Қазақистанда атақлиқ язғучи вә драматорг шайим шавайеф әсләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.05.01

Йеқинда алмута вилайити уйғур наһийисиниң түгмән йезисида көрнәклик язғучи вә драматорг шайим шавайефниң 75 йиллиқ тәвәллудиға беғишланған хатирә йиғини өтти.

Йәрлик һөкүмәт органлири вә түгмән юрт - җамаәтчилики уюштурған мәзкур мурасимға наһийә рәһбәрлири, зиялийлар, устазлар, мәктәп оқуғучилири, қошна юртлардин меһманлар, аммиви ахбарат васитилири вәкиллири қатнашти. язғучиниң иҗадийити тоғрилиқ доклат оқулғандин кейин сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақи башқармиси катипи султан қали оғли, тәрҗиман қайсар җорабекоф, қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңиши башлиқи әхмәтҗан һашироф, шундақла язғучи вә шаирлардин авут мәсимоф, илахун җәлилоф вә башқилар ш. Шавайефниң иҗадий паалийитигә мунасип баһалирини бәрди.

Хатирә мурасимида язғучиниң иҗадийити бойичә видео материяллар вә көргәзмә уюштурулди. Мәктәп оқуғучилири тәрипидин тәйярланған консерт программиси көрситилди.

Радиомиз зияритини қобул қилған ә. Һашироф вә и. Җәлилофлар мәзкур хатирә мурасими вә ш. Шавайефниң иҗадийити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.