Қирғизистанда миллий армийә күни вә барин вәқәси хатириләнди
2018.04.10

Уйғур хәлқиниң тарихида апрел ейида йүз бәргән муһим вәқәләрни қирғизистан уйғурлири икки күн давамида хатириләшти.
1945-Йили қурулған сабиқ миллий армийә күнини хатириләш паалийити 8-апрел күни җалал-абад шәһиридә тәнтәнилик өткүзүлди. Мурасим җалал-абад вилайитидики “иттипақ” шөбиси тәрипидин уюштурулди. Мәзкур паалийәткә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф вә муавин рәиси исмаил тайироф, җалал-абад вилайитиниң ақсақаллар кеңишиниң рәиси әркин иманкулуф, шундақла җалал-абад вилайитидики йезилардин кәлгән уйғур аһалиси қатнашти. Мурасимда җалал-абад шәһиридики “иттипақ” шөбисиниң рәиси розахун қурбаноф риясәтчилик қилди, имам-хатип әлишир насирахуноф миллий армийә һәққидә тарихий доклат оқуди, ихтиярий сөзләргә чиққанлар өзлириниң үмидлири вә һес-туйғулирини изһар қилишти.
Шундақла 9-апрел күни бишкәк шәһиридә “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән миллий армийә күнини вә барин вәқәсини хатириләш паалийити өткүзүлди. Мурасимға чуй вилайитидики уйғур җамаәтчилики қатнашти, бу йиғинға қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф риясәтчилик қилди. Алди билән ғази-қәһриманларға атап хәтмә-қуран қилинди, андин сиясий пәнләрниң магистири абдурахим һапизи миллий армийә җәңлириниң җасарити, низам вә мукапатлири һәққидә тарихий доклат оқуп, миллий армийә күниниң уйғур хәлқи үчүн чоң бир байрам болғанлиқини билдүрди.
Мәзкур паалийәттә пәлсәпә пәнлириниң намзати әкбәрҗан бавудуноф барин вәқәси тоғрисида доклат оқуди.
Мурасимға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң вәкили розимуһәммәд абдулбақийеф өз нутқида җамаәтни һечқачан үмидсиз болмаслиққа дәвәт қилди.
Розимуһәммәд әпәнди йәнә 4-айниң 27-күни бирюссел шәһиридә өткүзүлидиған 5 миң кишилик намайиш тоғрисида учур берип, өзиниң шу намайишқа қатнишиш нийити бар икәнликини изһар қилди.
Бу паалийәткә миллий инқилабқа қатнашқан ғазилардин пәқәт аблимит бәкри қатнишип өз әслимилиридин бир парчисини баян қилди.
Мәзкур паалийәт қирғизистан уйғурлириниң миллий роһини көтүрүшидә муһим рол ойнайдикән.