Қазақистан уйғурлири өзлириниң атақлиқ шәхслиригә ядикарлиқлар орнатқан
2018.09.12

Мәлумки, қазақистандики уйғурлар мәмликәт тәрәққиятиниң барлиқ саһәлиригә актип арилишип кәлгән һәм өзлириниң мунасип төһписини қошқан.
Буниңдин ташқири, тилини, миллий өрп-адәтлирини сақлап, мәдәнийитини, маарипини раваҗландурған. Бу җәһәттә уйғурлар өтмүштә өткән тарихий шәхслирини яд етишни, азадлиқ, әркинлик үчүн қурбан болғанларни хатириләшни һәргиз унтумиған. Буниңға уйғурлар зич олтурақлашқан йезиларда һәр йили дегүдәк өтүватқан мурасимлар вә башқиму ишлар дәлил болалайду.
Йеқинда алмута вилайитиниң панфилоф наһийәсигә қарашлиқ яркәнт шәһиридә классик шаир, 19-әсирниң аяғлирида уйғур елиниң или вилайитидә йүз бәргән миллий-азадлиқ һәрикитиниң актип иштиракчилиридин бири билал назим хатирисигә орнитилған ядикарлиққа 25 йил толди. Мәзкур ядикарлиқни әнә шу шаир нами билән атилидиған мәктәпниң оқуғучилири өз һимайиси астиға алған.
Билал назим һәйкили қачан вә кимләр тәрипидин орнитилди?
Пешқәдәм журналист абдукерим турдиярофниң ейтишичә, 1881-йили или вилайитидин йәттисуға көчүп чиққан уйғурларниң бир қисми яркәнт тәвәсидики өсәк вадисиға орунлашқан икән. Улар билән биллә шаир билал назимму көчүп чиққан. Билал назим йеңи йәрләрни өзләштүрүшкә актип арилашқан һәм бу җәһәттә өз иҗадийитини бир минутму тохтатмиған. Әмма шаир турмушниң еғирчилиқидин һәмдә роһий азабтин 1900 йили 75 йешида аләмдин өтүп, шәһәрниң төвән қисмидики қәбристанлиққа дәпнә қилинған абдукерим тудияроф мундақ деди: “бу йәргә велибай, низамидин ахунумға охшаш атақлиқ затларниң җәсәтлири дәпнә қилинип, гүмбәзләр орнитилған иди. Совет дәвридә улар вәйран қилиниду. Уларниң қәбрилири йоқайду. Кейин көкталлиқ хошам қариниң ярдими билән улар тепилип, бәлгиләр орнитилиду вә әтрапи қоршилиду. Қазақистан мустәқиллиққа игә болғандин кейин билал назим яшиған мәһәллидә униңға һәйкәл орнитиш мәсилиси қарилиду. Буни пүткүл яркәнт аһалиси қоллап-қуввәтләйду. 1989-Йили тәшкил қилинған наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи буниң билән биваситә шуғуллиниду.”
Абдукерим турдиярофниң ейтишичә, шу йили яркәнт шәһиридә өткән җумһурийәт даирисидики тунҗи мәдәнийәт күнлиридә билал назим исми билән аталған кочини ечиш мурасими болған һәм униңла ядикарлиқ орнитиш мәсилиси җиддий қаралған икән. У сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “шу йиғинға қатнашқа ‛өктәбирниң 40 йиллиқи игилики‚ ниң рәиси николай головатский сөзгә чиқип, уйғурларниң тәшәббусини қизғин қоллап, билал назим фондиға 50 миң сом ақча бериду. У шундақла һәйкәл вә келәчәктә мәктәп селишқа йәр аҗритип бериду. Головатскийниң тәшәббусини көпчилик қоллайду. Бу иштин башқа юрт адәмлириму, башқа милләт вәкиллириму қалғини йоқ. Шу йили фондқа 200 миң сомға йеқин ақча чүшиду. Буниңға наһийә һакими йәнә өзиниң маддий ярдимини көрсәтти.”
Абдукерим тудияроф һәйкәл лайиһисини сизишқа тонулған бинакарлардин бәһрим ғилавдинофниң, ваһит рәһманофниң йеқиндин арилашқанлиқини, һәйкәлни яситиш ишлириға шу вақиттики җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, академик ғоҗәхмәт сәдвақасоф вә башқиларниң салмақлиқ төһпә қошқанлиқини тәкитлиди. Һәйкәл қариғанда шәһиридә яситилип, 1992-йили яркәнт шәһиридә орнитилған. 1993-Йили 31-авғустта уни ечиш мурасими болуп өткән. Абдукерим тудияроф йәнә һәйкәлни ечиш мурасиминиң йеңи мәктәп бинасини ечиш мурасимиға улашқанлиқини, бу мурасимға уйғурниң атақлиқ шәхслириниң қатнашқанлиқини оттуриға қойди.
Туран университетиниң профессори, доктор абләт камалофниң пикричә, қазақистанда совет дәвридә вә қазақистан мустәқиллиқ алғандин кейин көплигән атақлиқ уйғур шәхслиригә ядикарлиқлар орнитилған икән. У мундақ деди: “уйғурлар ичидин чиққан тарихий шәхсләргә орнитилған ядикарлиқлар һәққидә узун сөзләшкә болиду. Мундақ шәхсләрниң ичидә дөләт вә җамаәт әрбаблири, миллий-азадлиқ һәрикәт қатнашқучилири, алимлар, язғучилар, әмгәк қәһриманлири, игилик рәһбәрлири вә башқиму һәр саһәниң адәмлири бар. Мениң билишимчә, бу ядикарлиқларниң бәзилири совет дәвридә орнитилған. Мәсилән, уйғур хәлқиниң қәһримани, үч вилайәт азадлиқ һәрикитиниң актип иштиракчилиридин бири ғени батурниң һәйкили ғулҗа йолиға, йәни униң қазақистанда турушлуқ юрти әмгәкчиқазақ наһийәсиниң җана турмис мәһәллисигә орунлашқан. Бу йолда өткән һәр бир кишиниң уни очуқ көрүши мумкин. Бәзидә той қиливатқан яшлар әнә шу ядикарлиққа келип, униңға тәзим қилип, гүлләр қоюшни әнәнигә айландурған. Буниңдин ташқири атақлиқ язғучи, өзиниң көплигән әсәрлиридә уйғур хәлқиниң тарихини тәсвирлигән һезмәт абдуллинниң вә тонулған шаир вә алим, пүткүл уйғурниң тәврәткән “турнилар” дегән нахшиниң текистини язған мәһмуд абдурахманофниң һәйкили йәнә шу ғулҗа йолида җайлашқан.”
Абләт камалоф йәнә уйғур наһийәсиниң чоң ақсу йезисида инқилабчи шаир лутпулла мутәллипниң, уйғуршунас алим, академик ғоҗәхмәт сәдвақасофниң һәйкәллирини учритишқа болидиғанлиқини, ғоҗәхмәт сәдвақасоф һәйкилиниң шуниң нами билән атилидиған оттура мәктәп алдиға орнитилғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә мундақ ядикарлиқлар дөләт әрбаблири абдулла розибақийеф, исмаил тайироф вә башқиларғиму орнитилған икән.
Абләт камалоф йәнә мундақ деди: “йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, уйғурларниң бешидин өткән вәқәләр, мәсилән, 1918-йили йәттису уйғурлириниң бешиға кәлгән ‛ату‚ қанлиқ паҗиәсигә беғишлап бир нәччә ядикарлиқлар орнитилған иди. Тарихтин мәлумки, бу йили уйғурлар совет һакимийитигә қарши чиқти дегәнни баһанә қилип, қораллиқ қизил әскәрләр уйғурлар олтурақлашқан көплигән йезиларни вәйран қилип, аһалисини рәһимсиз қирған. Әң қаттиқ қирғин қилинған таштиқара, лавар, қорам, чоң ақсу охшаш йезиларда ядикарлиқлар орнитилди. Бу йили әнә шу паҗиәниң 100 йиллиқи хатириләнди. Бу ядикарлиқлар, әлвәттә, өз вақтида һөкүмәтниң қоллап-қуввәтлиши билән орнитилған иди. Уларни ремонт қилиш, әтрапини аватлаштуруш ишлири пат-пат болуп туриду. Һәр йили у йәрләрдә хатириләш паалийәтлири өтүп туриду.”
Абләт камалофниң пикричә, мундақ ядикарлиқларниң орнитилишиниң болупму яшлар үчүн әһмийити наһайити зор икән. яшлар буниң арқилиқ өз хәлқиниң, туғулған юртиниң, вәтининиң тарихини өгинишкә, улуғ пәрзәнтлирини даим һөрмәтләшкә интилидикән. Һазир қазақистандики уйғур тиллиқ мәктәпләрдә мундақ мәсилиләргә чоң әһмийәт берилмәктикән.