Қазақистан мустәқиллиқи күни һарписида уйғурлар алаһидә мукапатларға еришти
2015.12.21

Йеқинда, йәни қазақистан мустәқиллиқи күни һарписида мәмликәтниң иҗтимаий, иқтисадий, мәдәний тәрәққиятиға қошқан салмақлиқ төһписи үчүн бир қатар уйғурлар юқири мукапатларға еришти.
Уларниң арисида “алмата метал иншаатлири завути ширкәтләр бирләшмиси” мудирлар кеңишиниң рәиси, “нур вәтән” партийиси сиясий кеңишиниң әзаси, алмата шәһәрлик мәслиһәт кеңишиниң әзаси әхмәтҗан шәрдиноф “қазақистан җумһурийитиниң пәхрий мәслиһәт әзаси”, қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи әхмәтҗан һашири “қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби” пәхрий атақлириға, әмди қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик милли-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, қазақистан хәлқи ассамблейисиниң сиясий кеңәш әзаси шаһимәрдан нурумоф вә қазақистан билим вә пән министирлиқи р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори заур җәлилофлар “һөрмәт” орденлириға еришти.
Радиомиз зияритини қобул қилған язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири кейинки икки йилда өзиниң бир қатар әсәрләрни йезип, у әсәрлириниң қазақ вә рус тиллирида қазақистанниң мәшһур гезит вә журналлирида елан қилғанлиқини, шундақла униң әсәрлириниң қазақистанлиқ тәтқиқатчилар тәрипидин юқири баһаланғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “мустәқиллиқ күни мунасивити билән қазақистан язғучилириға мукапатлар берилди. Бир мунчә язғучилиримизға яхши әмгики, хәлқниң роһий байлиқини яратқанлиқи, мустәқил қазақистан һәққидә язған әсәрлири үчүн, шундақла җамаәтчиликкә қиливатқан ишлири үчүн, йеқинда қазақистан язғучилар иттипақиниң рәиси, дөләт мукапатиниң саһиби, қазақистан парламентиниң сенатори нурлан оразалинниң тапшуруқи билән униң муавини ғалим җайлибай, қазақ язғучилири шәмшидин абдурахманоф, қадирбек қунапиян оғли вә башқиларға “һөрмәт” орденлирини тапшурди. Милләтләр әдәбиятиғиму көңүл бөлүнүпту. язғучи любоф шашковаму “һөрмәт” орденини алди. Икки язғучиға “қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби” атиқи берилди. Буни мән вә қазақ қәләмдешим мағирә коҗахметова алди. Мән әмгикимни һөкүмәтниң юқири баһалиғанлиқиға хурсәнмән. Шуниң билән биллә бу қазақистандики уйғур әдәбиятиғиму берилгән баһа дәп ойлаймән.”
Зияритимизни қобул қилған йеза игилики академийисиниң академики муһәммәтҗан абдуллайеф қазақистанниң өткән 24 йил ичидә бир әсиргә тәң мурәккәп һәм ярқин тәрәққият йолини бесип өткәнликини, җәмийәт һаятиниң барлиқ саһәлиридә мисли көрүлмигән утуқларни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп, мундақ деди: “бүгүнки таңда қазақистан дуняға тонулуп, сабиқ иттипақдаш җумһурийәтләр арисида һәммә җәһәттин илгири маңди. Бу тунҗи президент нурсултан назарбайефниң ички вә ташқи сияситиниң нәтиҗисидур. Қазақистанда яшаватқан уйғур хәлқи башқа хәлқләр билән биллә инақ яшимақта. Шундақла қазақистанниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошуп келиватмақта. Униң сәвәби қазақистанда йетилип чиқиватқан язғучилиримиз, сәнәт әрбаблири, алимлиримиз вә башқилар көпләп санилиду. Қазақистан уйғурлириниң пәхирлинидиған утуқлири көп. Униң ичидә уйғур балилириниң ана тилида оқуватқан атмиштин ошуқ мәктипи, ана тилидики гезит, журнал вә китаблар, уйғур тиятири бар. Мустәқиллиқ күнигә уйғур җәмийәт әрбаблиримиз юқири вәтән мукапатлири билән тәқдирләнди. Мән барлиқини чин қәлбимдин тәбрикләймән.”