Кичик мирәндики қәдимий қәбриләрниң йеримидин көпрәки оғриланған вә бузғунчилиққа учриған
2016.01.04
Археологлар тәклимаканда қум астиға узун тарихниң изналири болмиш қәдимий шәһәр харабилири көмүлгәнликини оттуриға қоюшиду. Шуларниң бири чақилиқтики кичик мирән йәни (кичик дәря) қәдимий қәбристанлиқидур.
Кичик мирән харабиси 10 йиллар илгирила мәмликәтлик нуқтилиқ мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш орни қилип бекитилгән болсиму, хәвәрләрдин көрә даириләр техи йеқиндила бу мәдәнийәт ядикарлиқ орниға қоғдаш понкити тәсис қилған. Йәрлик даириләрниң инкаслиридин йеқинқи йиллардин буян бу асарәтиқә орниниң техи толуқ ечиш вә тәтқиқ қилишқа мувәппәқ болалмай туруп бузғунчилиққа учриғанлиқи мәлум. Мутәхәссисләр кичик мирәндин қезивелинған тепилмиларниң уйғурларниң тарихини һәтта инсанийәт мәдәнийәт тарихини тәтқиқ қилиш вә бекитиштә алаһидә муһим әһмийәткә игә икәнликини көрситиду. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәниң тәйярлишида программа аңлитимиз.
Тәңритағ ториниң 4-январдики хәвиридә нәқил елинған чақилиқ наһийилик мәдәнийәт ядикарлиқларни қоғдаш идарисиниң башлиқи җав йиңшниң сөзлири, бу қәдимий ядикарлиқ орниниң йеқинқи йилларда зор бузғунчилиққа учриғанлиқини ашкарилиди.
Җавниң мухбирларға билдүрүшичә,кичик мирән қәдимий қәбристанлиқида 2016-йили 1-айниң 1-күни “кичик мирән қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш понкити” йопуқини ачқан. У йәнә буниңдин бурун болса, җуғрапийилик муһит вә шараитидики қийинчилиқлар бу ядикарлиқ орнини қоғдаш хизмитигә риқабәт яратқанлиқи үчүн 330 дин артуқ қәдимий қәбриләрниң 160 ниң оғриланған вә бузуветилгәнликини әскәрткән.
Хәвәрдә көрситилишигә қариғанда, уйғур аптоном районидики археологлар кичик мирән қәдимий қәбристанлиқида 2000-йилидин 2004-йилғичә елип берилған нуқтилиқ ениқлаш хизмитидә 2500квадрат метирға йеқин көләм ениқланған. Қәбристанлиқтин чиққан нурғун қәдимий җәсәт вә қиммәтлик дәпнә буюмлири 2012-йиллиқ җуңгодики муһим археологийилик байқашқа киргүзүлгән.
Тәклимакан қумлуқи бағридики кичик мирән қәбристанлиқи чақилиқ наһийисигә тәвә, көнчи дәрясиниң қумкөл билән яқинлиқ көл арисидин ғәрбий җәнубқа йәни арған тәрәпкә аққан бир еқини бойиға җайлашқан. Лопнур райони көнчи дәрясиниң төвән еқининиң җәнубиға тәхминән 60 километир келидиған лоп қумлуқидин байқалған, шәрқтики даңлиқ кроран қәдимий шәһири харабисигә 175 километир келиду. Гәрчә хитай археологлири бир қетимлиқ қезиш хизмитини елип барған болсиму, бирақ униңдин кейинки мутләқ көп қисим вақитта бу даңлиқ хараблиқ йәнила қумлуқта көмүлүп, талай боран-чапқунларни бешидин өткүзгән.
Чақилиқ наһийилик мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш идарисиниң бир хадими телефонни алған болсиму, соаллиримизға тәпсилий җаваб бериштин өзини тартти. Әмма, һәқиқәтән йеқинқи йиллардин буян кичик мирән ниң бузғунчилиққа учрап кәлгәнликини етирап қилди.
Йеқинда, “шинҗаңдики 3600 йил бурунқи җәсәттә дунядики әң қәдими увақ пишлақ сақланған” дегән темидики йолланма торларда тарқилишқа башлиған иди. Хәвәрдә ейтилишичә, бу пишлақ кичик мирән қәбристанлиқидики “кичик мирән мәликиси” ниң җәситидин байқалған болуп, бу сирлиқ җәсәт алдинқи әсирниң 30-йиллири дәл мушу кичик мирәндин қезивелинған болуп, тәтқиқатчилар пәқәт увақ маддиниң ақсил вә май икәнлики, “кичик мирән мәликиси” қезивелинғанда униң йүзи вә бойнида бир қәвәт нәрсиниң чаплишип турғанлиқини тәтқиқ қилиш арқилиқ бу бир қәвәт нәрсиниң пишлақ икәнликини җәзмләштүрүлгән.Бу байқаш археологийә саһәсини зилзилигә салған иди.
Һалбуки илгирики радио зиярәтлиримиз арқилиқ йәрликтики кишиләрниң инкаслиридин техи археологийилик қезиш вә тәкшүрүш ахирлашмиған нуқтилиқ қоғдилишқа тегишлик кичик мирән қәбристанлиқиниң йәрликтә һоқуқ игилигән бир қисим кишиләр тәрипидин һәр хил қанунсиз мәхпий йоллар арқилиқ саяһәтчиликкә ечилип, мувапиқ қоғдаш тәдбирлирини алмай, әксичә халиғанчә ечиш вә асарәтиқиләрни оғрилаш һәрикәтлиригә йочуқ ачқанлиқи. Җайларда қурулған, шараити мукәммәл болмиған қоғдаш орунлириниң илғар қатнаш қораллири, юқири оғрилиқ техникиси вә әсваблириға игә асарәтиқә булаңчилириға зәрбә бериштә аҗизлиқ қилидиғанлиқи ашкариланған иди.
Хотәндә “хәлқаралиқ саяһәт һәмкарлиқ ширкити” намида шәхси саяһәтчилик ширкити қурувалған хенәнлик дең җәнхуа исимлик бир киши зияритимизни қобул қилғанда кириш чәкләнгән кичик мирән ға охшаш қәдимий ядикарлиқ орунлириға саяһәтчи елип кириштә өзиниң карамәт йоллири барлиқини билдүрүп “қоғдилидиған мәдәний ядикарлиқ орунлириғиму әкирәләймән, хотән саяһәт идариси башлиқи, мәдәнийәт ядикарлиқ идариси башлиқи, наһийилик партком секретари, сақчи дәмсиз һәр қандақ җайда һәмкарлишидиған йеқин тонушлирим бар. Асанла рухсәт хәтлирини чиқирип йол ечип бериду, һәтта һечким кирәлмәйдиған мәсилән мирән, нийә харабилики дегәндәк қоғдилидиған асарәтиқә орунлириғиму саяһәткә башлап кирәләймән, җуңголуқ болсиңиз 100миң йүән, сизгә охшаш чәтәлликләргә 100миң доллар кетиду” дәп тонуштурған иди.
Хитайниң “җуңго радио тори”ниң 31-декабир хәвиригә қариғанда хитай “алий хәлқ сот мәһкимиси, алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң мәдәнийәт ядикарлиқлирини башқурушқа дәхли йәткүзүш қатарлиқ җинайи делоларни беҗириштә тәтбиқлинидиған қанунлардики бирқанчә мәсилә тоғрисидики изаһати” елан қилинған болуп, 2016-йили 1-январдин башлап йолға қоюлидикән. Униңда дөләт қоғдайдиған мәшһур асарәтиқиләргә қәстән бузғунчилиқ қилип, мәшһур асарәтиқини еғир дәриҗидә бузувәткән яки йоқ қиливәткәнләр; көп қетим бузғунчилиқ қилғанлар яки көп җайдики мәшһур асарәтиқигә бузғунчилиқ қилғанлар қилмиши еғир һесаблиниду, дөләтниң мәмурий башқуруш тармақлири чиқарған мәдәнийәт ядикарлиқлириға бузғунчилиқ қилишни тохтитиш мәмурий қарари яки буйруқини иҗра қилишни рәт қилғанлар еғирлитип җазалиниду. Дәп бәлгиләнгән.
Уйғур биринчи әвлад археологлиридин америкидики қурбан вәли әпәндиниң билдүрүшичә, кичик мирән дики қиммәтлик мәдәний байлиқларниң қануний мирасхорлири болған уйғурларда асарәтиқиләрни, тарихий ядикарлиқларни қоғдаш һәм тәтқиқ қилиш тарихий, сиясий чәклимиләр сәвәблик бир қәдәр кечикип шәкилләнгән болсиму ғәрб дөләтлириниң алимлири, археологлири 19-әсирләрдила уйғур елидә археологийилик тәкшүрүш вә тарихий тәтқиқат елип беришқа башлиған.
Қурбан вәли әпәндимниң баян қилишичә, бу қәбристанлиқ 1910-йиллири әтрапида өрдәк тәрипидин байқалғандин кейин ашкара болған, “өрдәк қәбристанлиқи”, “кичик мирән қәбристанлиқи” дегәндәк намларда аталған. Алимларниң пәрәз қилишичә, 1910-йилидин 1930-йилларғичә болған арилиқта кичик мирән қәбристанлиқи шу замандики қазғучилар тәрипидин қезип бир қетим вәйран қиливетилгән.
Қурбан вәли әпәнди кичик мирән қәбристанлиқиниң әң дәсләп шиветсийәлик археолог фолк бергман тәрипидин 1934-йили тәкшүрүлгән вә азрақ қезилғанлиқини баян қилиду.Униң ейтишичә олог фолк бергман 1939-йили шиветсийәниң ситокһолм шәһиридә нәшр қилған китабида наһайити тәпсилий йезилған, тепилмиларниң тизимлики вә мулаһизиси берилгән. Бу кичик мирән харабиликиниң йил дәври, характери қатарлиқларни чоңқур тәтқиқ қилишни муһим археологийилик асас билән тәминләйду.
Археолог қурбан вәли әпәндиниң билдүрүшичә, гәрчә хитай археологлири бу қәбристанлиқтики әң бурунқи қәбриләрни һазирқи дәврдин 4000 йиллар илгирики дәврниң изнаси дәп һөкүм чиқарған болсиму, ғәрб алимлири бу җайдин тепилған җәсәтләрниң DNA тәкшүрүш нәтиҗисидин уйғурлар билән қандашлиқини, қезилмиларниң 6 миң йиллар илгирила мирәнниң мәдәнийитиниң интайин узақ вә қәдимий мәдәнийәт болуп шәкилләнгәнликини йетәрлик испат билән тәминләйду дәп йәкүнлимәктә.