Тарихий вәқәләр шаһити: совет иттипақи 1960-йиллири уйғур қәртини ойнашқа киришкән иди (2)

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.11.28
mao-xrushew-beijing-305.jpg 1958-Йили, 31-июл күни хрушев бейҗинға келип, мав билән мәхпий сөһбәт өткүзди.
http://memory.loc.gov

Мәлумки, коммунистик хитай һакимийитиниң уйғур елидә өткән әсирниң 50- вә 60-йиллири елип барған тәқибләш һәрикәтлиригә қарши хәлқ наразилиқлири шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәсиниң қурулушиға елип кәлгән иди. Мәзкур тәшкилат 1969-йили, совет иттипақиниң қоллишиға ишинип, өз вәкиллирини советқа әвәткән болсиму, әмма буниңдин һеч җаваб алалмиған. Лекин буниңдин хәвәр тапқан хитай бихәтәрлик органлири тәшкилат әзалирини чәттин тутқун қилишқа башлиған.

Әнә шу вәқәләрниң шаһити, шу вақиттики шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәсиниң әзаси болған, һазир алмута шәһиридә яшаватқан абдурешит илясофниң ейтишичә, у өзи туруватқан бөрталада тутқун қилиш башланғанда бир нәччә тәшкилат әзалири билән бирликтә совет иттипақиниң қазақистан җумһурийитигә қечип чиқишқа мәҗбур болған.

Абдурешит илясофниң ейтишичә, хитайниң уйғур елидә елип барған тәқибләшлиридин қошна совет иттипақиға қечип чиққан хәлқ-инқилабий партийәсиниң бәзи әзалирини, шундақла зиялийларни, яшларни совет мәхсус органлири өзлириниң хитайға қарши пиланлирида пайдилинишни көзлигән икән. Шу җүмлидин уйғур елиниң бортала областидин бир нәччә гуруппиларға бөлүнүп чиққанлар советлар тәрипидин һәр яқларға ташлинип, улар бир-бири билән алақә қилиштинму мәһрум қилинған икән.

Абдурешит илясоф мундақ деди: “чиққанда бизни үчаралниң көктума дегән йеридә йиғқан. Биздин қандақ тәлипиңлар бар дәп сориди. Бизни чиқсаңларла, чеграда тәйярлинип, қайтип кирисиләр дегән. Шундақ пилан болған иди. Биз тәлипимизни қойдуқ. Бизни 20 күндәк чегра понкитида тутқандин кейин, ениқлаймиз дәп, таллап-таллап, алмутадики дөләт бихәтәрлик комитетиниң түрмисигә паливәтти.”

Абдурешит илясоф совет тәрәпниң бу қечип чиққанларға яхши муамилидә болған болсиму, әмма улардин кейинки тәқдириниң қандақ болидиғини һәққидә бирәр ениқ җаваб алалмиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бир йерим айдин кейин 17 балини җамбулға әвәтиштин бурун бизгә‛силәрниң инқилабий мәсиләңлар москвада қариливатиду, шу бир тәрәп болғандин кейин силәргә дәймиз‚ деди. Бизни җамбулни үзүм игиликигә әвәтти. У йәрдә 70 тәк адәм болди. Арисида асасән бортала шәһири вә областидин чиққан уйғур, қазақ, моңғулларму бар.”

Униң дейишичә, уйғур елидин қечип чиққан тәшкилат әзалири көп болсиму, әмма уларниң қайси җайларға ташланғанлиқи мәхпий тутулған икән. Борталадин чиққанлар болса, асасий җәһәттин алмута вилайитиниң наһийә-йезилириға орунлаштурулған. Йәрлик һөкүмәт бу тутуп турғанларни ишләшкә мәҗбур қилған болсиму, әмма уларниң бәзилири буниңдин баш тартқан. Бихәтәрлик орган хадимлири уларға һәр хил вәдиләрни берип, совет паспортини елишни мәҗбурлиған.

Абдурешит илясоф мундақ деди: “биз өз тәлипимизни оттуриға қоюп турдуқ. Биз өзимизниң илгири әвәткән вәкиллиримиз билән көрүшүп, улардин сориғинимизда улар бу ишниң һәл болмиғанлиқини ейтти. Биз чиққандин кейин бизниң бөрталадики башлиқлиримиздин бәшини етип ташлапту.”

Хитай коммунистлири хәлқ-инқилабий партийәсиниң әзалирини пүткүл уйғур ели бойичә тутқун қилиш җәрянида бу тәшкилатқа мунасивити тамамән йоқ кишиләрму тутулған яки етип ташланған. Абдурешит илясоф кейинки йиллири қечип чиққан тәшкилат әзалиридин бәзи мәлуматларни игилигән. Униң ейтишичә, үрүмчидә хәлқ-инқилабий партийәсиниң чоң рәһбәрлиридин нияз өмәрму тутқун қилинған. У мундақ деди: “буниң барлиқи пакитлиқ нәрсә. Үрүмчи хәлқи буни яхши билиду. Хитай шундақ қирғинчилиқ қилди. Бу 1969-йили иди. Мәсилән, борталадин биз билән биллә қечип чиқалмай қалған нурғун балиларни алди 15 йилдин, кәйни 5 йилдин бизгә тонуш болғанлиқи үчүнла сотливәтти.”

Абдурешит илясофниң ейтишичә, совет бихәтәрлик органлири, мәсилән, борталадин чиққанлардин бир нәччә адәмни таллап, уларни мәхсус һәрбий тәйярлиқтин өткүзгән. Улар бир нәччә гуруппиларға 2-3 адәмдин бөлүнүп, бу гуруппилар бир-биридин мәхпий тутулған. Шундақ гуруппиларни, мәсилән, уйғур елиниң бортала райониғиму ташлаш көздә тутулған икән.

Абдурешит илясоф мәзкур гуруппида 1976-йилғичә болған. Униң ейтишичә, уйғурларни мәхсус һәрбий тәйярлиқтин өткүзүп, уйғур елиниң һәр қайси районлириға ташлаш пиланлири болған болсиму, әмма уларниң бириму әмәлгә ашмиған. Пәқәт 1979-йилға кәлгәндә афғанистан мәсилисиниң оттуриға чиқиши билән уйғур мәсилиси унтулуп кәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.