Қазақистандики уйғур язғучилири өз әсәрлиридә милләт тарихий тәқдирини тәсвирлигән

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.09.07
Shayim-Shavayefqa-beghishlanghan-murasim-2018-7-sintebir-01.jpg Шайим шавайефқа беғишланған мурасимдин бир көрүнүш. 2018-Йили 7-сентәбир. Чонҗа, қазақистан.
RFA/Oyghan

Мәлумки, буниңдин бир әсирдин ошуқ вақит илгири оттура асиядики уйғур әдәбияти өзиниң дәсләпки раваҗлиниш қәдәмлирини басқан иди. Бу әдәбиятқа вәкиллик қилған шаирлар, язғучилар тәркибидә болған нәзәрғоҗа абдусәмәтоф, абдулһәй муһәммәдий, өмәр муһәммәдий, нур исрайилоф, һезим искәндәроф қатарлиқ көплигән әдибләр уйғурларниң омумий тәқдирини, миллий вә иҗтимаий мәсилилирини илгири сүрди. Буниңдин ташқири улар болупму 60-йиллиридин тартип уйғур хәлқиниң миллий-азадлиқ һәрикитидә, хәлқниң аң-сезимида қелиплашқан азадлиқ, әркинлик, мустәқиллиқ идийилирини тәсвирләшни әнәнигә айландурди. Әнә шундақ язғучилар қазақистанлиқ уйғурлар тәрипидин бүгүнки күнгичә хатирилинип кәлмәктә. 7-Сентәбирдә алмута вилайити уйғур наһийисиниң мәркизи чонҗида өткән тонулған язғучи, драматорг, режиссор шайим шавайефниң 80 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған мурасим әнә шуниң ярқин дәлилидур.

Бу күни чонҗа йезисиниң мәдәнийәт өйидә уйғур наһийилик һөкүмәт вәкиллири, зиялийлар, муәллимләр, яшлар, юрт-җамаәтчилик вәкиллириниң қатнишиши билән шайим шавайефниң тәвәллутиға беғишланған чоң хатирә кечилики болуп өтти. Наһийә һакимлиқ идариси вә юрт-җамаәтчилики тәрипидин уюштурулған мәзкур мурасимда шайим шавайеф һәққидә ишләнгән филим көрситилгәндин кейин, уйғур наһийисиниң һакими шөһрәт нурахуноф мурасимни тәбрик сөз билән ачти. У өз сөзидә шайим шавайефниң уйғур әдәбиятиға қошқан төһписигә юқири баһа бәрди. 

Мурасимда дәсләп сөзгә чиққан атақлиқ қазақ язғучиси мухтәр әвезофниң оғли, җамаәт әрбаби вә язғучи, қазақистанниң хитайда турған сабиқ баш әлчиси мурат әвезоф шайим шавайефниң уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти икәнликини, униң қазақ-уйғур достлуқиниң бир ярқин намайәндиси болғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У өз сөзидә шундақла мәрһум билән йеқин мунасивәттә болуп, өзиниң уйғур елигә қилған зиярәтлиридә уйғур хәлқиниң бай тарихи вә мәдәнийити, болупму улуғ он икки муқами билән йеқиндин тонушуш имканийитигә игә болғанлиқини оттуриға қойди. 

Мурасимда йәнә қазақ хәлқиниң йәнә бир атақлиқ кишиси, хәлқ қәһримани, язғучи бавурҗан мамиш оғлиниң келини зәйнәб ханимниң шайим шавайеф билән бавурҗан мамишули арисидики достлуқ, иҗадий һәмкарлиқ һәққидики һәм уйғур хәлқи намиға ейтқан сөзлири көпчиликни қаттиқ һаяҗанландурди. 

Мурасимда алмута шәһиридин кәлгән бир гуруппа зиялийлар, сәнәткарлар, юрт актиплири, шундақла мәрһумниң йеқинлири, юртдашлири сөзгә чиқип, шайим шавайефниң иҗадийити, инсаний хисләтлири һәққидә өз қарашлирини билдүрди. 

Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, язғучи авут мәсимоф шайим шавайеф тәвәллутиға беғишланған мурасимдин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрди. 
Радийомиз зияритини қобул қилған мухтар әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, алимҗан һәмрайеф шайим шавайеф яшиған дәврниң қазақистандики уйғурлар һаятида муһим орунни игиләйдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “20-әсирниң иккинчи йерими қазақистан уйғур әдәбияти үчүн алтун дәвр болуп һесаблиниду. Чүнки ана дияридин көплигән шаир-язғучилиримиз қазақистан тәвәсигә чиқип, бу йәрдики миллий әдәбиятимизниң гүллинишигә асас яритип бәрди һәм бу йәрдә көзгә көрүнгән, салмақлиқ дәриҗидики язғучилиримиз бар иди. Бу йәрдики миллий роһ, миллий кимлик мәсилилири наһайити юқири пәйт иди. Ана дияримиздин көчүп кәлгән зия сәмәди, долқун ясин, рәһимҗан розийеф қатарлиқ язғучилиримиз бу яққа чиқип, бирикип, йүксәк тәрәққият дәриҗисидики миллий әдәбиятимизниң нәмунилирини яритип бәрди”.

Алимҗан һәмрайефниң ейтишичә, уйғур язғучилири қазақистандики иҗтимаий турмушни йорутуш билән бир вақитта уйғур диярида орун алған тарихий вәқәләрни тәсвирләшкиму алаһидә көңүл бөлгән икән. Уйғур елидә йүз бәргән барлиқ вәқәләр қазақистандики уйғур язғучилири нәзиридин һеч қачан сирт қалмиған икән. У шуниң билән бир вақитта уйғур әдәбиятиға тәнқидий реализм услуби арқилиқ тарихий мавзуниң кирип кәлгәнликини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “тәнқидий реализм миллий-азадлиқ һәрикәтләрниң иҗтимаий, мәдәний, сиясий асасини тонуш билән биваситә алақиси болғачқа бу яқтики язғучилиримизниң тәпәккүригә наһайити тәсир қилди. Шайим акиму чоң әсәр яритиш армини билән 19-әсир уйғур зиялийсиниң сеймасини яритишни наһайити муһим дәп һесаблап, шуниңға тәйярлиқ қилғанлиқини һәммимиз билимиз. У “билал назим” драмисини уйғур тиятирида көрситип шөһрәт қазанған. Лекин материялларниң йетишмәсликидин шайим ака бу мәсилигә наһайити җиддий киришкән иди”.

Алимҗан һәмрайефниң ейтишичә, уйғур ели билән болған чегра ечилип, қазақистанға көплигән китабларниң, мәнбәләрниң чиқиши билән қазақистанлиқ уйғур язғучилириниң тарихий мавзуға болған қизиқиши техиму өскән. Шу җүмлидин шайим шавайефму өзиниң “билал назим” намлиқ романини йезишқа муйәссәр болған икән. 

Игилишимизчә, өткән әсирниң 60-йиллиридин кейин қазақистан уйғур әдәбиятида драма әсәрлириниң вуҗудқа келиши хели күчәйгән. Бу йөнилиштә болупму зия сәмәди, мәсүмҗан зулпиқароф, әхмәтҗан һашири, шайим шавайеф вә башқилар алаһидә көзгә көрүнгән иди. Тонулған язғучи вә драматорг әхмәтҗан һаширий уйғур драматоргийәсиниң раваҗлинишида болупму уйғур тиятириниң чоң рол ойниғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “болупму 70-вә 80-йилларда уйғур язғучилири уйғур тиятириға драматоргийәгә қизиқиши билән кәлгән. Уйғур тиятири сәһнисидә чоң драматорглиримизниң әсәрлири қоюлди. Уларниң ичидә һезмәт абдуллин, җамалидин босақоф вә башқиларниң әсәрлири болди.”

Әхмәтҗан һаширий буниңдин ташқири уйғур драматоргийәсиниң раваҗлинишида йүсүпбәк мухлисиниң, зия сәмәдиниң муһим рол ойниғанлиқини, һазирқи вақитта болса әкрәм әхмәтофниң “мәһмуд қәшқәри” намлиқ драмиси билән тонулғанлиқини билдүрди. У өзиниңму “өлмәс болуп туғулғанлар”, “муқамчи”, “идиқут” қатарлиқ драмилири билән уйғур драматоргийәсигә бир кишилик төһписини қошқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.