Қазақистандики “шәпқәт-шов” тиятири он йиллиқини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.28
Shepqet-Show-tiyatiri.jpg “шәпқәт-шов” тиятириниң консертидин көрүнүш. 2015-Йили 16-декабир, алмата.
RFA/Oyghan

Қазақистанда миллий сәнәтни тәрғиб қилиш йолида паалийәт елип бериватқан сәнәт өмәклириниң бири “шәпқәт-шов” тиятириниң қурулғиниға бу йили он йил толди. 16-Декабирда алмата шәһиридики оқуғучилар сарийида тиятирниң байрамлиқ консерт программиси болуп, униңға қазақистанлиқ уйғур күлкә маһирлири, “нур”, “ирадә”, “түрк-аз” уссул гуруппилири, артур илахуноф, елмурат хәйруллайеф, марат савутоф қатарлиқ тонулған яш нахшичилар, шундақла уйғур елидин кәлгән “асина” гурупписи, нахшичи нәбиҗан адил, русийәниң “кривойе зеркало” (қийсиқ әйнәк) сатира тиятириниң артиси абиджон асомофлар қатнашқан иди.

“шәпқәт-шов” тиятириниң он йиллиқи мунасивити билән биз униң мудири, сатирик язғучи шавкәт нәзәроф билән сөһбәт елип бардуқ.

-Шавкәт, тиятирниң ишләватқиниға мана он йил бопту. Мушу вақит ичидә силәр қандақ утуқларға ериштиңлар?
-Бу соалға җаваб бәргәндә, тиятир қандақ мәқсәт билән қурулди?  шу һәқтә бир аз тохтилишқа тоғра келиду. Тиятирни қуруштики асасий мәқсәтлиримизниң бири миллий әдәбиятимиз вә сәнитимиздә һәҗвий жанирини тәрәққий әткүзүш. Йәни бүгүнки күндә пүтүн дуняда һәр қандақ аммиви ахбарат васитилири һәҗвий жанирсиз күн көрәлмәйду. Шуңлашқа бизниң биринчи мәқситимиз һәҗвий жанирниң йеңи тармиқи болған сәһнә үчүн йезилған һәҗвий жанирни тәрәққий әткүзүш болди. Мушу ахирқи йиллардила 230дин ошуқ сәһнә һәҗвийисини йезиптимән. Бу пәқәт “шәпқәт-шов” тиятирила әмәс, шундақла қазақ, өзбек сәһнилиридә, уйғур аптоном районидиму қоюлди. Бу йәрдики йәнә бир утуқимиз пародия жанири дәймиз, йәни чолпанларни, сиясәтчиләрни вә башқиларни дораш. Бу уйғур әдәбияти вә сәнитидә омумән йеңи жанир десәк болиду. Мушу саһәдиму чоң утуқларға йәттуқ. Тиятирниң иккинчи мәқсити, һазир талантлар хәлқ ичидә, аһалиниң намрат яшаватқан қисминиң шундақ талантлиқ балилири барки, уларниң чоң сәһнигә чиқиш имканийити йоқ. Биз шундақ талантларни издәп тепип, мәйданларға елип чиқтуқ.

-Мушу он йилдин буян сизни беарам қилип келиватқан мәсилиләр барму? у мәсилиләрни һәл қилиш үчүн қандақ амалларни қиливатисиз?
-Биз тиятир қурғандин кейин өзимиз ойлимиған йәрдин мәсилиләргә дуч кәлдуқ. Хәлқ арисидин чиққан талантларни көтүрүштин, хәлққә тонуштуруштин ваз кечиш бизниң вәдимизгә хилаплиқ қилған болиду. Шуниң үчүн мәбләғниң бир қисмини шуларға хираҗәт қилдуқ. Шундақла биз мәҗруһ балилиримизға наһайити көп ярдәмләрни көрсәттуқ, хәлққә тонуттуқ. Уларға роһий тәсәлли берип, давалинишиға өз һәссимизни қоштуқ. Биз он йилда тамашибинлиримизниң қоллап-қувәтлишигә игә болдуқ, уларниң сани көпәйди. Лекин биздә биләт сетиш мәсилиси бар. Мәсилән, һазирқи күндә қазақистандики шаир, язғучилиримизниң китаблири 200-300 нусха билән аран чиқиду. Шуниң өзиниң сетилиши мүшкүл. Мушу җәһәттә биз наһайити бир роһий чүшкүнлүктә.

-Тиятир артислириниң маһарити мушу он йил ичидә қанчилик дәриҗидә өсти?
-Артислиримизниң маһарити, әлвәттә, он йилда өсти дәп ейталаймиз. Чүнки артислиримиз сәһнигә чиққанда уларни хәлқниң гүлдүрлигән чаваклар билән қарши елиши уларниң кәспий маһаритиниң өскәнликини испатлиса керәк. Униңдин ташқири артислиримиз у йәр-бу йәргә барсиму улардин хатиригә бир нәрсә елиш, имзасини елиш қатарлиқ ишларни көргәндә биз, әлвәттә, хушал болимиз.

-Шавкәт, әмди тиятирниң қазақистандики вә чәтәлләрдики сәнәт өмәклири, сәнәткарлар билән болған һәмкарлиқи һәққидә немә дәйсиз?
-Бая дәп кәттим, рус, қазақ тиятирлириму биз билән һәмкарлишиду. Биз башқилардин һечқачан сәһнә үчүн бирәр әсәр алмаймиз. Әксичә, қазақ, рус қериндашлиримиз биздин илтимас қилиду. Биз, әлвәттә, һәмкарлишишқа тәйяр. Бу тиятирниңла әмәс, бәлки уйғур әдәбиятиниң, сәнитиниң утуқи дәп ойлаймән. Йәнә бир чоң утуқимиз русийә москвада “кривойе зеркало” (қийсиқ әйнәк) дегән сатира-юмур тиятири бар. Бу тиятирни пүткүл дуня бойичә рус тиллиқ һәҗивий-юмур тиятирлири ичидә карван беши дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Булар билән иҗадий һәмкарлишиш алдида туримиз.

-Келәчәккә қандақ пиланлириңлар бар?
-Келәчәк пиланлар җиқ, униңсиз мумкин әмәс. Дуня сәһнисигә чиқиш асасий мәқсәтлиримизни бири. Әлвәттә, уйғур аптоном райониму мустәсна әмәс. У тәрәпләрдиму қериндашлиримизниң көңлини хушаллиққа бөлисәк дәп ойлаймиз. Пурсити кәлсә явропа дөләтлиригә, түркийәгә, америкиға. Тиятиримизниң сәнити билән тонушимиз, миллий сәнитимизгә ярдимимизни қилимиз дегән қериндашлиримиз болса, биз силәрниң көңлүңлардин чиқишқа һәр қачан тәйяр.
‏-Сөһбитиңизгә рәһмәт!

Бир нәччә йил давамида “уйғур авази” гезити, шундақла илгирики “алитағ” телевизийисиниң уйғурчә аңлитишлар программисида паалийәт елип барған ш. Нәзәроф кейинки вақитларда әдәбий иҗадийәт билән шуғулланди. У 2005-йили “шәпқәт шов” тиятирини тәшкиллиди. Мәзкур тиятир ишини җанландуруш мәқситидә һәр хил ишларда тирикчилик қилип йүргән, амма сәнәткә қизиқидиған уйғур қиз, йигитлирини тәклип қилди. Ш. Нәзәрофниң ейтишичә, уларниң арисида бирму кәспий артис болмиған. Һазир бу тиятирда он адәм ишләватқан болуп, уларниң арисида бәхитҗан савурҗаноф, гүлзарәм мәмийева, шадийәм зәйнидинова, ренат тейипоф қатарлиқ артислар бар.

Зияритимизни қобул қилған “атамура” нәшриятиниң уйғур редаксийиси башлиқи малик мәһәмидиноф мәзкур тиятир һәққидә мундақ деди: “аз вақит ичидила хәлқниң сөйүмлүк тиятириға айланған ‛шәпқәт-шов‚ тиятири консертлирида ш. Нәзәроф қәлимигә мәнсуп һәҗвий әсәрләр орун алған. Тиятир коллектипи йеқинда өзлириниң 20-консертини тамашибин һузуриға сунди. Талантлиқ язғучи ш. Нәзәроф тиятириниң әсәрләр тизимидин орун еливатқан һәҗвий әсәрләр асасән турмушимизда учришип туридиған сәлбий илләтләрни қаттиқ тәнқид астиға елип, тамашибинни күлкигә ғәрқ қилиду. Бу тиятир истедат егилирини тәрбийиләштиму муһим рол ойнимақта. Җай-җайлардики чоң сәһнигә чиқалмайватқан яш талантлар ш. Нәзәроф тиятирида давамлиқ паалийәт елип бериватмақта. Шуниң билән биллә ш. Нәзәроф тарихий вәтинимиздики бир түркүм даңлиқ артислиримизни қазақистан дияриға елип чиқип, уларниң һөнирини намайиш қилдуруп, тамашибин қәлб бостанлиқини бейитип келиватқан киши. Биз язғучи, режиссор вә журналист ш. Нәзәрофниң паалийитигә утуқларни тиләп, униң қәлимидин бүгүнки күндә учришип туридиған һәр хил илләт вә башқа сәлбий көрүнүшләрни паш қилидиған нурғунлиған һәҗвий әсәрләрниң тиятир сәһнисидә қоюлидиғанлиқиға ишинимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.