Алматада җәмийәт әрбаби турғанҗан розахуноф аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.04.20
turghanjan-rozaxunof.jpg Қазақистан уйғур җамаәтчилики көрнәклик җәмийәт әрбаби, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси мәрһум турғанҗан розахуноф.
RFA/Oyghan

18-Апрел күни қазақистан уйғур җамаәтчилики көрнәклик җәмийәт әрбаби, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси турғанҗан розахунофтин айрилди. Шу мунасивәт билән 20-апрелда шәһәрниң достлуқ мәһәллисидә униң билән хошлишиш мурасими болуп өтти.

Турғанҗан имир оғли розахуноф 1950-йили һазирқи алмата вилайитиниң панфилоф наһийисигә қарашлиқ яркәнт шәһиридә дуняға кәлгән. У шәһәрдики луначарский намидики оттура мәктәпни тамамлап, балқаш шәһиридики кәспий-техникилиқ мәктәптә билим алди. Панфилоф наһийилик електр тармақлири мәһкимисидә әмгәк паалийитини башлиған т. Розахуноф партийә органлирида муһим вәзипиләрни атқурған. Кейинчирәк у калинин намидики вә кироф намидики игиликләрдә рәис орунбасари болуп хизмәт қилған.

1992-Йили т. Розахуноф панфилоф наһийисиниң барлиқ игиликлири тәркибигә киргән “йипәк йоли” бирләшмисиниң президенти болуп сайланди. 2003- Вә 2009-йиллар арилиқида җумһурийәтлик уйғур етномәдәнийәт мәркизи рәисиниң биринчи орунбасари, қазақистан хәлқи ассамблеяйисиниң әзаси. 2009-Йилдин башлап т. Розахуноф қ. Ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири мудириниң орунбасари болуп ишлиди.

Мәзкур мурасимда сөзгә чиққан “инайәт” бирләшмиси бюросиниң әзаси тәләт һәмрайеф, әдәбиятшунас алим рабик исмайилоф, алмата көврүк иншаатлири завутиниң баш мудири әхмәтҗан шәрдиноф, саламәтликни сақлаш хизмитиниң пешқәдәм хадими әбәйдуллам җаппароф, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди, қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф, қазақистан журналистика академийисиниң академики йолдаш азаматоф, санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза игилики хадимлири бирләшмисиниң президенти дилмурат қузийеф, “бирлик” бирләшмисиниң президенти адилҗан зәйнавдиноф, асфендияроф намидики теббий университетиниң профессори турған супийеф, “инайәт” бирләшмисиниң иҗраийә мудири һәдийәм әхмәтова, “шәпқәт-шов” тиятириниң мудири шавкәт нәзәроф, шундақла униң кәсипдашлири, дост-бурадәрлири, юртдашлири вә башқилар т. Розахунофниң уйғурларниң бүгүнки мәдәний тәрәққиятиға қошқан төһписини юқири баһалиди. Улар мәрһумниң “инайәт” бирләшмисиниң рәиси сүпитидә қазақистандики уйғурларниң илим-пән, маарип, сәнәт, мәдәнийәт саһәлиридә, шундақла мәҗруһ балиларни асраш, яшларни иш билән тәминләш, аһалиниң иҗтимаий вә иқтисадий мәсилилирини һәл қилиш вә башқиму йөнилишләрдә көплигән паалийәтләрни елип барғанлиқини тәкитлиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған асфендияроф намидики теббий университетиниң профессори турған супийеф мәрһумниң кичикидинла зерәк, оқумушлуқ болуп өскәнликини, өз хәлқиниң тарихиға, мәдәнийитигә көп қизиқидиған бала болуп тәрбийиләнгәнликини, көплигән һөкүмәтлик вә җәмийәтлик органларда ишләп, чоң һөрмәт қазанғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “у, уйғурлар җайлашқан һәммә йәрләргә берип, балиларниң билим елишиға, чәтәлләргә чиқип оқушиға көп күч чиқарди. Уларға инглиз тилини өгитиш бойичә нурғун ишларни қилди. У әдәбият, сиясәт, сәнәт вә башқиму тәрәпләрдин сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ адәм болған. Уларниң аилисиму яркәнт райони бойичә атақлиқ аилиләрдин иди.”

Т. Розахуноф болупму атақлиқ композитор қуддус ғоҗамяроф, мәшһур игилик рәһбири мирзигүл насироф қатарлиқ шәхсләргә ядикарлиқ орнитишниң, уларниң исимлирини әбәдийләштүрүшниң, шундақла уйғурлар ичидин чиққан атақлиқ язғучилар, тәнһәрикәтчиләр, артислар, алимлар вә башқиларни хәлққә тонуштурушниң, һәр саһәләр бойичә мусабиқиләрни, учришишларни, хәйрхаһлиқ паалийәтләрни өткүзүшниң тәшәббускари болди. Кейинки вақитларда у тарихий ядикарлиқларниң бири “порбаҗин” қәләсигә қилинған илмий експедитсийә уюштурушта алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтти. Мушу йили униң тәшәббуси билән моңғулийәгә йәнә бир әнә шундақ сәпәр уюштурулмақчи иди.

Зияритимизни қобул қилған “доппалайф. Ком” уйғур ториниң рәһбири сүлфи мәшрәпоф устази т. Розахунофниң болупму яшларниң җәмийәтлик ишлириға көп көңүл бөлгәнликини, униң мәслиһәти вә көрсәтмиси билән көплигән лайиһиләрни йүргүзгәнликини тәкитлиди: “яшларға тонулған лайиһиләрниң бири doppalayf.com Тори иди. Турған акиниң асасий мәқсити мушу тор арқилиқ яшлиримизға өз мәдәнийитини, өрп-адәтлирини өгитиш иди. У көп вақтини маарип саһәсигә бөлди. Шуниң нәтиҗисидә көплигән яшлиримиз һазир чәтәлдики юқири оқуш дәргаһлирида билим еливатиду. Турған ака бай мирас қалдуруп, өзигә һәйкәл орнитип кәтти.”

С. Мәшрәпофниң ейтишичә, т. Розахунофниң көп күч чиқириши билән чәтәлләрдики алий оқуш орунлириниң профессорлири уйғур йезилириға келип, яшларға өзлириниң билимини берип кәткән. Өткән йили америкиниң вирҗинийә университетиниң он бәш устази панфилоф наһийисиниң яркәнт шәһиридә орунлашқан хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәптә болуп, икки һәптә мабәйнидә инглиз тилидин һәқсиз савақ бәргән.

Т. Розахуноф достлуқ мәһәллисигә дәпнә қилинған болуп, бу йәрдә шундақла зия сәмәди, мәсүмҗан зулпиқароф, әнвәр һаҗийеф, бүвихан әлахунова, савут абдурахманоф, долқун ясеноф, турған тохтәмоф охшаш уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнтлири йәрләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.