Ай юлтузлуқ көкбайрақ вә уйғур чидириниң туран қурултийидики һекайиси (2)
2016.08.17
Ай юлтузлуқ көкбайрақ 6-нөвәтлик туран қурултийида тегишлик һөрмәткә сазавәр болуш билән биргә, уйғур вәкиллириму алаһидә әзизләнди.
Бирақ, 2014-йили 5-нөвәтлик туран қурултийи ечилиштин 3 ай илгири венгирийәдә йүз бәргән көңүлсиз бир вәқә нәзәргә елинғанда, 2016-йили 12-14-авғуст күнлири будапешитта өткүзүлгән 6-нөвәтлик туран қурултийида уйғурларниң алаһидә иззәтлинишини вә ай юлтузлуқ көкбайрақниң бу қәдәр қәдирлинишини тәсәввурму қилғили болмайтти.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһиниң ейтишичә, 2014-йили 5-айниң 23-күнлири, д у қ яшлар комитетиниң йиғиниға қатнишиш үчүн дуняниң һәр йеридин будапешитқа топланған 16 дөләттин кәлгән 35 әтрапидики уйғур яшлирини “атилла меһманханиси” ниң хоҗайини бардоши қизғин күтүвалиду. Венгирийәдики уйғур мәстанилиридин бири саналған бардоши бу 3 күнлүк йиғин үчүн меһманхана ятақлирини уйғурлар үчүн һәқсиз ечип бериду вә 3 күнлүк тамақни үстигә алиду.
Бу қетимқи йиғинни д у қ ға вакалитән муавин рәиси үмид агаһи әпәнди қурултай яшлар комитети билән биргә тәшкиллигән, һонлар қурултийи саһипханлиқни үстигә алған һәмдә йиғинни һонлар қурултийиниң хизмәт бинасиға орунлаштурған. Бирқанчә аммиви тәшкилатму йиғинни маддий, мәниви тәрәпләрдин қоллиған.
Үмид агаһиниң билдүрүшичә, йиғин һәр қайси әлләрдә яшаватқан уйғур яшлирини миллий дәваниң ярамлиқ варислириға айландуруш, уйғур яшлириниң хәлқаралиқ паалийәтлирини җанландуруш, д у қ үчүн избасар йетиштүрүшни мәқсәт қилған. Техиму муһим бир мәқсәт болса, уйғур яшлири билән венгирийә яшлирини һәмдә дуняниң һәр қайси әллиридин келиватқан һон яшлирини тонуштуруш, уйғур-һон мунасивәт риштини бағлаш болған.
Шуниң билән биргә, бу йиғинниң муһим күнтәртиплиридин бири, пайтәхт будапешиттин 50 километир йирақлиқтики бир йезиниң намини “уйғур мәһәллиси” дәп аташ, бу йезиға ай юлтузлуқ көкбайрақни тикләп, “уйғур мәһәллиси” ниң қурулуш мурасимини өткүзүш болған. Мәзкур йеза хәлқи бу тупрақни уйғурларға һәқсиз һәдийә қилмақчи болған.
Бу қетимқи йиғинға йәнә мюнхен шәһиридин халисә ханим йетәкчиликидики сәнәт өмикиму биргә барған. Америка, канада, руминийә қатарлиқ әлләрдинму һон яшлири вә сәнәткарлар кәлгән. Бу қетимқи яшлар йиғининиң һонлар қурултийиниң һәшәмәтлик залида дәбдәбилик өткүзүлүш һазирлиқи пүткән. Йиғинниң ечилиш мурасимиға 500 әтрапида маҗар сиясийонлири, тарихчилири, аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, венгирийә ташқи ишлар министири вә һәр саһә зиялийлар тәклип қилинған. Йиғинниң 2-күни йәнә явропаға мәшһур болған һон парламенти зиярәт қилинип, ташқи ишлар министири уйғур вәкиллирини күтүвалмақчи болған.
Әмма, 24-май күни сәһәрдә, үмид агаһи венгирийә бихәтәрлик күчлири тәрипидин туюқсиз тутуп кетилиду. 16 Саәткичә намәлум бир орунға қамап қоюлиду. У өзиниң тутулушидики сәвәбни сориғинида даириләр “террор тәһдитигә даир мәлумат алдуқ” дәп җаваб беришиду. Үмид агаһи шу йәрдә турупла германийә ташқи ишлар министирлиқи вә германийәниң венгирийәдики баш әлчиханисиға телефон уруп, вәқәни билдүриду. Германийә тәрәп мәсилигә җиддий қарап, венгирийә ташқи ишлар министирлиқи билән алақилишиду. Оттурида болуп өткән диалог намәлум.
Дәл шу күни сәһәрдә, венгирийә бихәтәрлик күчлири, қораллиқ сақчилар билән биргә “атилла меһманханиси” ға бастуруп кириду. Меһманханиға орунлашқан 35 нәпәр уйғур яшлирини сиртқа чиқирип назарәт қоршавиға елип, “атилла меһманханиси” ни печәтләйду. “атилла меһманханиси” ниң алдида назарәт астида тутуп турулған уйғур яшлири немә вәқәләр болуватқанлиқини биләлмәй гаңгирайду.
Охшаш вақитниң өзидә йәнә, яшлар комитетиниң йиғини чақирилмақчи болған орун “һонлар қурултийи”ниң хизмәт бинасиму печәтлиниду. Сақчилар бина әтрапини назарәт астиға елип, кирип-чиқишни чәкләйду.
Үмид агаһиниң венгирийә бихәтәрлик күчлири тәрипидин тутуп кетилгәнлики, “атилла меһманханиси”ға орунлашқан уйғурларниң назарәт астиға елинғанлиқи вә меһманханиниң печәтләнгәнлики, һонлар қурултийи бинасиниң печәтләнгәнлики һәш-пәш дегүчә пүтүн будапештқа пур кетиду.
Һонлар қурултийиниң рәһбәрлири, маҗар хәлқи, нурғунлиған мухбирлар “атилла меһманханиси”ға қарап ақиду. Бу йәрдә қораллиқ қисимниң назарити астида туруватқан уйғурларға йемәклик, уссулуқ суниду. Венгирийә хәлқи сақчи тәрәпни қаттиқ сөкиду. “силәр һон-маҗар хәлқини номусқа қойдуңлар! венгирийә дөлитиниң шәрипигә қара дағ сүрттиңлар, маҗар хәлқи венгирийә һөкүмитини һәргиз кәчүрмәйду!...” дәп әйибләйду. Иҗтимаий таратқулар бу вәқәни бир дәмдила пүткүл венгирийәгә йейиветиду.
Салаһийитини ашкарилашни халимиған бир венгирийәлик әрбаб 6-нөвәтлик туран қурултийида бу вәқә һәққидә сориған соалимизға мундақ җаваб бәрди: “уйғурларға қарши һәрқандақ сәлбий муамилә маҗар хәлқиниң ирадиси билән сиғишалмайду. Биз өз һакимийитимиздин рази әмәс. Венгирийә дөлити хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни һон нәсиллик милләтләрниң қериндашлиқидин үстүн орунға қоюватиду. Шу сәвәбтин уйғурларниң йиғилишиға тосқунлуқ қилиштәк номуссиз бир вәқә тарихимизда болуп өтти. Бу биз үчүн һақарәт. Венгирийә хәлқи буни һәргиз кәчүрмәйду. Биз бир күнлири, тарихта болуп өткинидәк мустәқил уйғур дөлити билән һонлар дөлитиниң баравәр яшайдиғанлиқиға мутләқ ишинишимиз лазим...”.
Һонлар қурултийиниң рәһбәрлири, венгирийәдики аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә венгирийә ақсөңәкләр җәмийитиниң рәиси җануш әпәндиләр парламент бинасиға берип, һөкүмәтни қаттиқ әйибләйду вә уйғурларни тутқун қилиш иши һәққидә қанаәтләнгүдәк чүшәнчә беришни тәләп қилиду. Нурғунлиған һөкүмәт хадимлири бундақ бир вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүриду. Һәтта венгирийә ташқи ишлар министириму вәқәдин хәвәрсизликини, буни қисқа вақит ичидә сүрүштүрүп, чирайлиқ һәл қилидиғанлиқини билдүриду.
Издинишләр нәтиҗисидә, д у қ муавин рәиси үмид агаһиниң “террорчи” икәнлики, бу қетимқи йиғинға кәлгән 35 нәпәр уйғур вәкиллириниң “террор гумандари” икәнлики, мәсилиниң җиддий тәкшүрүлүватқанлиқи, кечиккәндә 24 саәт ичидә бир тәрәп қилинидиғанлиқи мәлум болиду.
Ахбарат васитилири шу саәттин башлап қайнап кетиду. “уйғурлар венгирийәдә тутқун қилинди”, “венгирийә дөлитиниң йүз қариси”, “уйғур сиясий актиплиридин үмид агаһи қолға елинди” дегәндәк хәвәрләр һәммә йәрни қаплайду. Бу вәқә болуп 3 күн ичидә, мәхсус мушу вәқәгә алақидар 900 парчидин артуқ хәвәр вә мақалә телевизорларда, мәтбуатларда елан қилиниду. Бир мәнидин, бу вәқә уйғурларниң венгирийәдә йәниму тонулушиға ғайәт зор түрткә болиду.
Бирақ, 16 саәтлик назарәттин кейин, д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди “дәрһал венгирийәни тәрк етиш” һәмдә “бир йилғичә венгирийә тупрақлириға дәссимәслик” шәрти билән қоюп берилиду. Назарәт астидики уйғурларму дәрһал венгирийә чеграсидин чиқип кетишкә буйрулиду. 35 Нәпәр уйғур венгирийәни тәрк етиду. Үмид агаһи әйни чағда венгирийәниң явропа парламентидики вәкили томас әпәндини адвокат тутуп, венгирийә һөкүмити үстидин алий сотқа әрз суниду.
Айрилип миң йилдин кейин әмдила әслигә кәлгән һон-уйғур мунасивәтлириниң йүзигә әнә шундақ бир қара дағ сүртүлиду. Ундақта, венгирийә хәлқи тәрипидин шу қәдәр сөйүлүватқан уйғурлар, қандақ болуп бундақ бир қисмәткә йолуқти?
Мәзкур вәқә йүз берип бир қанчә айдин кейин, венгирийә парламентидики бир милләт вәкили ишниң арқа йүзини ашкарилайду. (Давами бар)