Совет иттипақиниң үрүмчидики баш консули апресоф ким?
2014.12.30
Өткән әсирниң 30 - 40 - йиллиридики уйғур дияриниң сиясий һаятида совет иттипақиниң ойниған ролиниң нәқәдәр зор икәнлики сир әмәс.
Совет һөкүмити өзиниң бу районидики җуғрапийивий сиясәт, сода - иқтисад, мәдәнийәт вә башқа һәр тәрәпләрдики мәнпәәтлирини қоғдаш шуниңдәк мәзкур һәр саһә бойичә көзлигән мәқсәтлиригә йетиш үчүн, өзиниң һәрбий, сиясий, дипломатийә вә бихәтәрлик органлириниң хизмәтлиригә әһмийәт бәргән иди. Совет иттипақиниң 1933 - , 1937 - йиллири арисида үрүмчидә баш консуллуқ вәзиписини атқурған дипломатийә хадими гарегин апресофниң иш паалийәтлириниң, 20 - әсир уйғур ели тарихида, болупму, москваниң бу районниң сиясий тәқдирини һәл қилишта ойниған роли алаһидә орунға игә. Униң паалийәтлири һәққидә хитайда көп йезилған болсиму, бирақ униң 1937 - йили москваға кәткәндин кейинки қисмити вә тәрҗимиһали мәвһум иди. Йеқинда униң тәрҗимиһали һәққидә русийә мутәхәссислири йеңи учурларни елан қилди.
Апресофниң толуқ исми гарегин абрамович апресоф болуп, миллити әрмән, у 1890 - йили, әзәрбәйҗанда туғулған. 1937 - Йили үрүмчидин қайтқандин кейин қолға елинип, 1941 - йили 8 - сентәбир күни гитлер қошунлири йетип келиштин икки һәптә илгири орловский түрмисидә өлтүрүлгән.