Бишкәктә өткүзүлгән “қиш һекайиси” паалийитигә уйғур өсмүрлириму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2018.01.08
qish-hekayisi.jpg Бишкәктә өткүзүлгән “қиш һекайиси” паалийитидә уйғур өсмүрлири сәнәт номури көрсәтмәктә. 2018-Йили 7-январ, бишкәк.
RFA/Féruze

Қирғизистан қирғизистан миллий музика залида өткүзүлгән “кг-тай сәргүзәштлири” дәп аталған музика паалийитигә уйғурларниң “интизар” намлиқ миллий усул ансамбили қатнашти.

Қирғизистанда йеңи йиллиқ мурасимлар он төтинчи январғичә давамлишиш совет иттипақи дәвридин тартип таки бүгүнгичә бир әнәнигә айланди. Байрам мунасивити билән, җүмлидин һазир қишлиқ дәм елиш мәзгили болғачқа балиларға беғишланған көплигән консертлар вә паалийәтләр уюштурулмақта. 7-январ күни қирғизистанниң гүлинур тойғонбайева сәнәт мәркизиниң уюштуруши билән “кг-тай сәргүзәштлири” дәп аталған қишлиқ балилар сәнәт паалийити тамашибинларниң һузуриға һавалә қилинди. Мәзкур “қиш һекайиси” дәп аталған сәнәт паалийитигә иштирак қилиш үчүн “интизар” уйғур миллий усул ансамбили тәклип қилинди. Ансамбилниң бәдиий рәһбири қәлбинур турдийеваниң ейтишичә, қирғизистандики атақлиқ сәнәткарлар билән миллий филармонийәниң, йәни миллий музика орниниң сәһнисидә номур орундаш, уйғур хәлқиниң мәдәнийити вә шәхсән “интизар” ансамбили үчүн чоң бир утуқ һесаблиниду. “интизар” ансамбили қазақистандики “долан” уйғур миллий ансамбили билән һәмкарлашмақта. Мәзкур мурасимда балилар уссул йетәкчиси бәхтияр имранниң йетәкчиликидә уйғур уссули орундиди.

Қирғизистан җумһурийитиниң пәхрий артиси вә “кг-тай” программисиниң йетәкчиси гүлинур тойғонбайева бу мурасимларда талантлиқ балиларни таллап, сәһнигә чиқирип, мәшиқ қилдуруп чоң сәһнигә тәйярлаватқанлиқини көрсәтти. Мәзкур программа қирғизистанда яшаватқан милләтләрни бирләштүрүш вә уларниң мәдәнийитини хәлқараға тонуштурушни мәқсәт қилидикән.

“интизар” уйғур миллий ансамбили “кг-тай” лайиһәсигә баштила қатнашқан болғачқа, бу қетимқи консертқа уларму тәклип қилинған иди. Бу һәқтә “интизар” ансамбили мәсули мундақ деди.

“интизар” ансамбилиниң әң яш уссулчиси алиям дәрванқулова өзиниң уйғур миллий уссуллирини яхши көридиғанлиқини билдүрди.

Қирғизистанда уйғур миллий кимликини сақлап қелиш үчүн уйғурларниң сәнәт мәркәзлири, уссул гуруппилири актип хизмәт қилип кәлмәктә. “интизар”, “дил садаси”, “юлтуз” қатарлиқ сәнәт гуруппилири уйғур мәдәнийитини раваҗландуруш үчүн тиришмақта. Уссулчи қиз алиямниң аниси аминәм ханим, мәзкур уйғур миллий ансамбилида өсмүрләр аз-болсиму, бирақ уларниң өз хәлқиниң мәдәнийитини, тарихини вә тилини өгинип келиватқанлиқини баян қилди.

Қирғизистандики уйғурлар үчүн қурулған мәхсус ана тилдики мәктәп вә миллий маарип йоқ болсиму, әмма уйғур балилири өз ана тили, сәнити вә мәдәнийәтлирини өз аилисидә яки уйғур җәмийәтлири тәшкиллигән гуруппиларда өгиниду. Шундақ болушиға қаримай, уйғурлар өз тили вә мәдәнийитини сақлап қелишқа тиришмақта. Һөкүмәтму буни қоллимақта. Шу сәвәбтин уйғурлар әнә шундақ түрлүк сәнәт паалийәтлиригә актип қатнашмақта.

Қирғизистанда һөкүмәт санлиқ мәлумати бойичә 50 миңдин артуқ уйғур аһалиси яшайду. Әмма уйғурлар өзлириниң саниниң буниңдин көп икәнликини ейтишиду. Қирғизистан уйғурлири мәркизи асия җумһурийәтлири ичидә қазақистандин кейин өз миллий мәдәнийити, тили вә өрп-адәтлирини бир қәдәр яхши сақлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.