“қутадғу билиг библиографийиси” намлиқ әсәр әзәрбәйҗанда нәшр қилинди

Мухбиримиз әркин тарим
2016.09.23
qutadghu-bilig-bibliographiyisi-ezerbeyjan.jpg Әзәрбәйҗанда нәшир қилинған “қутадғу билиг библиографийиси” намлиқ китаб
RFA/Erkin Tarim

“қутадғу билиг библиографийиси” намлиқ йеңи бир әсәр әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда нәшр қилинди. Әзәрбәйҗан баку дөләт университети хәлқ әдәбияти кафедраси мудири профессор доктор рамиз аскәр тәрипидин тәйярланған әсәрдә 20 тилда йезилған “қутадғу билиг” тоғрисидики мәнбәләргә орун берилгән. 192 Бәттин тәркиб тапқан әсәрдә “ қутадғу билиг” тоғрисида әзәрбәйҗан, түрк, уйғур, қазақ, қирғиз, татар, түркмән, әрәб, рус, немис, инглиз вә япон тилиға охшаш 20 тилда йезилған 1540 парчә китаб, мақалә вә докторлуқ диссертатсийисигә орун берилгән. Буларниң 651 парчиси түркчә, 254 парчиси русчә, 239 парчиси қазақчә, 74 парчиси уйғурчә, 67 парчиси қирғизчә, 61 парчиси инглизчә, 56 парчиси өзбекчә, 46 парчиси немисчидин тәркиб тапқан икән.

Китабни нәшргә тәйярлиған профессор доктор рамиз аскәрниң ейтишичә, әсәр 11 - әсирдә яшиған тонулған алим йүсүп хас һаҗип вә униң әсири“қутадғу билиг” тәтқиқати үчүн зор илмий қиммәткә игә икән.

Биз китаб тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн китабниң бесилишиға иқтисадий ярдәм бәргән тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири җелил туран әпәнди вә мәзкур китабни нәшргә тәйярлиған профессор доктор рамиз аскәр әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Рамиз аскәр әпәнди бу әсәрни нәшр қилдуруштики мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди:

“бу йил улуғ алими вә мутәпәккур йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 1000 - йилидур. Йүсүп хас һаҗип вә униң өлмәс әсири "қутадғу билиг" түрк дунясиниң шундақла илим дунясиниң парлиған юлтузи. Бу "қутадғу билиг"ниң илмий қиммитиниң қанчилик юқири икәнликини көрситип бериду. Мән "қутадғу билиг" тәтқиқатиға асанлиқ яритип бериш үчүн мәзкур әсәрни нәшргә тәйярлидим.”

Әсәрниң нәшр қилиниши үчүн маддий ярдәм бәргән җелил туран әпәнди уйғурларниң улуғ алими йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән бу әсәрни вуҗудқа чиқишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Тонулған түрколог, “дивану луғатит түрк” тәтқиқатчиси рамиз аскәр әпәнди 1954 - йили һазирқи әрменийә чеграси ичидики гүмрү вилайитиниң амася наһийисидә дуняға кәлгән. 1978 - Йили москва ломоносов университетиниң ахбаратчилиқ кәспини пүттүргән. 1978 - Йилидин 1983 - йилиғичә әзәрбәйҗан авази радиосида ишлигән. 1983 - Йилидин 1992 - йилиғичә әзәрбәйҗандики гезит вә журналларда тәһрир болуп вәзипә өтигән. 1992 - Йилидин 1997 - йилиғичә әзәрбәйҗан журналистлар җәмийитиниң рәиси болуп вәзипә өтигән. 2000 - Йилидин башлап әзәрбәйҗан баку дөләт университети түркологийә факултетида хизмәт қилмақта. “дивану луғатит түрк” һәққидә докторлуқ илмий мақалиси, “қутадғу билиг” һәққидә профессорлуқ илмий мақалиси язған рамиз аскәр әпәнди һазирғичә көп санда хәлқаралиқ мукапатқа еришкән. У, мәхмут қәшқириниң дивану луғатит түрк намлиқ әсирини әзәрбәйҗан вә рус тиллириға тәрҗимә қилған. Униң 40 әтрапида мақалиси көп санда тәрҗимә әсириму нәшр қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.