Уйғур әдәбият тарихидики қара дағлар: қизил реҗим астидики қизил әдәбият (2)
2013.04.30

Уйғур һазирқи заман әдәбияти өзиниң 1950 - йиллардин кейинки тәрәққият мусаписидә гәрчә хели зор көләмдики надир әсәрләрни яратқан, миллий язғучи - шаирлар қошунини барлиққа кәлтүргән болсиму, лекин коммунистик қизил реҗимниң бесими түпәйли сиясий тәшвиқатларниң вастиси болуштәк реаллиқтинму халий болалмиди.
Бу җәрянда бир түркүм миллий виҗданға вә бәдиий иҗадийәттики бурч туйғусиға игә язғучи - шаирлар өзлириниң әң зор имканийити даирисидә сиясий тәшвиқатларниң җарчиси болуштин сақланди яки қәләмдин чекиниш йоли билән өз ирадисини сақлиди. Әмма йәнә бир түркүм язғучи - шаирлар дәвр шамаллириға уссул ойнап қизил реҗимниң садиқ күйчилиридин болуп қалди.
Бүгүнки күндә уйғур әдәбиятиниң қизил реҗим астидики қизил йүзигә қандақ баһа бериш керәк? бу мурәккәп қисмәтләргә толған һазирқи заман уйғур әдәбият тарихида сақланғили болмайдиған хата тиятерму яки алаһидә тарихий шараитниң мәһсулиму?
Уйғур һазирқи заман прозичилиқиға асас салған зунун қадирдәк даңлиқ язғучиларму өзиниң әң зор имканийити ичидә инсанни вә униң һәқиқий һес - туйғулирини йезишқа, әсәрлиридә реализимлиқ иҗадийәт роһини ипадә қилишқа тиришқан болсиму, лекин сиясәттин халий һалда әркин бәдиий иҗадийәт елип бериш мумкинчиликигә еришәлмиди.
1945 - Йили язда җәнубқа чүшкән миллий армийә билән ақсуни азад қилиш урушлириға қатнашқан, кейин илидики азад районға өтүп таки 1949 - йилиниң ахириға қәдәр мустәқил һакимийәтниң әркин һавасидин нәпәс алған мәшһур шаир нимшеһитниң қизил түзүм астидики бәдиий иҗадийәт темисидиму рошән өзгиришләр болди. Униң 1946 - йили илида язған “алдида” намлиқ шеирида муқәддәс дәп билгән вәтән туприқи вә униңға болған чәксиз сөйгүси шимали алтай тағлиридин җәнуби қарақурумғичә, шәрқи ара юлтуздин ғәрбий памирғичә болған уйғур ели чегриси билән чәкләнгән болса, 1950 - йилларниң ахирида язған “йүрәк сөзи” намлиқ шеирида униң вәтән уқумида өзгириш болуп, тәйвәнни өз ичигә алған пүткүл хитай территорийиси “ана вәтән” сүпитидә мәдһийиләнди.
яшлиқида илидики миллий инқилабни көргән вә униң вақитлиқ мевисини тетиған, 1950 - йилларда “түгимәс нахша” қатарлиқ бир йүрүш шеирлири билән тонулған шаир тейипҗан елийопму 1962 - йили “вәтән һәққидә ғәзәл” намлиқ шеири билән қизил реҗимниң күйчиси сүпитидә сиясий чақириқлириға аваз қошти. Или, чөчәк вилайәтлиридә йүзмиңлиған уйғур вә қазақ хәлқи хитай һакимийитиниң бастуруш вә миллий ассимилятсийә сияситидин қечип советләр иттипақиниң орта асия җумһурийәтлиригә өтүп кәткән бир шараитта шаир тейипҗан мәзкур шеирида “җуңхуа ели” ни “вәтиним”, “хитай компартийиси” ни “қиблигаһим” дәп мәдһийиләр яғдурди. Шу йилларда хитай даирилири тәрипидин “йәрлик милләтчи” дегән нам билән тәқипләнгән вә таримға сүргүн қилинған мәшһур әдиб зия сәмәди амалсизлиқ ичидә қазақистанға чиқип кәткәндә тейипҗан елийоп “тарим” журнилида зия сәмәдигә қарши “зия, әдәбият - сәнәт беғимизда өскән шум буя” намлиқ сиясий мақалисини елан қилди.
Техиму ечинарлиқи шуки, шаир тейипҗан елийоп аләмдин өтүп 21 йил өткәндә, йәни “5 - июл” қирғинчилиқи йүз берип, уйғурлар билән хитайларниң мунасивити милләт гәвдиси бойичә йирикләшкән бир шараитта, хитай һөкүмити 2010 - йили декабирда үрүмчидики хәлқ сарийида “тейипҗан елийоп туғулғанлиқиниң 80 - йиллиқини хатириләш” паалийити өткүзгән. Мәзкур паалийәттә уйғур аптоном райониниң компартийә секретари җаң чүншән тейипҗан елийопниң “вәтән һәққидә ғәзәл” намлиқ шеирдин бир куплетни шәхсән өзи оқуп, униң миллий бөлгүнчиликкә қарши “җуңхуа вәтини” гә болған сөйгү - муһәббитигә юқири баһа бәргән.
Муһаҗирәттики уйғур язғучилиридин ғолам осман зулпиқар сәнәткарларниң иҗадийәт роһи билән миллий виҗдани оттурисидики мәсулийити һәққидә пикир баян қилип өз қарашлирини билдүрди.
Түркийә егәй университетиниң профессори, доктор алимҗан инайәт уйғур әдәбиятида 1960 - вә 1970 - йилларда мәйданға кәлгән шаир тейипҗан елийопниң “вәтән һәққидә ғәзәл” қатарлиқ шеирлири һәққидә тохталди.
1980 - Йилларда қәшқәр педагогика иниститутида әдәбият кәспи бойичә оқуған, бир мәзгил үрүмчидики алий билим юртлирида уйғур әдәбияти кәспи бойичә оқутқучилиқ қилған абдушүкүр мәмәт әпәндиму зияритимизни қобул қилип бу темида пикир баян қилди.
Ахирида алимҗан инайәт уйғур әдәбиятиниң 1960 - вә 1970 - йиллардики қизил сәһиписигә баһа бериштә шу мәзгилләрдики алаһидә тарихий шараитниму ойлишип көрүш лазимлиқини, болупму тейипҗан елийоп қатарлиқ бир түркүм шаирларниң уйғур тили вә шеирийитиниң ипадиләш имканийәтлиригә қошқан һәссисигә көз юмғили болмайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.