19-Әсир русийә-қәшқәрийә мунасивәт тарихиға нәзәр (1)
2013.12.31

19-Әсирниң иккинчи йеримида яқуп рәһбәрликидә қурулуп, тарихта йәттишәһәр дөлити вә яки қәшқәрийә дөлити дәп аталған мустәқил һакимийәтниң русийә, әнглийә вә османли империйиси билән елип барған дипломатик мунасивәтлири йеқинқи заман уйғур сиясий тарихидики муһим сәһипидур.
Йеқинқи вақитлардин буян яқуп бәгниң елип барған ташқи сиясити, җүмлидин униң чар русийә билән болған мунасивәтлири рус алимлири тәрипидин қайтидин тәтқиқ қилинишқа башлиди. Совет иттипақиниң идеологийилик контроллуқидин қутулған рус тарихчилири сабиқ чар русийә архиплири бойичә рус-қәшқәр мунасивәтлири һәққидә йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини оттуриға қоймақта. Уларниң қаришичә, чар русийә һөкүмити улуғ британийиниң оттура асияға кеңийишидин әндишә қилип, қәшқәрийиниң мустәқиллиқини етирап қилмаслиқ, һәтта керәк болса чиң империйисигә ярдәмлишип, бу җайларни ишғал қилип, уни чиң империйисигә қайтуруп беришниму ойлашқан иди.
Қәшқәрийә-русийә мунасивәт тарихи һәққидә издәнгән қазақистандики туран университетиниң тарих профессори абләт камалоф бу мәсилиләр һәққидә өз мухбиримиз үмидварниң соаллириға җаваб бәрди.