Америка билән һиндистан оттура асия дипломатийәсидә уйғур мутәпәккурлириниң пикир байлиқидин пайдиланмақта
2016.08.09

3-Авғуст вашингтонда чақирилған америка билән оттура асиядики 5 дөләт дипломатийә министирлириниң сода, енергийә, иқтисадий тәрәққият, террорлуққа қарши ортақ күрәш елип бериш вә килимат өзгиришигә тақабил туруш қатарлиқ мәсилиләр һәққидики һәмкарлиқ йиғини көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.
Қизиқарлиқи шуки, америка дөләт ишлири министири җон кәри өзиниң қарши елиш сөзидә 11-әсирдә өткән уйғур мутәпәккури вә шаири йүсүп хас һаҗибниң “қутадғу билик” дастанидин мундақ бир мисрани нәқил кәлтүргән:
“11-әсирдә өткән шаир йүсүп хас һаҗиб мундақ дәп язған икән: ‛дипломатик әлчи чоқум пазил, ақил, парасәтлик вә җәсур болуши керәк.‚ шәк-шүбһисизки, у тәкитлигән юқириқи өлчәмләр бүгүн үчүнму интайин юқири өлчәмләрдур!”
Америка дөләт ишлири министири җон кәри өзиниң оттура асия дипломатийәсидә йүсүп хас һаҗибниң “қутадғу билик” намлиқ әсиридики дипломатик әлчиниң сүпәтлири һәққидә йезилған юқириқи мисрани нәқил кәлтүрүши анализчиларниң күчлүк диққитини қозғиди.
Бу һәқтә пикир баян қилған шаир әхмәтҗан осман америка дөләт ишлири министири җон кәриниң йүсүп хас һаҗиптин нәқил кәлтүрүп сөзлиши оттура асия җумһурийәтлиригә берилгән бир сигнал болуши мумкин, дәйду.
Тәкитләшкә тегишлик бир нуқта шуки, өткән йили һиндистан баш министири нарендра моди қазақистанға қилған дөләт зияритидә абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ шеирини һиндистанниң оттура асия истератегийәсидики илһам пилтиси қилған иди.
Моди өткән йили 7-июл күни қазақистан пайтәхти астанадики нәзәрбайеф университетида нутуқ сөзлигән. Қазақистан баш министири кәрим мәсимоф модиға һәмраһ болған вә униң нутиқини аңлиған.
Һиндистан баш министири моди өз нутқида һиндистан билән оттура асияниң тарихтин буян давамлишип кәлгән интайин қоюқ сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт алақилирини әслигә кәлтүрүш тәсәввурини оттуриға қойған. У нутқиниң ахирида уйғур шаири абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ шеирини оқуш арқилиқ аңлармәнләрниң кәйпиятини интайин юқири пәллигә көтүргән.
Ундақта, һиндистан баш министири моди астанадики нутқида немә үчүн уйғур шаири абдуреһим өткүрниң шеирини оқуған? модиниң бу шеирни оқуштики чиқиш нуқтиси вә орта асиядики чоң дөләт болған қазақистанға бәргән сигнали зади немә?
Иқтисад пәнлири доктори, америкидики җорҗи вашингтон университетиниң тәклиплик оқутқучиси пәрһат билгин әпәнди бу һәқтә мунуларни илгири сүриду:
“һиндистан тарихтин буян орта асия билән сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәттә қоюқ мунасивәтни сақлап кәлгән. Сабиқ советлар иттипақи йимирилип, орта асиядики әлләр мустәқил болғандин кейин хитай, һиндистан, иран, түркийә вә русийә қатарлиқ әтраптики чоң дөләтләр арисида орта асияда тәсир даирә талишиш күриши болди. Бу җәһәттә хитай һәммидин бәкрәк күчиди шундақла өзиниң орта асияға болған кеңәймичилик қара нийитиниму ашкарилап қойди. Модиниң бу қетим қазақистанда сөзлигән нутқида уйғур шаири абдуреһим өткүрниң шерини оқуши мәйли истратегийә яки дипломатийә җәһәттин болмисун йошурун қаратмилиққа игә. Мениң һес қилишимчә, моди өткүр әпәндиниң шеирини оқуш арқилиқ һәм хитайға, һәм орта асия хәлқигә һәм қазақистанниң нөвәттики уйғур баш министири кәрим мәсимофқа йошурун сигнал бәргән. Бу сигнал хитайға нисбәтән һиндистанниң уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, орта асия хәлқигә нисбәтән һиндистанниң әң ишәнчлик қошна вә тарихий һәмраһ икәнликини, кәрим мәсимофқа нисбәтән миллий кимлики вә мәсулийитини әслитишни мәқсәт қилған.”
Шаир әхмәтҗан осман йәнә модиниң қазақистан сәпиридә өткүр әпәндиниң “из” намлиқ шеирини декламатсийә қилиши һиндистан билән оттура асия әллири оттурисидики гео-сиясий йирақ көрәрликни көздә тутқан, дәп һесаблайду.