Уйғур қошуниниң мәшқавули - “сақаллиқ генерал” рибалко (1 - )
2015.01.27

20 - Әсирниң 30 - 40 - йиллиридики уйғур елиниң сияси тәқдиридә совет иттипақи муһим рол ойниди. Совет иттипақи бу районға өзиниң һәрбий қошунлири вә хадимлирини киргүзди, һәтта сода - иқтисадий җәһәтләрдин монопол қилди.
Совет иттипақи уйғур дияриға әвәткән һәрбий - сиясий хадимлириниң бир қисими кейинки вақитларда совет иттипақиниң мәшһур һәрбий, сиясий вә дипломатийә рәһбәрлиригә айланған иди. Әнә шуларниң бири 1934 - 1935 - йиллири қәшқәрдики махмут муһити қоманданлиқидики уйғур қошуниға мәслиһәтчилик қилған, 1941 - 1945 - йиллири арисида совет иттипақиниң танка қисимлириниң қомандани болуп, маршаллиқ унваниға сазавәр болған павел рибалкодур. Бу шәхсниң мурәккәп һаяти һәққидә көплигән йеңи мәлуматлар елан қилинмақта.
Русийә тарихчиси аптекарниң йезишичә, 1933 - йилиниң ахири вә 1934 - йилиниң 2 - ейиғичә болған арилиқта совет қизил армийәси вә ички бихәтәрлик қошунлири “алтайиский” намида уйғур дияриға кирип, ма җоңйиң вә җаң пеййүән қошунлирини йоқитип. Үрүмчи һөкүмитини қоғдап қалди.
Әнә шу 1934 - йилиниң април йида “алтайиский” намидики совет қизил армийә қошунлири вәтинигә қайтип, тәхминән бир атлиқ полк, броневик вә зәмбирәкләр билән һәмдә нәччә онлиған һәрбий мәслиһәтчи вә мәшқавуллар өлкә армийәсини тәрбийәләш үчүн қалдурулди. Мана шу вақитта қизил армийә баш қоманданлиқ шитабиға қарашлиқ қизил армийә разветка бөлүми татар миллитидин болған ади маликовниң башчилиқида павел рибалко қатарлиқ бәш кишилик бир юқири дәриҗилик мәслиһәтчиләр өмикини үрүмчигә әвәтти. Рибалко асасий җәһәттин қәшқәрдә туруп, махмут муһити қошуниға мәслиһәтчилик қилиш нами билән назарәтчилик қилған иди. У, башқилар тәрипидин “ сақаллиқ генерал” дәп аталди.