу сентәбир ейиниң 15гичә язғучилиримиз ойлинип, шу мусабиқигә өзлириниң яхши әсәрлирини әвәтип беришни вәдә қилди. Демәк, шу әсәрләрни һөкүмәт сетивалса, пүтүнләй шу һөкүмәт фондида қалиду. Бу, мән ойлаймәнки, наһайити чоң ғәмхорлуқ. Бизниң әдәбиятимизниң пүтүнләй қазақистан мәдәнийитигә қошқан һәссиси бар, мана мушуни хәлққә йәткүзүңлар дәватиду. Бүгүн адәм пүтүн вуҗуди, қәлби билән өзгириш керәк дәватиду. Бу өзгириш һәқиқәтән өз мевисини бериду, дәп һесаблаймән.”
Өз вақтида қазақистан уйғур әдәбиятида зия сәмәди, һезмәт абдуллин, илия бәхтия, хелил һәмрайеф, җамалидин босақоф, долқун ясин, мәсүмҗан зулпиқароф охшаш көплигән талантлиқ шаир вә язғучилар иҗад қилған болуп, улар уйғур әдәбиятиниң гүллинишигә салмақлиқ төһпә қошқан иди. Бүгүнки күндә бу йөнилиштә аблиз һезим, абдуғопур қутлуқоф, әхмәтҗан һашири, йәһя тайироф, хуршидәм илахунова, илахун һошуроф, җәмшит розахуноф, абдухалиқ маһмудоф, муһәммәтимин обулқасимоф қатарлиқ пешқәдәм әдибләр, шундақла бир топ оттура яштики язғучилар һәм яшлар проза, шеирийәт вә драматоргийә саһалири йөнилишлиридә иҗад әтмәктә.
Шаир аблиз һезимниң қаришичә, һазир қазақистандики уйғур язғучилириниң һәммиси дегүдәк өз әсәрлирини шәхсий яки һамийлар хираҗитидә нәшр қилмақта. Иккинчидин, мәзкур әсәрләрни тарқитишму җиддий мәсилиләрниң биригә айланмақта. А. Һезим язғучиларниң әнә шундақ маддий вә мәниви қийинчилиқларға қаримай, өз иҗадини давамлаштуруп, қазақистан мәдәнийитиниң тәрәққиятиға өзлириниң бир кишилик һәссисини қошуп келиватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “язғучилар һазир әң кәмбәғәл, башқиларниң қолиға қарап қалғудәк дәриҗидә болуп қалди. Мушундақ вақитта, дөләт язғучиларға ғәмхорлуқ қилип, қәләм һәққи мәсилисини йолға қоюпту. Буниң өзи қазақистанниң бир әвзәлликини, назарбайеф сияситиниң барғанчә яхшилиққа қарап кетиватқанлиқини көрситиду. Шуниң үчүн биз буниңға рәһмәт дәймиз.”
Кейинки вақитларда қазақистандики уйғур язғучилиридин, мәсилән, әхмәтҗан һашириниң “идиқут”, “баурчуқ арт текин”, йәһя тайирофниң “көйүватқан йол”, алимҗан баводинофниң “өтнә аләм” романлири, патигүл мәхсәтованиң “диянәт”, җәмшит розахунофниң “изгүлүк йоли”, илахун җәлилофниң “күлкә карвини”, әкрәм әхмәтофниң “мәхмут қәшқири” намлиқ китаблири вә башқиму көплигән әмгәкләр нәшр қилинди. Һазир қазақистанда бир гуруппа яш иҗадкарларму йетилип чиқмақта.