Абдухалиқ айтбайеф: өзбекистандики уйғур алимлири муһим тәтқиқатларни елип бериватмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.10.24
ottura-asiyaning-medeniyet-merkizi-sherqiy-turkistan1-305.jpg 2011-Йили 14-март күни түркийиниң қәйсәри шәһиридә “оттура асияниң мәдәнийәт мәркизи шәрқий түркистан” темисида йиғин чақирилди.
RFA/Erkin Tarim

Өзбекистандики хели көп санда уйғур алимлири уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә башқа мәсилилири һәққидә тәтқиқат елип бармақта. Әнә шуларниң бири  өзбекистан пәнләр академийисиниң әбу рәйһан беруни намидики шәрқшунаслиқ институтиниң хадими абдухалиқ айтбайефтур.

Униң ейтишичә, өзбекистандики уйғур алимлири өз тәтқиқатлирини давамлаштурмақта һәмдә йеңи нәтиҗиләрни қолға кәлтүрмәктә.

Мәлумки, уйғурларниң узун тарихқа вә бай мәдәнийәткә игә түркий хәлқләрниң бири икәнлики яхши мәлумдур. Әнә шуни тәтқиқ қилиш ишлири дәсләптә рус вә сабиқ совет алимлири, шундақла немис, инглиз, фирансуз вә башқиму мәмликәт тәтқиқатчилири тәрипидин кәң даиридә тәтқиқ қилинған иди. Уйғуршунаслиқ мәсилилири өткән әсирниң 90-йиллирида мәйданға кәлгән мустәқил оттура асия җумһурийәтлиридә болупму қазақистан, өзбекистан вә қирғизистанниң илмий-тәтқиқат дәргаһлирида  давамлиқ тәтқиқ қилинмақта.

Оттура асия, һәтта дунядики мәшһур тәтқиқат мәркәзлириниң бири өзбекистан пәнләр академийиси әбу рәйһан беруни намидики шәрқшунаслиқ институтидур. 1943-Йилдин буян ишләп келиватқан мәзкур институт өзиниң әң бай қолязмилар фондиға игә икәнлики билән аләмгә тонулуп кәлмәктә. Униңда атақлиқ өзбек алимлири билән бир қатарда уйғур алимлириму муһим тәтқиқатларни елип бериватмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.