Шиветсийәдики уйғуристан мәшрәпчилири һәр хил паалийәтләргә актип аваз қошмақта
Шивитсийәдә уйғурлар арисида һәр хил шәкилдики мәшрәпләр давам қиливатқан болуп, 2011-йилдин башлап өткүзүлүватқан “уйғуристан мәшрипи”болса буниң бир типик мисалидур.
Бу мәшрәпни елип бериватқан уйғурлар оттура асиядин шиветсийәгә көчмән болуп кәлгән уйғурлар. Улар уйғурларниң әнәниви мәдәнийити мәшрәпкә алаһидә көңүл болуп, айда бир қетим йиғлишип мәшрәп паалийитини давамлаштуруп кәлмәктә.
Мәшрәпкә дахил болған уйғурлар бу мәшрәп арқилиқ, өз-ара әһваллишиш, чүшиниш, шиветсийә уйғур җәмийитидики ағриқ-силақлардин хәвәр тепиш вә уларни йоқлаш, өз-ара аразлишип қалғанларниң арисини түзәш, шиветсийә ичи вә сиртидики қийинчилиққа учриған уйғурларға маддий, мәниви җәһәттин ярдәм бериш, уйғур диярида болуватқан вәқәләргә қарита тәпсилий учурға игә болуш қатарлиқ мәзмунларда сөһбәтләрни елип берип, өзлириниң уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан мусибәтләргә көңүл болуп, уйғур йетим балиларға иқтисади җәһәттин ярдәм бериш, малайшиядики уйғурларға ярдәм қилиш паалийәтлиригә актип аваз қошуп кәлмәктә.
Биз бу мунасивәт билән “уйғуристан мәшрипи” дики йигит беши, қазибәгләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Улар зияритимизни қобул қилип, мәшрәпниң қурулуш әһвали, қиливатқан паалийәтлири һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.