Қәһриман ғоҗамбәрди русийәдики 20 - әсир уйғур тарихи тәтқиқати һәққидә тохталди

Мухбиримиз үмидвар
2014.05.26
qehriman-ghojamberdi-yalghuz.JPG Тарихчи вә сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди.
RFA/Qutlan


20 - Әсирниң биринчи йеримидики уйғур сиясий тарихи, болупму 1944 - 1949 - йиллиридики миллий азадлиқ һәрикити тәтқиқати йеқинқи вақитлардин буян хәлқара уйғур тарихи тәтқиқатидики муһим темиға айланмақта. Шу қатарда русийәдиму мәзкур тема үстидики тәтқиқатлар актиплашқан вә көпәйгән болуп, русийә тарихшунаслири сабиқ совет иттипақи архиплири бойичә тәтқиқат йүргүзүп, бир қисим илмий китабларни шуниңдәк көплигән мақалиләрни елан қилди.

Бу саһәдә әң көп әсәр язған русийә тарихичиси профессор анатолий барминниң әсәрлири өзгичидур.

20 - Әсирниң биринчи йеримидики совет иттипақи вә совет компартийисиниң хитайға, җүмлидин хитай компартийисигә көрсәткән тәсири, җүмлидин совет - җуңго мунасивәтлири мәсилилири русийә алимлириниңла әмәс, һәтта хитай алимлириниңму қизиқ нуқтиси болмақта.

Бу саһә бойичә әң көп тәтқиқат йүргүзгән хитай тарихчиси шен җихуаниң әмгәклиридиму 1944 - 1949 - йиллиридики совет иттипақиниң уйғур дияриға көрсәткән тәсирлири мәсилиси орун алған иди.

Қазақистандики уйғур тарихчиси вә сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди, русийә вә хитайда нәшр қилинған материяллири һәм уйғур мәнбәлири асасида уйғурларниң йеқинқи заман тарихи тәтқиқати һәққидә мәхсус әсәрләрни язған шуниңдәк йеқинда йәнә миллий инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасими һәққидә мәхсус русчә вә уйғурчә икки тилда илмий мақалә йезип елан қилған иди.

Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, русийә вә оттура асиядики тәтқиқатлар һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.