Рабийә қадир ханим : “бүгүн әҗдадлиримиз уйғурларниң йүксәк демократик аңға игә милләт икәнликини намаян қилған күн”
2015.11.11

Бүгүн, 12 - ноябир, уйғурларниң йеқинқи заман тарихида, йәни 1933 - йили 11 - айниң 12 - күни вә 1944 - йили 11 - айниң 12 - күни кәйни - кәйнидин уйғурларниң башқа хәлқләр билән бирликтә икки қетим шәрқий түркистан җумһурийити дәп аталған җумһурийәт елан қилинған хатирә күнидур. Бу тарихий күн дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаити тәрипидин хатириләнмәктә.
Бу мунасивәт билән бүгүн биз дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимни зиярәт қилип униң пикир - қарашлирини алдуқ.
Уйғур йеқинқи заман тарихида кәйни - кәйнидин мустәқил икки җумһурийәт елан қилинған бу хатирә күндә зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, бу күнниң әһмийитигә йүксәк баһалар берип “җумһурийәт күни шәрқи түркистан хәлқиниң миллий әркинлик ирадисини дуняға җакарлиған, уйғур миллитиниң өзини - өзи башқуруш, һөр яшаш иқтидариға вә йүксәк демократик аңға игә милләт икәнликини намаян қилған бир муқәддәс күн” дәп билдүрди вә шуңиму уйғурларниң күрәшчан әҗдадлиридин пәхирлинидиған шундақла миллий ирадисиниң йәниму күчийишигә биваситә түрткә болуп келиватқан бу күнни әң муһим байрам сүпитидә тәнтәнә билән қутлуқлаш арқилиқ, хитайға һәмидә дуняға уйғурларниң миллий күрәш ирадисидин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқини,әркин яшаш арзусини җакарлайдиғанлиқини тәкитлиди.
Рабийә қадир ханим йәнә, шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләшниң әвладларға нисбәтән әң смволлуқ тәрипи болса, үмид вә ишәнч беғишлаш дәп алаһидә тохтилип “ у икки җумһурийитимизни һәр заман яд етип туруш, һәммимизниң миллий һәм виҗдани бурчидин ибарәт” деди.
Рабийә ханим пүтүн дунядики уйғурларни җумһурийәт байримини әһмийәт билән өткүзүшкә чақириқ қилиш билән тәң йәнә, бу хатирә күнләрни қандақ қилип әнәнигә айландуруш һәққидә өзиниң тәклип пикирлирини баян қилип: “дуняниң һәрқайси җайлиридики вәтәнпәрвәр қериндашлиримиз һәр йилдикигә охшашла бу йилму һәр хил шәкилләр билән икки җумһурийитимизни хатириләш паалийәтлирини өткүзмәктә, мән бу хатириләш паалийәтлири билән, вәтәндашлиримизни, җүмлидин яш нәсиллиримизни җумһурийитимиз һәққидә чоңқур чүшәнчигә игә қилиш керәк” дегән пикирини илгири сүрди вә йәнә бир қатар қарашлирини оттуриға қойди.
У йәнә, бу икки җумһурийәтниң тарихи әһмийити тонуштуруш вә бу җумһурийәтләрдин уйғур хәлқигә мирас қалған ай юлтузлуқ көк байрақ, истиқлал марши, дөләт гериби вә башқиларни кейинки әвладлириға тонутуш керәкликини әскәртти.