Қирғизистандики уйғур зиялийсиниң ана тил һәққидә ейтқанлири (2)

Ихтиярий мухбиримиз азад
2015.02.26
shiwetsiye-uyghur-mehmud-qeshqiri-ana-til-mektep.jpg Шиветсийәдики мәһмут қәшқири ана тил мәктипи
RFA/Ihsan


2000 - Йилдин башлап пүтүн дуня бойичә хатирилинип келиниватқан “ана тилни қоғдаш” күниниң 15йиллиқи мунасивити билән қирғизистандики пишқәдәм журналист, иттипақ гезитиниң сабиқ баш муһәррири шәмшидин абдуриһим радийомизға сөһбәт баян қилип, нөвәттә уйғур или вә чәтәлләрдики уйғур тилиниң омуми әһвали шундақла уйғур тили дуч келиватқан хирислар һәққидики көз қарашлирини баян қилди.

Шәмшидин абдуриһим өз баянлирида чәтәлләрдә уйғур тилини сақлап қелишта зиялийларниң йетәкчи рол ойнайдиғанлиқини, шуңлашқа алди билән уйғур зиялийлириниң ана тилниң муһимлиқиға болған чүшәнчисини айдиңлаштуруш лазимлиқини, бу җәһәттә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири оргини болған дуня уйғур қурултийиниң мунасип чарә - тәдбирләрни қоллинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.