Қәдимки тарим мәдәнийитиниң байқилиши вә бу һәқтики кәскин тартишмилар

Тарим ойманлиқиға дүмләнгән қәдимки мәдәнийәтниң типи вә униң миллийәтлик мәнсубийити шәрқ билән ғәрб оттурисидики кәскин тартишмиларниң бири болуп кәлмәктә.
Асия чоң қуруқлуқиниң мәркизигә җайлашқан тарим ойманлиқи йеқинқи мәзгилләргичә ташқи дуня үчүн сирлиқ бир тупрақ иди. Мана мушу сирлиқ маканда инсанийәт мәдәнийитиниң бостанлиқлардики әң җәзибидар сәһипилири яритилған. Һалбуки, қурғақ районлар муһитиниң өзгириши вә тарим ойманлиқида йүз бәргән қумлишиш шундақла узақ тарихниң шиддәтлик долқунлири бу йәрдә мәйданға кәлгән қәдимки парлақ мәдәнийәтни қум астиға көмүп ташлиған.
Археолог вә қәдимки йезиқлар бойичә мустәқил тәтқиқатчи қурбан вәли қәдимки тарим мәдәнийитиниң кейинки дәврләрдики чөкүшини икки нуқтидин изаһлайду. У алди билән буниңдин тәхминән 2 миң йиллар бурун тарим ойманлиқиниң тәбиий муһитида йүз бәргән өзгиришниң бу йәрдики һаятлиқ вә мәдәнийәт сәһнисигә көрсәткән тәсирини алаһидә тәкитләйду.
Қурбан вәли әпәнди йеқинқи заман тарихида манҗу-хитай истелачилириниң бу тупрақни мунқәрз қилиш давамида елип барған уруши вә сүний бузғунчилиқлириниң қәдимки тарим мәдәнийитини еғир дәриҗидә вәйран қилғанлиқини илгири сүриду. У йәнә манҗу импирийәси үчүн хизмәт қиливатқан хитай тарихчилириниң тарим вадисидики йәрлик хәлқләрни “сериқ падишаһиниң әвладлири иди” дегән сәпсәтәни көтүрүп чиққанлиқини тилға алиду.
19-Әсирниң ахирқи йеримидин етибарән явропалиқ екиспедитсийәчиләр вә җуғрапийә алимлириниң тарим ойманлиқида елип барған қедирип-тәкшүрушлири тарим ойманлиқиға дүмләнгән қәдимки мәдәнийәтниң сирлиқ пәрдисини ачиду.
Қурбан вәли әпәнди явропа екиспедитсийәчилириниң тарим ойманлиқидики байқашлириниң бу районниң тарих вә қәдимки мәдәнийити һәққидә бөсүш һасил қилғанлиқини тәкитләйду. У йәнә 1860-йиллардин 1930-йиларғичә болған тарихий җәрян ғәрб дунясиниң тарим ойманлиқиға көмүлгән қәдимки мәдәнийәтни билиш вә тонуш җәряни болғанлиқини әскәртиду.
Қурбан вәли әпәнди ахирида қәдимки тарим мәдәнийитиниң қандақтур хитай тарихчилири давраң салғандәк шәрқтики “сериқ падишаһ” мәдәнийитиниң бир қисми әмәсликини, бәлки ғәрб мәдәнийити билән бир туташлиқини тәкитләйду.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.