Голландийәдә рабийә қадир ханим муһаҗирәттики он йиллиқини хатириләш йиғинида мукапатланди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.12.14
rabiye-muhajiret-10-yil-mukapat-1.jpg Амстердамда өткүзүлгән, рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йиллиқини тәбрикләш паалийитидә рабийә қадир ханим сөз қилмақта. 2015-Йили 12-декабир, голландийә.
RFA/Pida’iy

12-Декабир голландийәниң амстердамға қарашлиқ слотердәйк шәһиридә, рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йиллиқини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.

Паалийәтни “голландийә уйғур бирлики”, “түрк өйи” вә “явро-асия аммиви тәшкилат мунбири” қатарлиқ тәшкилат вә җәмийәтләр бирликтә тәшкиллиди.

Паалийәт шу йәр вақти кәч саәт 6 дә башланди. Паалийәткә голландийәдә яшаватқан уйғурлар, ноғайлар, әзәрбәйҗанлиқлар, қирим, ерақ вә түркийә түрклириниң тәшкилат вәкиллири вә актип қоллиғучилиридин башқа, германийә вә белгийәләрдинму тәшкилат вәкиллири вә сиясий актиплар келип қатнашти.

Паалийәттә рабийә қадир ханимниң биографийиси тәсвирләнгән филимдин кейин, “түрк өйи” вә “явро-асия аммиви тәшкилат мунбири” ниң мәсуллиридин вәйис гүнгүр әпәнди рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йилиниң сунмас ирадә билән ғәлибилик өткәнликини тәбриклиди вә рабийә қадир ханимға пүтүн түрк системисидики тәшкилатлар намидин “мәһмуд қәшқәрий күмүш медали” тәқдим қилди.

Голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсуллиридин садиқҗан сәләй әпәнди мәзкур тәшкилат вә уйғурлар намидин бир данә алтун медал тәқдим қилди.

Рабийә қадир ханим өткән он йиллиқ мусаписидә һәр җәһәттин ярдәмдә болған түрк қериндашлириға чуңқур рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрүп өткәндин кейин, муһаҗирәттики голландийәдә тунҗи қетим қарши елинған чағлирини бир қатар әсләп өтти вә шундин бери изчил давам қилип кәлгән достанә мунасивәтлириниң тарихий қиммитигә иҗабий баһа бәрди. Муһаҗирәттики он йилдин бири давам қилип кәлгән, дуня уйғур қурултийиниң бүгүнки тәсири күчи вә башқа мәсилиләр һәққидә кәң даиридә тохталди.

Зияритимизни қобул қилған вәйис гүнгүр әпәнди: “бир шәрқий түркистан муҗадилисигә худди бурундин тартип давамлиқ диққәт қилип туримиз. Бүгүн биз бу йәрдә шәрқий түркистанлиқларниң сүргүндики ледири рабийә қадир ханимниң түрмидин чиққанлиқи вә миллий муҗадилигә рәһбәрлик қилип келиватқанлиқиниң он йиллиқини хатириләш арқилиқ, бир муҗадилириниң он йиллиқини пүтүн дуняға хатириләтмәк үчүн паалийәт уюштурдуқ” деди.

У, “сизчә, уйғурларниң дәваси қандақрақ кетиватиду?” дәп сориған соалимизға җавабән мундақ деди: “уйғурлар бу он йил ичидә һәммидин аввал пүтүн түрк дунясиниң күндилик хатирисигә кирди. Он йил илгири шәрқий түркистанниң қәйәрдә икәнлики вә уйғур қириндашлириниң қайси һалда икәнликидин хәвәрсиз түрк хәлқи бүгүн хитай ишғалийитидә милйонларчә қириндашлириниң барлиқини,роза тутмақ, намаз қилмақ, һәҗгә бармақ мәсилилиридә чәклимигә учраватқанлиқини билип йәтти. Буниңға қарап шәрқий түркистан мәсилисиниң дуня күнтәртипигә келишидә рабийә қадир ханимниң әҗри көп дәп ойлаймән.”

Түркийәдин алаһидә қәдәм тәшрип қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит тумтүрк әпәнди бу һәқтә тохтилип, рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йилиниң нәтиҗилик өткәнликини тәкитләп, бу паалийәткә қатнашқан түркий системисидики барлиқ тәшкилатларниң иштирак қилиши билән тәқдим қилинған бу мукапатниң қиммитини юқири дәп чүшинидиғанлиқини билдүрди вә рабийә қадир ханим башчилиқидики миллий дәваниң истиқбалиға үмид билән қарайдиғанлиқини, униң билән адаққа қәдәр биргә маңидиғанлиқини тәкитлиди.

Германийәдин кәлгән дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мәсули турғунҗан алавун һаҗим, “бу дәва ялғуз рабийә қадир ханимниңла әмәс, бәлки барлиқ шәрқий түркистанлиқларниң дәваси болғанлиқи үчүн, уйғурларниң истиқбалиға мунасивәтлик һәрқандақ паалийәткә актип қатнишиш һәммәйләнниң мәсулийитидур” деди вә җаз‏а вә мукапат түзүминиң роли һәм әһмийитиниң юқирилиқини илгири сүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, өткән он йиллиқ мусаписидә хитай һөкүмитиниң ассимилятсийәлириниң барғансери кеңийип, барғансери тезләшкәнликини шикайәт қилди вә дуня уйғур қурултийи башчилиқидики миллий һәрикитиниң қайси басқучларни бесип өткәнлики һәққидә тохталди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин иса қараҗимму пикир баян қилди. Паалийәткә иштирак қилғанлардин абдусалам әпәндиму рабийә қадир ханим “һәқлиқ дәвани мисли көрүлмигән сәвийигә йәткүзди” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Паалийәт тәшкиллигүчиләрдин “голландийә уйғур бирлики” тәшкилатиниң мәсули садиқҗан сәләй әпәнди бу паалийәт арқилиқ, дәва йоллирида тәр төкүватқанларға мәдәт бериш вә бу арқилиқ дәваниң тәрәққиятиға түрткә болушни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Паалийәт әһли паалийәт ахирида өз-ара һал-муң болушти вә хатирә рәсимгә чүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.