Рабийә қадир ханим: “бастуруш күчәйди, әмма мән йәнила үмидлик, чүнки хәлқим ойғақ”
2016.03.22

Өзиниң хитай түрмисидин азад болғанлиқиниң 11-йиллиқ хатириси мунасивити билән зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, өзиниң әркинликкә чиқип америка туприқиға тунҗи қәдимини алған чағдики һаяҗанлиқ минутларни вә радиомизға қилған тунҗи әркин баянатини әсләп өтти.
Хитай һөкүмити рабийә ханимниң хәлқарадики паалийәтлирини чәкләш вә авазини өчүрүш үчүн униң аилә әзалирини түрмиләргә қамап, һазирға қәдәр һәр хил бесим вә зулум ишлитип кәлмәктә, һалбуки, хитай асарити астидики аилисиниң һазирқи әһвали һәққидә сориған соалимизға җаваб бәргән рабийә ханим “шәрқий түркистанда қалған балилирим, уруқ-туғқанлирим очуқ түрмидә яшаватқандәк яшаватиду, уларла әмәс, пүтүн уйғур хәлқи охшашла еғир зулум астида, шуңа хитайниң бу бесими пүтүн уйғур хәлқимниң азадлиқи йолидики миллий дәвадин мени тохтитип қалалмайду.” дегән баянлирини қайтилиди.
Рабийә ханим хәлқара җәмийәтниң бесими билән өзидәк бир аял сиясий җинайәтчиниң қоюп берилишиниң тарихий қиммитигә “хәлқарадики кишилик һоқуқ һимайичилириниң күчлүк бесими билән хитайниң мәндәк бир уйғур сиясий мәһбусни муддәттин бурун қоюп бериши тунҗи қетимлиқ бир мөҗизә, бу шундақла хәлқараниң уйғурларниң вәзийитигә һәмдә уларниң әркинлик йолидики күрәшлиригә һәқиқий көңүл бөлүп, елип барған һәрикитиниң ғәлибә қилғанлиқидәк әһмийәткә игә, символлуқ вәқә иди” дәп баһа бәрди вә уйғур мәсилисиниң хәлқара сәһнидики бүгүнки тәсири күчи вә һәққидиму тохталди.
Рабийә қадир ханим йәнә: “11 йил ичидә уйғурлар үстидики хитайниң зулум сиясити техиму еғирлашти, уйғурлар техиму еғир бәдәл төлимәктә. Әмма бу зулум күчәйгәнсери хәлқимиз техиму уюшти вә техиму ойғанмақта. Шуңа мән буниңдин әндишә қилмаймән, чүнки хәлқим ойғақ, зулумдин қутулуш үчүн бәдәл төләшкә тәйяр” деди.
Рабийә қадир ханим йәнә, хитай һөкүмити өзиниң уйғурларға қарита ассимилятсийә сияситини күчәйткән нөвәттики вәзийәттә, “уйғурлар үчүн өлүмдинму зор хәтәр ана тили, дини вә мәдәнийитидин айрилип қелиш” дәп оттуриға қойди вә буларни қоғдаш уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелиш болса, уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлаш билән баравәр әң муһим күрәш дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди.
У йәнә уйғур миллий дәваси учраватқан риқабәт һәққидә тохталғанда, уйғур миллий дәваси үчүн паалийәт елип бериватқан барлиқ уйғурларни хитайниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә шуниңдәк уйғур җамаитигә селиватқан бөлгүнчилик, алдамчилиқ вә һәр хил зиянкәшликлиригә қарита һошярлиқини ашурушқа вә иттипақлиқни күчәйтип, хәлқара миқясида уйғур дәвасиниң йеңи бир басқучқа көтүрүлүшигә түрткә болушқа чақирди.