Уйғур вәкиллири 2018-йиллиқ “дуня туран қурултийи” да
2018.08.13

Һонгарийә пайтәхти будапештта өткүзүлгән 2018-йиллиқ “дуня туран қурултийи” ға уйғур вәкиллириму қатнашти. 10-Авғуст башлинип 12-авғуст ахирлашқан бу йиллиқ “дуня туран қурултийи” ға явропа әллири, қазақистан вә түркийәдин кәлгән уйғур сәнәткарлар һәмдә мәдәнийәт саһәсидики актиплар қатнашти.
Қазақистандин мәзкур қурултай мәхсус уйғур һәйитини башлап кәлгән пешқәдәм уйғур паалийәтчи ваққас әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бизгә мәлумат бәрди.
10-Авғуст күни будапештта башланған “дуня туран қурултийи” ниң ечилиш мурасими һонгарийә парламентида өткүзүлгән болуп, мурасимға 28 дөләттин кәлгән вәкилләр иштирак қилған. Ваққас әпәндиниң ейтишичә, һонгарийә парламентиниң муавин башлиқи сандор лезсақ әпәнди билән һонгарийә туран бирликиниң рәиси андирас биро әпәнди ечилиш нутқи сөзлигән болуп, улар сөзидә уйғурларниму тилға алған.
11-Авғуст күни әтигән туран қурултийиниң паалийәтлири орунлаштурулған мәйданда қәдимки һонлар билән тарихий вә мәдәнийәт йилтизи бағлинидиған һәр қайси милләтләр өзлириниң түрлүк миллий сәнәт номурлири вә нәқ мәйдан әмәлий маһарәтлирини көрсәткән. Қәдимки һонлар вә сақларниң җәң кийимлири билән җабдунған чәвәндазларниң кәңри сәйнада көрсәткән атлиқ җәң маһарәтлири, қиличвазлиқ, оқя етиш вә қамчивазлиқ қатарлиқ әмәлий маһарәтләр мәйданға топланған түрк ирқиға мәнсуп милләтләрниң күчлүк алқишлириға сазавәр болған.
Ваққас әпәнди һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкилләр атларға минип параттин өткәндә уйғур вәкиллириниңму ай-юлтузлуқ көк байрақни ләпилдитип мәйданға кирип кәлгәнликини баян қилди.
Игилинишичә, туран қурултийиға түрк-һон ирқиға мәнсуп 28 милләтниң йүзмиңларчә вәкиллири қатнашқанлиқи мәлум. Нәсли вә мәдәнийәт йилтизи бир болған бу милләтләр арисида бирлик вә қериндашлиқ риштисини бағлаш бу қетимқи “туран қурултийи” ниң түп мәқсити қилинған икән. 11- Вә 12-авғуст күнлири әнглийәдин кәлгән уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим нәқ мәйданда “учрашқанда” намлиқ нахшини ейтип мәйданни алқиш садалириға толдурған. Арқидин қазақистандин кәлгән уйғур сәнәткарлири юқири маһарәт билән уйғур уссули орундап пүтүн мәйданниң кәйпиятини юқири көтүргән. Миңлиған тамашибинлар үзүлдүрмәй чаваклар чалған. Рәһимә мәхмут ханим нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, бу мәнзирини мундақ тәсвирлиди.
Қазақистандин уйғур сәнәтчиләрни башлап кәлгән ваққас әпәнди бу йил “дуня туран қурултийи” ниң 10 йиллиқиниң хатириләнгәнликини, 10 йилдин бери уйғурларниң изчил һалда бу қурултайға қатнишип кәлгәнликини, уйғурларниң бу қетимқи қурултайдиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини тилға алди.
Түркийәдики қириқәлә университети түркологийә кәспиниң оқутқучиси, профессор билгихан атсиз гөкдағ әпәнди өз тәсиратини баян қилип мундақ деди: “қурултайға түрк дунясидин кәлгән сәнәтчиләрму қатнашти. Уларниң ичидә уйғур сәнәтчи рәһимә мәхмут ханимму бар. Биз униң нахшисини аңлап бәк тәсирләндуқ. У сәнәткар абдуррәһим һейт тунҗи болуп ейтқан ‛учрашқанда‚ намлиқ нахшини орундиди. Һәммимиз бәк тәсирләндуқ. Рәһимә мәхмут ханим һәммә йәрдә шәрқий түркистан мәсилисини аңлитип келиватқан бир сәнәткардур. Шәрқий түркистан мәсилисини һәр даим, дуняниң һәрқандақ җайида оттуриға қоюп туруш керәк. Бу қетимлиқ туран қурултийидиму шәрқий түркистанниң һазирқи еғир вәзийити тилға елип өтүлди.”
Қазақистандин кәлгән уйғур вәкилләр тиккән чедир туран қурултийиға кәлгәнләрниң әң ават зиярәтгаһиға айланған иди. Чедир әтрапиға орнитилған сәнәтлик көрүнүшләр, чедир ичидә көргәзмә қилинған уйғурларниң әнәниви кийим-кечәклири, уйғурчә китаблар, үн-син буюмлири вә ай-юлтузлуқ көк байрақлар зиярәтчиләрни җәлп қилди. Пүтүн мәйданда уйғурларға нисбәтән қизғин муамилә, қизиқиш вә йеқинчилиқ кәйпияти көрситилмәктә иди. Болупму уйғурларниң мәдәнийәт көргәзмилири вә сәнәт маһарәтлири башқа түркий хәлқләргә қариғанда тамашибинларни алаһидә җәлп қилған иди.
Мәлум болушичә, 2008-йилидин буян уйғур вәкиллири һәр йили туран қурултийи билән һонлар қурултийиға қатнишип кәлмәктә. Илгирики йилларда д у қ рәһбәрлириму изчил һалда бу қурултайларға тәклип қилинған болсиму, 2016-йилидин тартип хитайниң бесими билән тәклип қилинмиған.