Ай юлтузлуқ көкбайрақ вә уйғур чедириниң туран қурултийидики һекайиси (3)
2016.08.18

Ай юлтузлуқ көкбайрақ 6-нөвәтлик туран қурултийи сәһнисиниң 1-байриқи болуп тикләнгәндин сирт, йәнә үч аммиви орунға қадилип, кишиләрниң алаһидә диққәт-етибариға улашти.
8-Айниң 12-14-күнлири венгирийәдә өткүзүлгән 6-нөвәтлик туран қурултийида д у қ рәһбәрлиридин үмид агаһи, долқун әйса һәмдә қазақистан, әнглийә, голландийә, шиветсийә әллиридин кәлгән уйғурлар бу йәрдики қандаш милләтләр тәрипидин зор һөрмәт вә иззәт билән қарши елинди. Уйғурлар мәсилисиму көкбайрақ арқилиқ вә охшаш болмиған сорунларда уйғурларниң тәшвиқатини қилиш усули билән кәң тонутулди.
Әмма 5-нөвәтлик туран қурултийидин илгирики вәзийәт башқичә иди. 2014-Йили 24-май күни венгирийә пайтәхти будапештта 16 дөләттин кәлгән 35 нәпәр уйғурлар сақчилар тәрипидин “террор гумандари” атилип назарәт астиға елинған, йиғинни тәшкиллигән д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди венгирийә бихәтәрлик күчлири тәрипидин “террорчи” гумани билән тутқун қилинип, 16 саәт солап қоюлған һәмдә бир йилғичә венгирийәгә қәдәм басмаслиқ шәрти билән чеграсидин чиқириветилгән иди.
Венгирийә хәлқи тәрипидин туран қурултийи башланған 2006-йилидин буян қизғин қарши елишларға еришип кәлгән уйғурлар, немә сәвәбтин тосаттин тутқун қилишларға учрайду?
Венгирийә парламентидики бир милләт вәкили вәқә йүз берип бир қанчә айдин кейин, үмид агаһиға ишниң арқа йүзини ашкарилайду. Үмид агаһиниң ейтишичә, бу киши униңға мундақ мәлумат бериду: “2014-йилиниң башлирида, уйғур аптоном райониниң һазирқи рәиси шөһрәт закир башчилиқидики бир вәкилләр өмики венгирийәдә зиярәттә болиду. 3 Нәпәр уйғур вә көплигән хитайлардин тәшкил тапқан бу вәкилләр өмики зиярити әснасида дуня уйғур қурултийи болса бир террорчи тәшкилат. Бу тәшкилатниң хадимлири уйғурларға вәкил болалмайду. Уйғурларниң һәқиқий вәкиллири биз. Уйғурлар шинҗаң уйғур аптоном районида яшайду. Чәтәлләрдики бир қисим миллий бөлгүнчиләр өзлирини уйғурларниң вәкили ативелишип, җуңгоға қарши сиясий суйиқәстләрдә болмақта. Уйғур хәлқини террорчилиқ һәрикәтлиригә күшкүртүп, уйғур-хәнзу милләтлириниң иттипақлиқини бузмақта, хәнзуларни өлтүрүп, дөләтни парчилаш ғәризидә болмақта. Туран вә һонлар қурултийиниң бу миллий бөлгүнчиләргә қучақ ечиши вә уларни сиясий сәһниләр билән тәминлиши, җуңго-венгирийә мунасивәтлиригә еғир зиян елип келиду” дәйду һәмдә венгирийә һөкүмитидин чәтәлдики уйғурларни туран, һон қурултайлириға қатнишиштин чәкләшни тәләп қилиду.
Үмид агаһиниң билдүрүшичә, бу қетимқи дипломатик суйиқәст, хитай һөкүмитиниң 2012-йили д у қ рәһбәрлири вә уйғурларни туран қурултийидин чәтләштүрүш үчүн қолланған тәдбирлири карға кәлмигәндин кейин қолланған иккинчи чариси иди.
Үмид агаһиниң билдүрүшичә, венгирийә ички ишлар министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир хадими, вәқә болуп бир қанчә айдин кейин үмид агаһиға шуларни билдүриду: “2014-йили 24-май будапештта һонлар қурултийи бинасида өткүзүлмәкчи болған уйғур яшлириниң йиғилишидин алдин хәвәр тапқан хитай җасуслуқ органлири, венгирийәдики хитай әлчиханиси арқилиқ “үмид агаһи исимлик бир террорчиниң бир топ террорчи унсурларни башлап будапештқа кәлгәнлики, атилла меһманханисиға орунлашқанлиқи, уларниң венгирийә дөлитиниң пайтәхтидә вәһимилик бир террорлуқ һәрикити пәйда қилмақчи болғанлиқи” һәққидә венгирийә бихәтәрлик органлириға җиддий мәлумат йоллайду. Нәтиҗидә, венгирийә бихәтәрлик идариси, сақчи, қораллиқ сақчилар дәрһал һәрикәткә өтүп, аталмиш “террорчиларниң каттивеши үмид агаһи”ни қолға алиду вә йиғинға кәлгән уйғурларни тәқиб астиға елип, “атилла меһманханиси” ни тәпсилий тәкшүрүп, печәтләп, уйғурларни назарәт астида тутиду.
Мәзкур вәқә болуп өткәндин кейин, венгирийәдики уйғушунаслар, уйғур мәстанилири, аммиви тәшкилатлар уйғурларниң тәрипини тутуп, һөкүмәтни әйибләшни изчил давамлаштуриду. Үмид агаһи йоллиған әрзгә бинаән, венгирийә алий сот мәһкимиси сот ечип, мәзкур дело үстидин 2015-йили ахирқи һөкүмни чиқириду вә венгирийә бихәтәрлик күчлириниң уйғурларға һәқсизлиқ қилғанлиқини, үмид агаһиниң террор билән алақидар һечқандақ мәсилиси йоқлуқини, униң пүтүнләй гунаһсиз бир инсан икәнликини бекитиду. Сақчи тәрәпниң бир йилғичә үмид агаһиниң венгирийәгә қәдәм бесишини чәкләш пәрманиниң инавәтсиз икәнликини җакарлайду.
Сотниң һөкүми елан қилинғандин кейин, венгирийә мәтбуатлирида “үмид агаһи 1:0 нәтиҗә билән утти”, “үмид агаһи террор төһмитидин ақланди”, “уйғурларниң гунаһсизлиқи испатланди” дегәндәк хәвәр, мақалиләр елан қилиниду. Уйғурлар мәсилиси венгирийәдә йәнә бир қетим қизиқ тема болиду.
Үмид агаһи 2015-йили венгирийәгә кәлгәндә, көплигән аммиви тәшкилатларниң вәкиллири уни қарши елип, өз һөкүмәтлириниң униңға қилған һәқсизлиқлири үчүн әпу сорайду. Һонлар қурултийи, венгирийә ақсөңәкләр җәмийити қатарлиқ чоң тәшкилатлар уйғур қериндашлири учриған һәқсизлиқлар сәвәблик венгирийә һөкүмитини давамлиқ тәнқидләпла қалмай, уйғурларниң тәшвиқатини қанат яйдуриду. Туран қурултийиниң рәиси андериасму уйғурларни қарши елишни давамлаштуриду.
2014-Йили болуп өткән бу вәқә д у қ рәһбәрлириниң көңлини зидилигән болсиму, бу вәқәдин күтмигән бир иҗабий нәтиҗә келип чиққан. Үмид агаһиниң билдүрүшичә, илгирики заманларға селиштурғанда венгирийәдә уйғурларни билидиған, уйғурларға қизиқидиған, уйғурларни бағриға басидиғанларниң сани һәссиләп көпәйгән. Хитайниң тосқунлуқи әксичә тәсир яритип, венгирийә тупрақлирида уйғур мәстанилириниң санини зор дәриҗидә йүксәлткән. Бу қетим авғуст айлирида өткүзүлгән 6-нөвәтлик туран қурултийи бу нуқтини испатлиди.
Д у қ рәһбәрлиридин үмид агаһи, долқун әйса қатарлиқ уйғурларни маҗар хәлқлири қизғин бағриға басти. Уйғурчә кийингән қиз-оғулларни көргән һаман, кишиләр “силәр уйғурму?” дәп соришатти вә “рәсимгә чүшивалсақ боламду?” дәп илтимас қилишатти. Д у қ тәрипидин тикилгән уйғур чедири, қазақистандин кәлгән уйғурлар тәрипидин тикилгән чедирлардин зиярәтчиләрниң айиғи үзүлмәйтти. Һәтта руминийә, силовакийә, сербийә қатарлиқ әлләрдин кәлгән саклар, чаңголар алайитән уйғур чедирини издәп тепип “уйғурларға салам бәргили кәлдуқ, хатирә сүрәткә чүшивалайли” дейишәтти. Дуняниң һәр йеридин кәлгән түркләр болса, тамақта биллә болушни, наштилиқта биллә болушни илтимас қилишатти.
Руминийәдә яшайдиған сак нәсиллик, мелина исимлик бир ханим 13-авғуст өзиниң икки оғлини әгәштүрүп, уйғур чедириға зиярәткә кәлгәндә “уйғурлар һәққидә 10 йилдин буян аңлап вә издинип келиватимән. 2014-Йили уйғурларниң венгирийә даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқ вәқәсини мәтбуатлардин аңлап, бәкму көңлүм йерим болған иди. Уйғурлар әмди туран қурултийиға кәлмисә керәк, дәп ойлаптикәнмән. Қурултай сәһнисигә есилған көкбайрақни көрүп, силәрниң кәлгәнликиңларни билдим вә шунчилик сөйүндүм. Икки оғлумға уйғурларни көрситиш үчүн, силәрниң чедириңларни издәп тепип кәлдим. Биз саклар руминийәдә яшаймиз. 2 Милйонға йеқин нопусимиз бар. Биз яшаватқан тупрақлар әслидә һонлар земиниға тәвә иди. 1-Дуня урушидин кейин руминийәгә бөлүп берилгән. Бизму һөрлүк үчүн интилимиз. Бирақ, бизниң дәрдимиздин силәрниң дәрдиңларниң бәкла еғирлиқини билимиз. Силәр һәтта өзүңларниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш гердабиға чүшүп қапсиләр. Үстүңлардики зулум бәк еғиркән. Әмма үмидсизләнмәслик керәк. Туран қурултийиға охшаш, һон-түрк нәсиллик милләтләр һаман бир күни бир яқидин баш чиқирип, бу мустәмликичиликкә хатимә беридиған күнләр чоқум келиду. Мән бүйүк туранни хиял дәп қаримаймән. У, йеқин кәлгүсидики реаллиқ” дегәнләрни тилға алди.
Қисқичә ейтқанда, 2016-йили 12-14-авғуст күнлири венгирийә пайтәхти будапештта өткүзүлгән 6-нөвәтлик туран қурултийи уйғурлар үчүн һәқиқәтәнму хәйрлик болди. 2014-Йили йүз бәргән у вәқәниң җараһәтлирини меһмандост, қан беғиға садиқ маҗар хәлқи вә түркий милләтләр өзлириниң миһрибанлиқлири билән ююп ташлиди. Ай юлтузлуқ көкбайрақниң орни, уйғурларниң түрк-һун дунясидики орниға шаһит болғандәк, қурултай сәһнисиниң бешиға, сәйнаниң әтрапиға, уйғур чидирлириға тикилип, бу қетимқи туран қурултийиниң уйғурларға болған тарихи әһмийитини дуняға җакарлиди.