8 яшлиқ мүҗаһит қәшқәрли түрк дуняси билим олимпик мусабиқисигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.12.25
turk-dunyasi-bilim-olimpik-1.jpg

“2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” дин көрүнүш. 2015-Йили 24-декабир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turk-dunyasi-bilim-olimpik-3.jpg

“2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” дин көрүнүш. 2015-Йили 24-декабир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turk-dunyasi-bilim-olimpik-2.jpg

“2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” дин көрүнүш. 2015-Йили 24-декабир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turk-dunyasi-bilim-olimpik-4.jpg

“2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” дин көрүнүш. 2015-Йили 24-декабир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turk-dunyasi-bilim-olimpik-5.jpg

“2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” дин көрүнүш. 2015-Йили 24-декабир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

24-Декабир түркийә әскишәһәрдә өткүзүлгән “2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” гә 8 яшлиқ мүҗаһит қәшқәрли уйғур өсмүрләргә вакалитән қатнашқан. У мәзкур мусабиқигә өзиниң “әхләттин пайдилиниш пилани” намлиқ иҗадийитини елип барған болуп, түркийә маарип министири профессор нәби авҗи әпәнди алаһидә келип уни зиярәт қилған.

12 Дөләттин 40 иш пилани қатнашқан мәзкур олимпик мусабиқисиниң ечилиш нутқини түркийә миллий маарип министири профессор доктор нәби авҗи әпәнди қилди.

Әскишәһәр ататүрк тәнтәрбийә залида өткүзүлгән мурасимда сөз қилған нәби авҗи әпәнди, 2-нөвәтлик олимпик мусабиқисигә қатнашқан оқутқучи, оқуғучиларни тәбрикләп мундақ деди: “бу паалийәткә оттура асия түркий җумһурийәтлири вә дуняниң һәрқайси җайлиридики түркий милләтләрдин яш-өсмүрләр қатнишиватиду, бу саһибханилиқ алаһидә әһмийәткә игә. Чүнки түркийә тарихта өткән фараби, ибн сина, алий қушчу, харәзими қатарлиқ алимларниң мирасчииси. Йеқинда нобел мукапатиға еришкән алий санҗарға охшаш кишиләрму дөлитимиздә йетишкән. Мән түрк дунясидин шәһиримизгә келип өзлириниң иҗадлирини көргәзмә қиливатқан яш-өсмүрләргә мувәппәқийәтләр тиләймән.”

Арқидин әскишәһәр валиси гүңгөр азми әпәнди сөз қилди. У, нутқида кәшпият вә лайиһиләш саһәсидә җәмий 257 кишиниң илтимас қилғанлиқини, буларниң ичидин дөләт ичидин 60, дөләт сиртидин 40 болуп җәмий 100 кишиниң иҗадини вә лайиһисини таллиғанлиқини, булар айрим-айрим бөлүмләрдә иҗадлирини тонутуватқанлиқини ейтти һәмдә бу иш пиланлириниң илим вә технологийә үчүн интайин муһим икәнликини баян қилди.

Биз мәзкур паалийәт тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу паалийәткә оғлини елип берип, бирликтә қатнашқан миркамил қәшқәрли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

У, 2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқисигә оғли мүҗаһит қәшқәрлиниң “әхләттин пайдилиниш иш пилани” билән қатнашқанлиқини. Өзлириниң бөлүмини түркийә маарип министири профессор нәби авҗи әпәндиниң алаһидә келип зиярәт қилип, тәбриклигәнликини ейтти.

2-Нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға көп санда мухбирларму кәлгән болуп, уйғур бөлүмидә иҗадини тонутқан 8 яшлиқ мүҗаһит қәшқәрли уларниң диққитини тартқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.