Алматада тилшунас алим вә мәрипәтчи шеривахун баратоф яд етилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.03.03
sheripaxun-baratof-sawaqdash-bilen.jpg Тилшунас алим вә мәрипәтчи шеривахун баратоф(солдин иккинчи) савақдашлири билән. Алмата (вақти ениқ әмәс)
RFA/Oyghan

1-Март күни алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисидә тилшунас алим шеривахун баратофниң 80 йиллиқ тәвәллуди мунасивити билән “кечилик қуяш” намлиқ әслимиләр китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти. “уйғур тилиниң кәспий лексикиси”, “русчә-уйғурчә тилшунаслиқ аталғулириниң луғити”, “һәр нәрсиниң өз нами бар” намлиқ илмий әмгәкләрниң, көплигән оқуш қораллириниң аптори ш. Баратоф 2012-йили 78 йешида аләмдин өткән иди. Зиялийлар, һәр хил кәсип игилири, мәрһумниң уруқ-туғқанлири, дост-бурадәрлири қатнашқан мәзкур мурасимда ш. Баратофниң қазақистан илим-пәнигә вә миллий маарипқа қошқан төһписи алаһидә тәкитләнди. Сөзлигүчиләр китабни тәйярлиған вә йоруққа чиқарған мәрһумниң өмүрлүк җүпти, устаз маһиләм мәсимоваға, шундақла шавкәт нәзәроф вә малик мәһәмдинофларға өзлириниң чәксиз миннәтдарлиқини билдүрди.

“кечилик қуяш” намлиқ китабқа ш. Баратофниң кәсипдашлири, шагиртлири, қовм-қериндашлири вә дост-бурадәрлириниң әслимилири киргүзүлгән болуп, омумий һәҗми он икки басма тавақтин ибарәттур. Униңда академик абдувәли қайдароф, мәһәммәтимин обулқасимоф, әхмәтҗан һашироф, қәһриман әмәтоф, летип җәлилоф, басит худайбәрдийеф, зеривахун молотоф, хасийәт йүсүпова, рабик исмайилоф, савут искәндәроф қатарлиқ тонулған алимлар, язғучи вә шаирлар, мәрипәтчи вә устазларниң хатирилири орун алған.

Академик абдувәли қайдароп: “шеривахун баратоф бирдин қизғин кәйпият билән илмий ишиға киришип кетиду һәм узақ өтмәйла мушу қурлар муәллипиниң рәһбәрликидә ‛уйғур тилиниң кәспий лексикиси‚ бойичә кандидат докторлуқ (намзатлиқ) диссертатсийисини яқилайду. Алимниң мундақ мавзуни таллап елиши тасадипий әмәс иди. Биринчидин, шеривахун баратоф бу саһә бойичә һаят тәҗрибиси арқилиқ хели тәйярлиққа игә болған болса, иккинчидин, һәм, әң муһими, уйғур тилшунаслиқи лексикологийә саһәси бойичә өз мутәхәссисигә моһтаҗ иди. Шундақ қилип, қәдимий һәм бай тилимизниң лексикисини өгиниш биләнла чәклинип қалмай, уни илмий асаста тәрәққий әткүзидиған алим йетилип чиқти” дәп язиду.

Мурасимда шаир м. Обулқасимоф, мәрһумниң нәврилири назугум вә мәликәм нәзәровалар өз шеирлирини оқуди.

Радиомиз зияритини қобул қилған “атамура” нәшрияти уйғур бөлүминиң башлиқи, ш. Баратофниң шагирти малик мәһәмдиноф бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.