Тарихчи турғун алмас һаятиниң ахирқи йиллирида (1)

Мухбиримиз қутлан
2015.02.04
Turghun-Almas-1-305.jpg Тарихчи мәрһум турғун алмас. (Вақти вә орни ениқ әмәс, “уйғурлар” намлиқ китабидин сүрәткә елинған)
RFA

Мәрһум тарихчи турғун алмас язған “уйғурлар” қатарлиқ тарихий әсәрләр уйғурларниң 1980-йиллардин буянқи тарих туйғуси вә милләт еңиниң юқири көтүрүлүшигә зор тәсир көрсәткән.

1990-Йилидин кейин хитай һөкүмити турғун алмасниң әсәр елан қилиш, лексийә сөзләш вә аммиви сорунларда нутуқ сөзләштәк илмий-академик һоқуқлирини бирдәк чәклигән. Шуниң билән бир вақитта униң “уйғурлар” қатарлиқ үч китабиға қарши кәң көләмлик сиясий тәнқид вә тәшвиқат җеңи елип барған. Вәһаләнки, тарихчи турғун алмасниң тәсири хитай даирилириниң тәшвиқатлирида инкар қилинғини билән, униң уйғур хәлқиниң қәлбидики образи барғансери көтүрүлүп барған.

Ундақта, мәрһум тарихчи турғун алмас һаятиниң ахирқи йиллирида қандақ яшиған? униң әйни чағдики күндилик һаяти, роһий һалити, ой хияллири вә уйғур тарихи бойичә илмий тәтқиқатлири һәққидә әслимә тәқдим қилған шаһитлар немә дәйду?

Әйни йилларда үрүмчидики аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисида ташқи кесәлликләр дохтури болуп ишлигән, һазир америкида яшаватқан теббий пәнләр доктори җүрәт обул бу һәқтә радио аңлиғучиларға мәлумат бәрди.

Доктор җүрәт обул әйни йилларда мәрһум тарихчи турғун алмасниң кесилини давалиған вә униң билән йеқин мунасивәттә болған кишиләрниң бири. У зияритимиз җәрянида өзи көргән, давалиған вә көп қетим һәм сөһбәттә болған мәрһум тарихчи турғун алмас һәққидә тәпсилий тохталди.

Униң билдүрүшичә, турғун алмас 1990-йиллардин кейин үрүмчидики уйғур тебабәт дохтурханисида көп вақитлирини өткүзгән. Униң бу дохтурханиға даим келип туруши кесәл көрситиш үчүн әмәс, бәлки өзиниң уйғур тарихи һәққидики китабиниң давамини йезиш үчүн икән.

Җүрәт обулниң көрситишичә, тарихчи турғун алмас өмриниң ахирқи йиллирида дохтур вә сестралири пүтүнләй уйғурлардин болған үрүмчидики уйғур тебабәт дохтурханисиға күндә дегүдәк келип турған. У өзиниң үрүмчидики башқа дохтурханиларға ишәнмәйдиғанлиқини, уйғур тебабәт дохтурханисида өзини бихәтәр һәм өз хәлқиниң қойнида турғандәк һес қилидиғанлиқини ейтқан.

Уйғур тебабәт дохтурханисидики дохтур вә сестираларму турғун алмасқа әң әзиз адимини күткәндәк чоңқур һөрмәт вә муһәббәт билән муамилә қилған. Турғун алмасниң тәлипи бойичә дохтурхана бинасидин турғун алмас үчүн мәхсус бир ятақ аҗритип, униң йезиқчилиқ қилиши үчүн шараит һазирлап бәргән. Һөкүмәт тәрәптин келиватқан шунчә зор бесимға қаримай уйғур тебабәт дохтурханисидикиләр өзлириниң қолидин келишичә турғун алмасқа болған йүксәк һөрмитини билдүргән.

Җүрәт обул әпәнди йәнә, мәрһум тарихчи турғун алмасниң ашу йиллардики ой-хияллири, яшлардин күткән арзу-үмидлири һәмдә уйғур тарихи һәққидики тәсәввурлири һәққидә тохталди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.