14 - Нөвәтлик түрк дуняси шаирлар учришишиға уйғурларму қатнашмақта
2016.04.23
Түркийәниң җәнубиға җайлашқан мәрсин шәһәрлик һөкүмәт уюштурған 14 - нөвәтлик түрк дуняси шаирлар учришишиға уйғурларму қатнашти. 20 - Апрел күни мәрсин вилайитиниң тарсус шәһиридә башланған паалийәт 4 күн давамлишидиған болуп, паалийәткә оттура асия түркий җумһурийәтлири, әзәрбәйҗан, венгирийә, македонийә қатарлиқ 10 әтрапида дөләт вә райондин кәлгән шаирлар қатнашмақта. Уйғурларға вакалитән шаирә нурәла гөктүрк ханим қатнашмақта.
Биз бу учришиш тоғрисида пикир - қарашлирини елиш үчүн йиғинға қатнашқан бу учришишни уюштурған қудрәт билал, уйғур шаирә нурәла көктүрк ханим вә шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ мудири һамут гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Мәзкур шаирлар учришишини уюштурған мәрсин шәһәрлик һөкүмәтниң мәсуллиридин қудрәт билал әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, 14 - қетимлиқи өткүзүлгән бу учришиш һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “14 йилдин бери һәр дөләттин икки шаир тәклип қиливатимиз. Бу қетим 24 киши болди. Бу қетим чувашистандин, ирақтин, қирғизистандин, алтайдин, әзәрбәйҗандин, сүрийәдин, венгирийәдин, шәрқий түркистандин кәлгән шаирлар қатнишиватиду.”
Нурәла гөктүрк ханим 1998 - йилидин тартип изчил һалда бу хил шаирлар учришишиға қатнишиватқанлиқини, бәзи йилларда икки учришишқа қатнашқанлиқини баян қилди.
Нурәла көктүрк ханим, бу хил учришишларда шеир декламатсийә қилипла қалмастин, уйғурлар тартиватқан дәрд - әләмләрни вә уйғурларни тонутуватқанлиқини, буниң әһмийитиниң зор икәнликини тәкитлиди.
Түрк дуняси шаирлар учришишиға қатнишиватқан һамут гөктүрк әпәнди бу қетимқи паалийәтниң наһайити яхши өтүватқанлиқини, буниң һәрқайси түркий хәлқләрниң иттипақлиқини күчәйтиш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Һамут гөктүрк әпәнди шаирларға уйғур мәсилисини тонутушниң әһмийитиниң зор икәнликини баян қилди.
Шаирә нурәла гөктүрк ханим 1957 - йили күздә қәшқәр вилайитиниң йәкән наһийисидә дуняға кәлгән болуп, әйни вақитта униң дадиси түрмидә иди. Дадиси сейит абдулвәли әпәндигил билән аниси фатма ханимниң 3 қиз 4 оғул җәмий 7 пәрзәнти бар болуп, балиларниң алтинчиси болған нурәла гөктүрк ханим 1965 - йили аилиси билән бирликтә өз юртидин айрилған. Улар 3 айлиқ сәпәрдин кейин афғанистанниң кабул шәһиригә йетип кәлгән болуп, 1965 - йили түркийә җумһурийити тәрипидин көчмән дәп қобул қилинған. Нурәла ханим вә аилиси 106 кишидин тәркиб тапқан уйғур мусапирлири билән бирликтә түркийәниң қәйсәри шәһиригә орунлаштурулған.
Нурәла гөктүрк ханим техи бала вақтидила шеирға иштияқ бағлиған болуп, шеир оқушқа вә шеир йезишқа интайин һәвәс қилатти. Мана бу иштияқи нәтиҗисидә, уму шаирлиқта барғансери пишип йетилди вә түркийәдики шеир һәвәскарлириниң алқишиға сазавәр, тонулған бир шаирә болуп йетишип чиқти. Нурәла гөктүрк ханимниң һазирғичә түркийәдә көп санда шеирлири вә шеирлар топлими нәшр қилинған болуп, униң шеирлири китабханларниң сөйүп оқушиға муйәссәр болмақта. У шеир йезиштин башқа йәнә, уйғурларниң миллий йемәк - ичмәк мәдәнийити тонуштурулған “уйғур таамлири” намлиқ чоң һәҗимлик рәсимлик китабиниму нәшр қилдурған болуп, униң бу китаби түркийәдә уйғурларниң таам мәдәнийитигә аит материял йоқ болуштәк бир бошлуқни толдурған иди. Уйғур таамлири намлиқ бу китаб китабханларниң, болупму уйғурлар үстидә издиниш елип бериватқан тәтқиқатчилар вә оқуғучиларниң қизғин алқишиға сазавәр болди. У һазирғичә 40 әтрапида мукапатқа еришкән болуп, көп қетим шаирлар учришишлириға қатнишип уйғурларниң йүрәк садаси болмақта.