Қазақистан уйғур әдәбиятида 2014 - йили йүз бәргән муһим вәқәләр

Қазақистанлиқ уйғурлар өзлириниң өтмүш тарихи, мәдәнийити, әдәбияти, маарипи вә башқа саһәлиридә йүз бәргән муһим вәқәләрни әсләш, бүйүк намайәндилири һөрмитигә аммивий паалийәтләрни өткүзүш вә башқа паалийәтләргә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Шу җүмлидин әдәбият саһәсидиму бир қатар паалийәтләр өткүзүлди.
2014 - Йили қазақистанлиқ уйғурлар әдәбият саһәсидә қандақ паалийәтләрни уюштурди? уйғур язғучилири қандақ утуқларға еришти?
Биз бу һәқтә қазақистан язғучилар иттипақи тармиқидики уйғур әдәбияти бөлүминиң башлиқи, язғучи вә драматург әхмәтҗан һашироф билән сөһбәт елип бардуқ.