Қәдимий уйғур язма әсири ирқ битик әзәрбәйҗанда нәшр қилинди
2013.07.17
Қәдимий уйғур язма әсәрлиридин бири болған Ирқ битик руник йезиқиДа йезилған бир палнамә болуп, һазирғичә тепилған язма әсәрләр арисида бир қәдәр мукәммәл вә толуқ сақланғини болуп һесаблиниду.
Қәдимий уйғур тилини тәтқиқ қилиштики қиммәтлик әңгүштәр болған бу әсәр уйғурларниң йезиқчилиқ мәдәнийитиниң парлақ дәвириниң ядикаридур. Йеқинда ирқ битик намлиқ бу әсәр әзәрбәйҗандики бир қисим яш тәтқиқатчилар тәрипидин тәрҗимә қилинип, әзәрбәйҗанда нәшр қилинған болуп, биз бу мунасивәт билән китабни нәшр қилғучилардин бири болған гөкбәй улуч әпәндини зиярәт қилдуқ.
Сабиқ совет иттипақи парчилинип, оттура асиядики түркий милләтләр мустәқиллиқиға еришкәндин кейин, бу дөләтләрдә өз кимликини издәш, түркий милләтләрниң ортақ тарихиға болған қизиқиш һәссиләп ашти. Бу сәвәбтин бу җумһурийәтләрдә ана тилға тәрҗимә қилинған тарихий китаблар вә оқуш материяллири кәмчил болуштәк бошлуқни толдуруш үчүн, кейинки йилларда түркий милләтләрниң ортақ қиммити болған әсәрләр көпләп тәрҗимә қилинди. Бу материяллар охшаш вақитта йәнә барлиқ түркий милләтләр арисидики өз-ара чүшиниш, қериндашлиқ беғини күчләндүрүш үчүнму хизмәт қилди. Мана булар арисида уйғурларниң қәдимий әсәрлириму түрлүк тилларға тәрҗимә қилинип, бу әлләрдики оқурмәнләр билән йүз көрүшүшти вә йүз көрүшүш давам қилмақта. Әзәрбәйҗандики тәтқиқатчиларниң күч чиқириши билән илгири уйғур алими мәһмут қәшқириниң даңлиқ әсири түркий тиллар дивани әзәричигә тәрҗимә қилинип, 2006-йили тунҗи қетим әзәрбәйҗанда нәшр қилинип, бу җәһәттики чоң бир бошлуқ толдурулған иди. Йеқинда, әзәрбәйҗандики бир қисим яш тил тәтқиқатчилири бирлишип, қәдимий уйғур йезиқида йезилған “ирқ битик” ни тәрҗимә қилип, нәшр қилдурған. Биз бу китабни тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлиған тәтқиқатчилардин бири болған гөкбәй улуч әпәндигә телефон қилғинимизда, у наһайити хушаллиқ билән бизниң зияритимизни қобул қилип, бизгә бу китабни әзәрбәйҗанда нәшр қилдуруштики мәқсити үстидә тохтилип өтти. яш тәтқиқатчи гөкбәй улуч түркийәлик тил тәтқиқатчиси болуп, униң түркийәдә бир қанчә парчә романиму елан қилинған.
Гөкбәй улуч әпәндиниң ейтишичә, улар бу китабни әзәрбәйҗанчиға тәрҗимә қилиш үчүн алди билән китабниң әнглийәдики мозийида сақлиниватқан нусхиси вә шундақла түркийәдә профессор талат бекин тәрипидин нәшр қилинған түркчә нусхисидин пайдилинип туруп ишләнгән болуп, униңда ирқ битиктә йәр алған 65 палниң һәр бири вә уларниң әзәрбәйҗанчә тәрҗимиси айрим-айрим бәткә орунлаштурулған. Буниңдин сирт, ирқ битиктики 2 парчә хуласә сөзиму әйнән тәрҗимә қилинип берилгән.
Гөкбәй улуч әпәнди қәдимий уйғур йезиқида йезилған бу китабниң әзәрбәйҗанчиға тәрҗимә қилип нәшр қилиштики муддиаси һәққидә тохтилип: “биз бир йилдин буян әзәрбәйҗанниң баку шәһиридә көктүркчә курслирини ечип келиватимиз. Һазирғичә 3 қетим ечилған бу курсларда оқуғучилиримизға көктүрк тарихини, тилини чүшәндүрдуқ. Оқуғучилиримиз көктүрк йезиқида техиму көп мәлуматқа еришишни арзу қилди, шуңа биз бу һәқтики материял тәйярлашниң зөрүрлүкини һес қилдуқ.
Гөкбәй әпәндиниң ейтишичә, улар көктүрк йезиқида йезилған қайси әсәрни әзәричигә тәрҗимә қилишни ойлишип, бир қанчә әсәрләр үстидә ойланған вә ахири ирқ битикни тәрҗимә қилишни қарар қилған болуп, у ирқ бетикни таллишиниң сәвәбини мундақ дәп чүшәндүрди:
Ирқ битикни таллишимиздики сәвәб шу, ирқ битик пүтүн түркий хәлқләргә ортақ болған көктүрк йезиқи билән қәғәзгә йезилған вә бизгичә йетип кәлгән китаб. Қәғәзгә йезилған вә һәқиқий бир китаб нусхисида болған башқа бир китаб йоқ. Униң үстигә ирқ битик әзәрбайҗанда елан қилинған илмий мақалиләрдә тилға елинған болсиму, әмма у китаб қилип нәшр қилинмиған. Шуңа биз һәм өзимиз бу китабни өгиниш, һәм әзәрбәйҗандики бу бошлуқни толдуруш үчүн ирқ битикни тәрҗимә қилишни қарар қилдуқ.
Гөкбәй улучбәй сөһбитимиз давамида, өзиниң вә ирқ битикни тәрҗимә қилған башқа һәмраһлириниң бундин кейинму қәдимий уйғур әсәрлири үстидә тәтқиқат елип бериш ойи барлиқини, мәсилән, алтун яруқ вә болупму турпандин тепилған қәдимий қол язма әсәрләргә алаһидә қизиқидиғанлиқини ейтти. Турпанда тепилған қолязма әсәрләрниң нурғун қисми һазир германийәдә сақлинип ятқан болуп, уларниң наһайити аз бир қисмила һазирқи тилға тәрҗимә қилинған вә бу әсәрләрниң 80 пирсәнти йәнила тәтқиқ вә тәрҗимә қилинишни күтүп ятмақта. Улуч бай бу хизмәтни түркий милләтләрниң өзлири қилишқа тегишлик хизмәт икәнликини, шуңа бу язмиларни тәтқиқ қилиш вә уни һәм әзәричә һәм башқа түркий тилларға тәрҗимә қилишни қарар қилғанлиқини билдүрди.
Биз улуч бәйниң бу сөзини аңлиғандин кейин, бу хил тәтқиқатларға әзәрбәйҗан дөлитидин яки башқа органлардин бирәр ярдәм берилгән-берилмигәнликини соридуқ. У өзлириниң бу тәтқиқат-тәрҗимә гурупписиниң техи йеңи қурулғанлиқини, ишләватқанларниң пүтүнләй халисанә хизмәт қиливатқан кишиләр икәнликини ейтти. Биз улуч бәйдин силәрни халисанә һалда түркләрниң ортақ мәдәнийәтлири вә җүмлидин уйғур тарихи үстидә хизмәт қилишиңларға түрткә болуватқан немә дәп сориғинимизда, у бизгә җаваб берип: “мән өзүм түркийә вәтәндиши, тәрҗимә қилған әсиримиз ирқ битик болса уйғурларниң әсири. Китаб болса әзәрбәйҗанда нәшр қилинди. Биз бу китаб арқилиқ 3 түркий милләт қериндашлирини бир ариға җәм қилдуқ. Буниң кишигә беридиған хушаллиқини сизгә тәсвирләп берәлмәймән. Бизни хизмәткә үндәватқан мана бу” дәп җаваб бәрди.
У йәнә, өзиниң һазир әзәрбәйҗанчә өгиниш үчүн әзәрбәйҗанда туруватқанлиқини, күнләрниң биридә уйғур тилини пишшиқлаш үчүн уйғур елигә бериш хиялиниң барлиқини вә буни толиму арзу қилидиғанлиқини билдүрди. Бизму гөкбәй әпәндиниң арзусиниң әмәлгә ешишиға вә бундин кейинки хизмәтлиригә утуқ тиләш билән биргә, бүгүнки ирқ битик һәққидики сөһбитимизни аяғлаштурдуқ.