Уйғур қошуниниң мәшқавули - “сақаллиқ генерал” рибалко (2 - )

Мухбиримиз үмидвар
2015.02.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
sovet-305.png Русийә болшевиклар партийисиниң орғақ вә болқа бәлгиси
Public Domain


20 - Әсирниң 30 - йиллирида совет иттипақи уйғур дияриға әвәткән һәрбий - сиясий хадимлириниң бир қисими кейинки вақитларда совет иттипақиниң мәшһур һәрбий, сиясий вә дипломатийә рәһбәрлиригә айланған иди. Әнә шуларниң бири 1934 - 1935 - йиллири қәшқәрдики махмут муһити қоманданлиқидики уйғур қошуниға мәслиһәтчилик қилған, 1941 - 1945 - йиллири арисида совет иттипақиниң танка - бронивик қисимлириниң қомандани болуп, маршаллиқ унваниға сазавәр болған павел рибалкодур.

Бу шәхсниң мурәккәп һаяти һәққидә көплигән йеңи мәлуматлар елан қилинмақта. Униң әслидә совет армийәсиниң разветка хадими икәнлики, униң қәшқәрдики уйғур дивизийәсини назарәт қилиш вә учур топлаш җәһәттә көрсәткән хизмити үчүн һәрбий унвани өскәнлики, ахирида майордин маршаллиқ дәриҗисигә йәткәнлики баян қилиниду.

1934 - 1935 - Йиллири арисида уйғурлар тәрипидин “сақаллиқ генерал” дәп аталған рибалкониң қәшқәрдики паалийәтлири уйғур қошунини назарәт қилиш, совет иттипақиниң дүшмәнлиригә аит учур топлаш вә башқилар иди. У, қәшқәрдин қайтқандин кейин, 1937 - йили, полшаға, 1940 - йили хитайға һәрбий мәслиһәтчилик салаһийити билән әвәтилгән. У москваниң гоминдаң армийәсидики мәслиһәтчи - вәкили сүпитидә униң японға қарши урушиға ярдәм көрсәткән.

Совет - герман уруши партлиғанда танка қисимлириға қоманданлиқ қилип, көплигән шәһәрләрни азад қилған,әң ахирида берлинни ишғал қилишта төһпә көрсәткәндин кейин маршаллиқ унвани берилгән, әмма, у 1948 - йили, туюқсиз кесәл болуп дохтурханида һаятидин айрилған. Бир қисим рус тарихчилири униң өлүминиң сирлиқ түс алғанлиқини йезишмақта.

Диққитиңлар мухбиримиз үмидварниң бу һәқтики мәлуматлирида болсун

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.