Сейит надир әпәнди: абдулла тимән бизгә “боваңларниң интиқамини елиңлар” дәп тәлим бәргән
2015.08.31
Ийорданийәлик уйғур содигәр сейит надир әпәнди мухбиримиз билән сөһбитиниң бүгүнки қисмида, тәйвәндики 3 йиллиқ оқуш һаяти һәққидә тохталди.
Униң дейишичә, мәктәпниң нами җуңголуқ муһаҗирлар оттура мәктипи, әмма мәктәптә өтүлидиған дәрс вә мәшғулатлар һәрбий тәлиматқа аит. Сейит надир әпәндиниң әслишичә, тәйвәндики мәшһур уйғур сиясий әрбаблиридин абдулла тимән, мәзкур мәктәптики уйғур оқуғучиларни зиярәт қилған чеғида мәктәптә яхши оқуп пурсити кәлгәндә юртиға қайтишқа вә ата-бовилириниң қисасини елишқа дәвәт қилған.
Мухбиримиз бу программисиниң давамида абдулла тимән қатарлиқ кишиләрниң сиясий кимлики һәққидә доктор қаһар барат әпәндиниң қарашлирини сориди. Қаһар барат әпәнди, гоминдаңниң тәркибидиму қиммәтлик уйғур зиялийлири вә сиясий әрбаблириниң болғанлиқини, уларниң һаяти һәққидә издиниш вә тәтқиқатниң зөрүрлүкини тәкитлиди.