Рәссам мәрвайит ханим йәнә бир нәтиҗиси билән уйғурларни иптихарландурди
2018.02.13
“мюнхен замандаш рәссамлар җәмийити” қурулғанлиқиниң 150 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән май бояқ рәсимләр көргәзмиси мюнхендики мисир музейида давам қилмақта.
Тонулған уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимму бу көргәзмигә талланған 100 рәссам қатаридин орун алған. Униң “қәдимий һойла” намлиқ бир парчә май бояқ әсири көргәзмигә қоюлғандин сирт, өзиму мәзкур җәмийәтниң чоң тойиға аталған журналда тонуштурулған.
1868-Йили германийәниң мюнхен шәһиридә қурулған “мюнхен замандаш рәссамлар җәмийити” германийә вә явропа гүзәл сәнәт саһәсидә тәсири бир қәдәр чоң болған тәсвирий сәнәтчиләр җәмийити.
Җәмийәтниң тор бетидики учурларға қариғанда, униң қурулғанлиқиниң 150 йиллиқ тойи мунасивити билән уюштурулған мәдәнийәт паалийәтлири ичидә талланған рәссамларниң май бояқ әсәрлири көргәзмиси асаслиқ паалийәт һесаблинидикән.
Көргәзминиң ечилиш мурасими 1-феврал дағдуғилиқ өткүзүлгән болуп, көргәзмә 25-февралғчә давам қилидикән.
Германийәдики тонулған уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимму өзиниң “қәдимий һойла” намлиқ әсири билән мутәхәссисләрниң таллишидин өткән йүз рәссамниң 161 парчә әсири қоюлған мәзкур көргәзмидин орун алған. Бу, униң мәзкур җәмийәтниң бу хилдики көргәзмилиригә 12-қетим қатнишиши болуп һесаблинидикән.
Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған мәрвайит һапиз ханим, бу көргәзминиң интайин әһмийәтлик икәнликини, өзиниң бир парчә әсириниң бу көргәзмигә қоюлғандин сирт, җәмийәтниң 150 йиллиқиға беғишланған каталогидиму тонуштурулғанлиқини, буни өзиниң һазирғичә болған кәспий һаятидики иптихарлинарлиқ бир нәтиҗә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
У йәнә уйғур хәлқи еғир күнләрни бешидин кәчүрүватқан мушундақ бир пәйттә қолға кәлтүргән бу нәтиҗисиниң “уйғурларниң яриланған қәлбигә илһам бәхш етишини үмид қилидиғанлиқи” ни билдүрди.
Қабилийәтлик рәссам мәрвайит ханимниң бу нәтиҗиси иҗтимаий таратқулардиму тарқилип, уйғурларни наһайити сөйүндүрмәктә.
Сәнәт саһәси зор риқабәткә толған явропа җәмийитидә бир рәссамниң етирап қилинишқа еришишиниң һәқиқий талант вә өзгичилик тәләп қилидиғанлиқи сәнәткарлар тәрипидин йәкүнләнгән қараштур.
Бу һәқтә тохталған шиветсийәдики уйғур рәссам ниҗат һошур әпәнди кәсипдиши мәрвайит ханимниң тиришчанлиқи вә кәсипкә болған изчиллиқиға қайил икәнликини билдүрди. У, рәсим сәнити алаһидә тәрәққий қилған явропада, болупму германийәдәк гүзәл сәнәт тарихи узун бир дөләттики бундақ нопузлуқ җәмийәтниң көргәзмисигә таллинишниң һәр қандақ бир рәссамға нисбәтән иптихарлинарлиқ бир иш, икәнлкини етти.
Ниҗат һошур әпәнди йәнә бу хилдики көргәзмиләргә мәрвайит ханимниң әсәрлириниң таллинишиға “униң рәсимлиридики чоңқур пәлсәпивилик, хаслиқ вә өзгичә ипадиләш усули сәвәб болди” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
У йәнә уйғурларниң өз миллитидин йетишип чиқиватқан гүзәл сәнәтчиләрни һәқиқий йосунда қоллишниң муһимлиқини әскәртип: “һәр қандақ рәссам өз хәлқиниң қоллишидин тапқан илһамни һеч йәрдин тапалмайду” деди.